Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 11
11
Петрусниң башқа милләт кишилириниң чөмүлдүрүлүшини ақлиши
1Әлчиләр вә пүткүл Йәһудийә өлкисидики башқа мәсиһийләр бәзи йәһудий әмәсләрниңму Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлиди. 2Шуңа Петрус Йерусалимға қайтқанда, һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийларниң бәзилири уни әйипләп:
3— Сениң хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болғиниң зади қандақ иш?! — деди.
4Петрус пүтүн ишниң җәриянини уларға бир-бирләп чүшәндүрди.
5У мундақ деди:
— Җаффа шәһиридә дуа қиливатқинимда, бир ғайибанә аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтап қалди. 6Сәп селип қарисам, униң ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар екән. 7Кейин маңа: «Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә!» дегән аваз аңланди. 8Мән: «Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим. 9Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дегәнни сән һарам демә», дегән аваз аңланди. 10Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахири һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди. 11Дәл шу чағда Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң дәрвазисиниң алдиға кәлди. 12Муқәддәс Роһ мени, гәрчә улар йәһудий болмисиму, иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйриди. Җаффадин кәлгән бу алтә қериндашму мениң билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, Корнилий исимлиқ адәмниң өйигә кирдуқ. 13Корнилий бизгә өзиниң өйидә бир периштәни қандақ көргәнлигини ейтти. Периштә униңға: «Сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл, 14у саңа сениң вә аиләңниң қутқузулуш йолини сөзләп бериду», дегән екән.
15Мән гәп қилишқа башлиғанда, Муқәддәс Роһ худди бурун бизниң вуҗудумизға чүшкинидәк, уларғиму чүшти. 16Шу чағда Рәббимиз Әйсаниң: «Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни чөмүлдүргән, лекин силәр Муқәддәс Роһқа чөмдүрүлисиләр», дегинини есимгә алдим. 17Наһайити рошәнки, биз Әйса Мәсиһкә ишәнгәнликтин, Худа бизгә Өзиниң Роһини ата қилғиниға охшаш, Уни йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Шундақ турса, мән Худаға қандақму тосқунлуқ қилалаттим?!
18Улар бу сөзләрни аңлиғанда, Петрусни әйипләшни тохтитип, Худаға мәдһийә ейтип:
— Йәһудий әмәсләрму яман йоллиридин йенип товва қилса, Худа уларғиму мәңгү һаятқа еришиш пурсити яритип беридикән! — дейишти.
Антакя шәһиридики мәсиһийләр
19У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиянкәшлик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти. 20Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди. 21Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.
22Бу хәвәр Йерусалимдики мәсиһийләр җамаитигә йетип кәлди. Улар билип беқиш үчүн Барнабани Антакяға әвәтти. 23Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди. 24У Муқәддәс Роһқа чөмгән, имани камил, яхши бир адәм болуп, униң түрткисидә нурғун адәм Рәббимиз Әйсаға ишәнди.
25Кейин Барнаба Тарсус шәһиригә Саулни издәп берип, 26уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр» #11:26 Йәһудийлар күткән Қутқазғучи ибраний тилида «Мәсиһ» дәп аталған еди. Шуңа һәзрити Әйсаға ишәнгәнләр «мәсиһийләр» дәп аталған. дәп аташ Антакядин башланди.
27У күнләрдә Йерусалимдин Антакяға бәзи пәйғәмбәрләр кәлди. 28Булардин Агабус исимлиқ бири Муқәддәс Роһниң тәсири билән оттуриға чиқип, пүткүл Рим дуниясида қаттиқ ачарчилиқ болидиғанлиғини алдин-ала ейтти. (Бу ачарчилиқ дәрвәқә Клавдиюс падиша һөкүм сүргән жилларда йүз бәрди.) 29Буниң билән Антакядики мәсиһийләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди. 30Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.
Currently Selected:
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 11: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
![None](/_next/image?url=https%3A%2F%2Fimageproxy.youversionapistaging.com%2F58%2Fhttps%3A%2F%2Fweb-assets.youversion.com%2Fapp-icons%2Fen.png&w=128&q=75)
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: