Аләмниң яритилиши 22
22
Худаниң Ибраһимни синиши
1Бу вақиәләрдин кейин, Худа Ибраһимниң ишәнчини синап, уни:
— Ибраһим! — дәп чақирди.
Ибраһим:
— Ләббәй! — деди.
2Худа униңға:
— Сән оғлуңни, йәни амрақ ялғуз оғлуң Исһақни елип, Морая райониға берип, Мән көрситидиған тағниң үстидә уни көйдүрмә қурванлиқ #22:2 Көйдүрмә қурванлиқ — йәһудийлар Худаға қурванлиқ қилишта Худаниң әмри бойичә мални союп, андин уни көйдүрүветәтти. сүпитидә Маңа атиғин, — деди.
3Әтиси сәһәрдә Ибраһим ешәкни егәрләп, Исһақ билән икки чакирини елип, көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған отунларни тәйярлап, Худа көрсәткән җайға қарап маңди. 4Үчинчи күни Ибраһим у йәрни жирақтин көрди 5вә чакарлириға:
— Силәр ешәк билән бу йәрдә туруп туруңлар. Балам иккимиз у йәргә берип, ибадәт қилип келәйли, — деди.
6Ибраһим Исһаққа отунларни көтәртип, өзи қолиға пичақ билән от елип, Исһақ билән биллә жүрүп кәтти. 7Исһақ:
— Ата, — дәп чақирди.
Ибраһим:
— Һә, оғлум? — деди.
— От билән отун бар, лекин көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған қоза қени? — дәп сориди Исһақ.
8Ибраһим униңға:
— Әй оғлум! Қурванлиқ қилидиған қозини Худа Өзи йәткүзүп бериду, — дәп җавап бәрди. Иккиси тохтимай меңивәрди.
9Улар Худа Ибраһимға көрсәткән җайға кәлгәндә, Ибраһим қурванлиқ суписини ясап, униң үстигә отунларни қоюп, өз оғлини бағлап, отун догиланған супиға ятқузди. 10Андин оғлини боғузлаш үчүн пичақни көтәрди. 11Бирақ Пәрвәрдигарниң периштәси #22:11 Пәрвәрдигарниң периштәси — бу Худаниң Өзини көрситиду. асмандин:
— Ибраһим! Ибраһим! — дәп вақириди.
— Ләббәй! — деди у.
12Периштә униңға:
— Қолуңни тарт! Балиға тәгмә! Сениң Маңа болған садақәтмәнлигиңни әнди көрдүм. Чүнки сән өз оғлуңни, йәни бир тал оғлуңниму Мәндин айимидиң, — деди.
13Ибраһим әтрапиға қариведи, мүңгүзи чатқалға илишип қалған бир қошқар униң көзигә челиқти. У берип қошқарни йешип, уни өзиниң оғлиниң орнида қурванлиқ қилип көйдүрүвәтти.
14Шуңа Ибраһим у йәрни Яһвә-Йирәһ #22:14 Яһвә-Йирәһ — «Пәрвәрдигар тәминләйду» дегән мәнани билдүриду. дәп атиди. Һазирға қәдәр кишиләр: «Пәрвәрдигар Өз теғида тәминләйду», дейишиду.
15Пәрвәрдигарниң периштәси иккинчи қетим асмандин Ибраһимға:
16— Пәрвәрдигар дәйдуки: «Сән сөйүмлүк бир тал оғлуңни айимиған екәнсән, Мән Өз намим билән қәсәм қилимәнки, 17саңа бәхит ата қилиш билән, нурғун әвлатларни беримән. Уларниң сани асмандики юлтузлардәк, деңиз бойидики қумдәк көп болиду. Сениң әвлатлириң дүшмән шәһәрлирини ишғал қилиду. 18Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн, сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләр бәхиткә еришиду», — деди.
19Ибраһим чакарлириниң йениға қайтип келип, улар билән биллә өзи олтирақлашқан йәргә, йәни Бәәршәбаға қайтти.
Наһорниң әвлатлири
20Бир мәзгилдин кейин Ибраһим иниси Наһорниң аяли Милканиң еригә сәккиз оғул туғуп бәргәнлигини аңлиди. 21Улар: тунҗа оғул Уз, кәйнидикилири Буз, аррамлиқларниң атиси болған Кәмуел, 22Кәсәд, Һазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуел еди. 23Бетуел болса Рибәқаниң атиси болди. Милка Ибраһимниң иниси Наһорға бу сәккиз оғулни туғуп бәрди. 24Наһорниң кичик хотуни Рәумаму төрт оғул туғуп бәрди. Улар: Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ еди.
Currently Selected:
Аләмниң яритилиши 22: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: