1
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:23
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
Һәзрити Әйса көпчиликкә йәнә мундақ деди: — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, һәр күни Маңа әгәшсун.
Compare
Explore Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:23
2
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:24
Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятини сақлалайду.
Explore Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:24
3
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:62
— Қош һайдаветип, тохтимай кәйнигә қарайдиған адәмдәк, бурунқи һаятиңлардин меһриңларни үзәлмисәңлар, Худаға хизмәт қилишқа лайиқ болмайсиләр, — деди һәзрити Әйса униңға.
Explore Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:62
4
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:25
Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
Explore Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:25
5
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:26
Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.
Explore Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:26
6
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:58
Бирақ һәзрити Әйса: — Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди униңға.
Explore Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:58
7
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:48
шагиртларға: — Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, Мени қобул қилған болиду. Мени қарши алса, Мени Әвәткүчини қарши алған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини Худаниң нәзәридә әң улуқ болиду, — деди.
Explore Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:48
Home
Bible
Plans
Videos