1
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:5
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
«Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, силәр болсаңлар шахлирисиләр. Ким Мәндә болса, Мәнму униңда болимән. Шундақ болғанда, у көп мевә бериду, чүнки Худа яқтуридиған һәр қандақ ишни Мәнсиз қилалмайсиләр.
Сравни
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:5
2
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:4
Силәр Мәндә болуңлар, Мәнму силәрдә болимән. Шах ғолда болмай туруп өзлүгидин мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму Мәндә болмисаңлар мевә берәлмәйсиләр.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:4
3
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:7
Силәр Мәндә болсаңлар вә сөзлирим силәрниң қәлбиңларда сақланса, немини тилисәңлар, шуниңға еришисиләр.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:7
4
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:16
Силәр Мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә Мән силәрни таллидим. Мән силәрни мевә бәрсун һәм мевилириңлар мәңгү сақлансун, дәп тайинлидим. Мошундақ мевә бәргиниңларда, Мениң намим билән Атамдин немә тилисәңлар, Атам шуни бериду.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:16
5
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:13
Өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббәт йоқтур.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:13
6
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:2
Бағвән Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса, техиму көп мевә бәрсун, дәп путап туриду.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:2
7
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:12
Мениң әмрим шуки, Мән силәргә меһир-муһәббәт көрсәткәндәк, силәрму бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:12
8
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:8
Силәр көп мевә беришиңлар арқилиқ Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни испатлайсиләр. Бу Атамға шан-шәрәп елип келиду.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:8
9
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:1
Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Һәқиқий «Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, Атам Худа болса бағвәндур.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:1
10
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:6
Мәндә болмиған киши керәксиз шахларға охшаш ташлаветилип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип отқа ташлиниду.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:6
11
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:11
Буларни силәргә хошаллиғимдин һөзүрләнсун вә хошаллиғи толуп ташсун, дәп ейттим.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:11
12
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:10
Әгәр әмирлиримгә әмәл қилсаңлар, худди Мән Атамниң әмирлиригә әмәл қилған вә һемишәм Униң меһир-муһәббитидә болғинимдәк, силәрму һемишәм Мениң меһир-муһәббитимдә болисиләр.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:10
13
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:17
Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:17
14
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:19
Силәрму бу дунияниң адәмлиридин болған болсаңлар, бу дунияниң адәмлири силәрни өзиниң дәп сөйгән болатти. Бирақ Мән силәрни бу паний дуниядин айрип, таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дунияға мәнсүп әмәссиләр. Шуниң үчүн бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтлиниду.
Разгледайте Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15:19
Начало
Библия
Планове
Видеа