Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 16
16
Ишәнчиңлар тәврәнмисун!
1— Буларни силәргә ишәнчини йоқитип қоймисун, дәп ейттим. 2Силәр ибадәтхана җамаитиңлардин қоғлап чиқириветилисиләр һәм шундақ бир вақит-саатлар келидуки, силәрни өлтүридиғанлар өзлирини Худаға хизмәт қиливатимән, дәп һесаплайду. 3Улар буларни йә Атамни, йә Мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду. 4Шуниң үчүн ейтимәнки, улар силәргә зиянкәшлик қилғанда, Мениң агаһландурғанлиғимни есиңларға кәлтүрүңлар.
Худаниң Муқәддәс Роһиниң вәзиписи
— Мән дәсләптә буларни силәргә ейтмидим, чүнки силәр билән биллә едим.
5Лекин әнди Мени Әвәткүчиниң йениға қайтип кетимән. Шундақ болсиму, араңлардин һеч ким Мәндин: «Нәгә кетисиз?» дәп соримайватиду. 6Буниң орниға, силәргә буларни ейтқанлиғим үчүн, қәлбиңлар һәсрәт билән толди. 7Билип қоюңларки, Мениң кетишим силәргә пайдилиқ, кәтмисәм силәргә Ярдәмчи кәлмәйду, амма кәтсәм, Уни силәргә әвәтимән. 8У кәлгәндә, бу дуниядики кишиләрни өзлириниң гунакар екәнлигигә, Мениң һәққанийлиғимға вә ахирқи замандики соал-сорақниң болидиғанлиғиға қайил қилиду. 9Улар гунакар екәнлигигә қайил болиду, чүнки улар Маңа ишәнмиди. 10Улар Мениң һәққанийлиғимға қайил болиду, чүнки Мән һәққаниймән һәм шуңа Атамниң йениға қайтишқа лайиқтурмән. Шундақ қилип, силәр Мени көрәлмәйсиләр. 11Улар ахирқи замандики соал-сорақниң чоқум болидиғанлиғиға қайил болиду, чүнки Худа бу дунияниң һөкүмдари болған шәйтанни сораққа тартти.
12Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди, бирақ силәр униңға бәрдашлиқ берәлмәйсиләр. 13Лекин һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһ кәлгәндә, силәргә барлиқ һәқиқәтни үгитиду. У Өзлүгидин сөзлимәйду, әксичә Атам Иккимизниң сөзлирини аңлиғандин кейин сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишларни силәргә йәткүзиду. 14У Мәндә бар болғанни силәргә йәткүзүп, Мениң улуқлуғумни аян қилиду. 15Атамда бар болғанниң һәммиси һәм Мениңдур. Шуниң үчүн Муқәддәс Роһ Мәндә бар болғанни силәргә йәткүзиду, дәп ейттим.
Ғәм-қайғулириңлар хошаллиққа айлиниду
16— Аз вақиттин кейин, Мени көрмәйсиләр. Йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, Мени қайта көрисиләр.
17Шагиртларниң бәзилири бир-биригә:
— Бу қандақ гәп? У бизгә: «Аз вақиттин кейин Мени көрмәйсиләр, йәнә бир аз вақит өткәндин кейин Мени қайта көрисиләр», дәйду. У йәнә: «Чүнки Мән Атамниң йениға кетимән», дәйду. 18«Аз вақиттин кейин» дегән сөзиниң мәнаси зади немиду? Униң немиләрни дәватқанлирини биләлмидуқ, — дейишти.
19Һәзрити Әйса уларниң соримақчи болған соалини билип, мундақ деди:
— Мениң «Аз вақиттин кейин Мени көрмәйсиләр, йәнә бир аз вақит өткәндин кейин Мени көрисиләр» дегинимниң мәнасини бир-бириңлардин сораватамсиләр? 20Билип қоюңларки, силәр жиға-зар қилип қайғурисиләр, лекин бу дунияниң адәмлири хошал болушуп кетиду. Силәр болсаңлар қайғурисиләр, лекин қайғулириңлар хошаллиққа айлиниду. 21Аял туғутта азаплиниду, чүнки униң азап-оқубәтлик вақит-саати йетип кәлгән. Лекин бовиғи туғулуп болғандин кейин, бир пәрзәнтниң дунияға кәлгәнлигиниң хошаллиғи билән тартқан азавини унтуп қалиду. 22Шуниңға охшаш, силәрму һазир азаплиниватисиләр, лекин Мән силәр билән қайта көрүшимән. Шу чағда қәлбиңлар хошаллиққа чөмиду. Хошаллиғиңларни һеч ким силәрдин тартивалалмайду. 23Билип қоюңларки, шу вақит кәлгәндә, Мәндин һеч нәрсә соришиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки Мениң намим билән Атамниң Өзидин немини тилисәңлар, У шуни бериду. 24Һазирғичә Мениң намим билән һеч немә тилимидиңлар. Әнди тиләңлар, еришисиләр. Буниң билән хошаллиғиңлар толуп ташсун.
Бу дуния үстидин ғалибә қилиш
25— Силәргә буларни тәмсилләр билән билдүрдүм. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда тәмсилләр билән сөзлимәймән, Атам тоғрилиқ очуқ ейтимән. 26Шу күнләр кәлгәндә, тиләклириңларни Мениң намим билән тиләйсиләр. Мән силәр үчүн Атамдин тәләп қилимән демәкчи әмәсмән. 27Буниң сәвәви, Атам Өзиму силәрни сөйиду, чүнки силәр Мени сөйисиләр вә Мени Атамниң әвәткәнлигигә ишәндиңлар.
28Мән Атамниң йенидин бу дунияға кәлдим. Әнди бу дуниядин Атамниң йениға кетимән.
29Шагиртлири:
— Әнди тәмсил кәлтүрмәй, очуқ ейттиңиз. 30Биз Сизниң һәммини билидиғанлиғиңизни әнди чүшәндуқ, чүнки биз соал соримисақму, Сиз көңлимиздикини билидикәнсиз. Буниңдин сизниң Худаниң йенидин кәлгәнлигиңизгә ишәндуқ, — дейишти.
31Һәзрити Әйса уларға:
— Һазир ишәндиңлар, шундақму? 32Мана шундақ вақит келәй дәп қалди, шундақла келип қалдики, һәммиңлар Мени ялғуз ташлап өз йоллириңларға кетисиләр. Бирақ Мән ялғуз қалмаймән, чүнки Атам Мән билән биллидур. 33Буларни силәргә Мән арқилиқ аманлиқ тапсун, дәп ейттим. Бу дунияниң адәмлири силәрни азап-оқубәткә салиду. Амма ғәйрәтлик болуңлар, чүнки Мән бу дуния үстидин ғалибә қилдим!
Currently Selected:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 16: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti