Бир қетим һәзрити Әйса мәлум бир шәһәргә барғандин кейин, пүтүн бәдинини мохо қаплап кәткән бир киши Уни көрүпла Униң айиғиға жиқилип:
— Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғайсиз! — дәп ялвурди.
Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди.