У асманға көтирилгәндә, әлчиләр көзлирини көккә тикип қаришип қалди, тосаттин уларниң йенида ақ кийим кийгән адәм қияпитидики икки периштә пәйда болуп:
— Әй җәлилийәликләр, немишкә бу йәрдә асманға қарап турисиләр? Һәзрити Әйса асманға чиқип кәтти, бирақ У қандақ көтирилгән болса, кәлгүсидә йәнә шундақ қайтип келиду, — деди.