Тамақтин кейин һәзрити Әйса Симун Петрустин:
— Юһанна оғли Симун, сән Мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди.
— Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни Сиз билисиз, — деди Петрус.
Һәзрити Әйса униңға:
— Ундақта, қозилиримни отлат! — деди.
Иккинчи қетим йәнә униңдин:
— Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус йәнә:
— Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни билисиз, — деди.
Һәзрити Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.
Үчинчи қетим йәнә:
— Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус һәзрити Әйсаниң бу соални үч қетим сориғанлиғиға көңли бир қисма болуп:
— Рәббим, Сиз һәммини билисиз, Сизни сөйидиғанлиғимниму билисиз, — деди.
Һәзрити Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни отлат.