Аләмниң яритилиши 19
19
Содом шәһиридикиләрниң яманлиғи
1Шу күни ахшими һелиқи икки периштә Содомға кәлди. Бу вақитта Лут шәһәр дәрвазисиниң алдида олтиратти. Лут уларни көрүпла, орнидин туруп, уларниң алдиға берип, тазим қилип:
2— Җанаплар, бизниң өйгә мәрһәмәт қилип, дәстихинимға ортақ болғайсиләр. Пут-қоллириңларни жуюп, бирәр кечә һадуқ елип, әтә сәһәрдә йолуңларға раван болсаңларму болар, — деди.
Лекин улар:
— Яқ, биз кечини кочида өткүзимиз, — дәп җавап беришти.
3Лекин Лут бәк чиң турувалғачқа, улар ахир Лутниң өйигә барди. Лут хизмәткарлириға петир нан пиширип, тамақларни меһманларниң алдиға қоюшни буйриди. Тамақ тәйяр болғандин кейин, улар ғизаланди.
4Меһманлар техи ятмиған еди, Содомдики пүтүн қери-яш әрләр келип Лутниң өйини қоршавалди. 5Улар Лутни чақирип, униңға:
— Бүгүн кәчтә силәрниң өйгә чүшкән кишиләр қени? Уларни елип чиқ! Биз улар билән җинсий мунасивәт қилмақчимиз, — деди.
6Лут сиртқа чиқип, ишикни тақаветип, 7уларға:
— Бурадәрләр, бундақ яман ишни қилмаңлар! 8Қараңлар, мениң техи әргә тәгмигән икки қизим бар. Уларни силәргә чиқирип берәй, уларни немә қилсаңлар қилиңлар, лекин бу икки кишигә һәргиз тәгмәңлар. Улар мениң өйүмгә кәлгән екән, мениң меһминим болиду, шуңа мән уларни қоғдишим керәк! — деди.
9Лекин улар:
— Йоқал! Сән техи ят жуттин келип, бизгә уни қил, буни қил дегидәк қанчилик адәм сән? Көздин йоқал! Болмиса, көргүлүгүңни улардинму еғир көрисән, — дейишип, Лутни иштириветип, бастуруп келип, ишикни бузуп кирмәкчи болди. 10Лекин һелиқи икки периштә қолини созуп, Лутни өйниң ичигә әкиривелип, ишикни тақавалди. 11Андин улар ташқиридики әрләрниң көзлирини кор қилип, ишикни тапалмайдиған қилип қойди.
Лутниң Содомдин қечиши
12Андин һелиқи икки периштә Лутқа:
— Сениң бу шәһәрдә башқа туққанлириң барму? Оғул-қизлириң, күйоғуллириң яки башқа туққанлириң бар болса, улар бу йәрдин дәрһал чиқип кәтсун. 13Чүнки биз бу шәһәрни харабиликкә айландуруветимиз. Бу йәр үстидин қилинған еғир әризиләр Пәрвәрдигарға йәтти. Шуңа У бизни бу шәһәрни харабиликкә айландуруветишкә әвәтти, — деди.
14Шуниң билән Лут ташқириға чиқип, қизлириниң лайиқлириниң алдиға берип, уларға:
— Силәр бу йәрдин дәрһал кетиңлар, чүнки Пәрвәрдигар бу шәһәрни харабиликкә айландурувәтмәкчи, — деди. Лекин улар уни чақчақ қиливатиду, дәп ойлашти.
15Таң атқанда периштәләр Лутни алдиритип:
— Дәрһал аялиң билән икки қизиңни елип, бу йәрдин чиқип кәт! Болмиса, силәрму бу шәһәр билән тәң һалак болисиләр, — деди.
16Лут йәнила иккилинип туратти. Лекин Пәрвәрдигар униңға рәһим қилғачқа, һелиқи икки периштә Лутниң, аялиниң вә икки қизиниң қоллирини тутуп, уларни йетәкләп, шәһәрдин чиқирип қойди.
17Шәһәрдин чиқиш биләнла, периштәләрдин бири:
— Силәр җениңларни сақлап қелиш үчүн қечиңлар! Кәйниңларға қаримаңлар, таққа йәткичә түзләңликтә тохтимаңлар! Болмиса, өлүп кетисиләр, — деди.
18Лекин Лут:
— Җанаплири, ундақ болмиғай! 19Силәр маңа ич ағритип, шапаәт қилип, җенимни қутқузған екәнсиләр, бизни унчә жирақ йәргә әвәтмәңлар. У тағ бәк жирақ екән, бәлким мән у йәргә йетип бармай турупла, балаю-апәткә учрап, тирик қалмасмәнмикин. 20Әву кичик шәһәрни көрдүңларму? Бу йәрдин анчә жирақ әмәс, у йәргә қечишимға иҗазәт бериңлар. У кичик бир йәр екән, мән шу йәрдә аман қалай! — деди.
21Периштә мундақ җавап бәрди:
— Мақул! Саңа рухсәт қилдим. У кичик шәһәрни харабиликкә айландурмай қояй. 22Чапсанирақ қач! Чүнки сән у йәргә йетип бармиғичә, Содомни вәйран қилалмаймән!
Бу шәһәр кичик болғачқа, Лут уни Зоар #19:22 Зоар — «кичик» дегән мәнани билдүриду. дәп атиди.
Содом билән Гомора шәһәрлириниң вәйран қилиниши
23Лут Зоарға йетип барғичә, күн чиққан еди. 24Туюқсиз Пәрвәрдигар Содом билән Гомора шәһәрлиригә асмандин от билән гуңгутни яғдурди. 25У бу икки шәһәрни, пүтүн түзләңликни вә пүтүн аһалини йәрдики гиялар билән қошуп харабиликкә айландурувәтти. 26У чағда Лутниң аяли кәйнигә бурулуп қариведи, шу петичә қетип, таштузға айлинип қалди.
27Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим Пәрвәрдигар билән сөзләшкән йәргә барди. 28У Содом, Гомора вә пүтүн түзләңликкә нәзәр селип, йәр йүзидин хумдандики исқа охшаш ис-түтәкниң чиқиватқанлиғини көрди. 29Бирақ Худа Лут яшиған түзләңликтики шәһәрләрни харабиликкә айландурғинида, Ибраһимниң тәливини есигә елип, Лутни қутқузди.
Лут вә униң қизлири
30Лут Зоар шәһиридә туруштин қорқти. Шуңа у икки қизини елип, таққа чиқип, өңкүрдә яшайдиған болди. 31Бир күни чоң қизи сиңлисиға:
— Атимиз қерип қалди. Бу йәрдә дуниядики қаидә-йосун бойичә бизни некайиға елип, пәрзәнт тапидиған әрму қалмиди. 32Атимизни мәс қилип қоюп, униң билән бир орунда йетип, униңдин пәрзәнт көрәйли. Шундақ қилсақ, әвлат қалдуралаймиз, — деди.
33У күни кечиси улар атисини мәс қилип қоюп, чоң қизи униң билән бир орунда ятти. Лут қаттиқ мәс болуп, йүз бәргән вақиәдин пүтүнләй хәвәрсиз еди.
34Әтиси чоң қизи сиңлисиға:
— Түнүгүн мән атам билән бир орунда яттим. Бүгүн ахшам уни йәнә мәс қилип қоюп, сән униң билән бир орунда ятқин. Шундақ қилип, һәр иккимиз атимиздин пәрзәнт көрүп, аилимизни давамлаштурайли, — деди.
35Шуниң билән у күни кәчтә улар Лутни йәнә мәс қилип қоюп, кичик қизи униң билән бир орунда ятти. У йәнә қаттиқ мәс болғачқа, йүз бәргән иштин пүтүнләй хәвәрсиз еди. 36Шундақ қилип, Лутниң бу икки қизи өз атисидин һамилдар болуп қалди. 37Чоң қизи бир оғул туғуп, униң исмини Моаб #19:37 Моаб — «атамдин» дегән сөз билән аһаңдаш. дәп қойди. У һазирқи моаблиқларниң атиси болди. 38Кичик қизиму бир оғул туғуп, униң исмини Бинамми #19:38 Бинамми — «хәлқимниң оғли» дегән мәнани билдүриду. дәп қойди. У һазирқи аммонлуқларниң атиси болди.
Currently Selected:
Аләмниң яритилиши 19: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: