Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2
2
Кана йезисидики той зияпити
1Икки күндин кейин Җәлилийә өлкисиниң Кана йезисида бир той болди. Һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм у йәрдә еди. 2Һәзрити Әйса вә Униң шагиртлириму тойға тәклип қилинған еди.
3Тойда шарап түгәп қалғанда, Мәрийәм һәзрити Әйсаға:
— Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.
4— Ана, Мени арилаштурмисиңиз. Мениң вақтим техи кәлмиди, — деди һәзрити Әйса.
5Аниси чакарларға:
— У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
6У өйдә йәһудийларниң тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн ишлитилидиған, һәр биригә сәккиз-тоққуз челәктин су сиғидиған алтә таш туң қоюлған еди.
7Һәзрити Әйса чакарларға:
— Туңларға су толтуруңлар, — деди.
Улар туңларни ағзиғичә толтурушти. 8Андин һәзрити Әйса уларға йәнә:
— Әнди буниңдин бир чинә елип, зияпәт башқурғучиға бериңлар, — деди.
Улар бәҗа кәлтүрүшти.
9Зияпәт башқурғучи судин өзгәргән шарапни тетип көрүп, униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуғанлар билишәтти. Шуниң билән зияпәт башқурғучи күйоғулни чақирип, 10униңға:
— Бу шарап бәк яхши екән! Башқа саһипханлар яхши шарапни тойниң бешида қуйиду. Меһманлар хелә қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Һәҗәп, сән әң яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.
11Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси #2:11 Мөҗүзә — грекчидә «мөҗүзилик бәлгү» дегән мәнада болуп, һәзрити Әйса мөҗүзә арқилиқ Өзиниң һәқиқий Кимлигини ашкарилимақчи болған. болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткәнлигигә ишәнди. 12Бу иштин кейин һәзрити Әйса аниси, инилири вә шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә берип, у йәрдә бир нәччә күн турди.
Содигәрләрниң чоң ибадәтханидин қоғлиниши
13Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға #2:13 «Өтүп кетиш» һейти — бу йәһудийларниң Муса пәйғәмбәрниң йетәклиши арқилиқ өзлириниң Мисирдики қуллуқ һаятидин қутулған күнини хатириләш һейти болуп, әйни вақитта йәһудий әрләрниң һәммиси Йерусалимға берип, мәркизий ибадәтханида қурванлиқ қилип, бу һейтни өткүзүши керәк еди. аз қалғанда, һәзрити Әйса Йерусалимға барди. 14У мәркизий ибадәтхана #2:14 Мәркизий ибадәтхана — әйни чағда йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири болуп, бу йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә пәқәт Йерусалимдики мәркизий ибадәтханидила қурванлиқ қилиш тоғра болатти. һойлилирида қурванлиқ үчүн ишлитилидиған кала, қой вә кәптәр сатқучиларни һәм у йәрдә олтирип пул тегишидиған кишиләрни көрүп қалди 15вә ағамчидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини өрүп, пуллирини чечивәтти 16вә кәптәр сатқучиларға:
— Нәрсилириңни бу пак йәрдин йоқитиш, Худа Атамниң өйини базарға айландурушма! — деди.
17Буни көргән шагиртлири Зәбурда йезилған бу сөзни есигә елишти:
«Әй Худа! Сениң өйүң үчүн көрсәткән қизғин муһәббитим худди көйүватқан отниң өзидур».
18Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға:
— Бундақ қилишқа немә һоқуқуң бар? Сени Худа әвәткән болса, буни испатлаш үчүн бизгә бир карамәт көрситип бақмамсән, қени? — дәп соал қойди.
19Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Силәргә көрситидиған карамитим шуки, бу ибадәтханини вәйран қилсаңлар, үч күн ичидә уни яңливаштин ясап чиқимән.
20Йәһудийлар һәзрити Әйсаниң җававини чүшәнмәй:
— Бу ибадәтханиниң ясилиши үчүн һазирғичә қириқ алтә жил кәткән турса, Сән уни қандақсигә үч күндила ясап чиқалайсән? — дәп Уни мәсқирә қилишти. 21Һалбуки, һәзрити Әйса ейтқан «Ибадәтхана» Униң Өз тени еди. 22Шуңа һәзрити Әйса өлүп, үчинчи күни тирилгәндин кейин, шагиртлири Униң бу сөзини есигә алди вә Муқәддәс Язмиларда Қутқазғучиниң тирилиши һәққидә йезилған сөзләр һәм һәзрити Әйса ейтқан сөзләрниң тегигә йетип, ишәнчи техиму күчәйди.
23«Өтүп кетиш» һейти җәриянида һәзрити Әйсаниң Йерусалимда көрсәткән карамәт вә мөҗүзилирини көргән нурғун кишиләр Униңға ишиништи. 24Лекин һәзрити Әйса пүткүл инсанларниң қәлбини билгәчкә, уларға ишәнмәтти. 25Инсан тәбиити һәққидә һеч кимниң Униңға бир нәрсә дәп беришиниңму һаҗити йоқ еди, чүнки У Өзи кишиләрниң көңлидә немә бар екәнлигини биләтти.
Currently Selected:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: