Андин Худа униңға мундақ җавап бәрди:
— Шундақ, сениң бу ишни пак вижданиң билән қилғанлиғиңни билимән. Шуниң үчүн Мениң алдимда гуна қилип қоймисун, дәп сени Сарәгә тегип қоюшуңдин тосидим. Әнди бу аялни Ибраһимға қайтуруп бәр. Ибраһим болса пәйғәмбәр. У саңа дуа қилиду, сән һаят қалисән. Лекин сени агаһландуруп қояйки, әгәр бу аялни еригә қайтуруп бәрмисәң, пүтүн хәлқиң билән қошулуп һалак болисән!