1
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:19
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
Шуниң үчүн һазир яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Худаниң йолиға қайтиңлар! Шундақ қилғанда, Худа гуналириңларни кәчүрүм қилиду.
Compare
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:19
2
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:6
Бирақ Петрус униңға: — Мәндә алтун яки күмүч йоқ, лекин қолумда барини саңа берәй. Насирәлик Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, орнуңдин туруп маң! — дедидә
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:6
3
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:7-8
уни оң қолидин тартип, йөләп турғузди. Шу ан у адәмниң пут вә ошуқ беғишлириға күч кирип, орнидин чачрап туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә ейтқан һалда улар билән биллә мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирди.
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:7-8
4
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:16
Мана шу һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз билән бу току адәмгә күч кирди. Силәр көрүп турған вә тонуйдиған бу адәм бизниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз арқилиқ сапму-сақ болди. Силәрму буни көрдүңлар.
Explore Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3:16
Home
Bible
Plans
Videos