Мәнму Худа Атамдин силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилишини тиләймән. У силәр билән мәңгү биргә болиду. У болсиму, һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһтур. Уни бу дунияниң адәмлири қобул қилалмайду, чүнки Уни көрмәйду, тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У дайим силәр билән биллә туриду һәм силәрдә яшимақчи.