YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр ‮Қисқичә чүшәндүрүш‬

Қисқичә чүшәндүрүш
Бу китапниң муәллипи белиқчи Зәбәдийниң оғли Юһаннадур. У Петрус вә өз қериндиши Яқуп билән бир қатарда һәзрити Әйсаниң әң йеқин шагирти болуп һесаплиниду. У бу китапта өз исмини ишләтмәй, өзини һәзрити Әйсаниң яхши көридиған шагирти, дәп тилға алған (13:23). Муәллип бу китапни кишиләрниң һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә ишиниши һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришиши үчүн язған.
Муәллип китавини әзәлдин моҗут болған «Сөз», йәни адәм тенидә инсанлар арисиға кәлгән һәзрити Әйса һәққидики мәлуматтин башли­ған. У һәзрити Әйсаниң көрсәткән мөҗүзилири һәм Униң бу мөҗүзиләр арқилиқ һәқиқәтни чүшәндүргәнлигини тәсвирлигән. У һәзрити Әйсаниң шагиртлири билән биллә болған әң ахирқи кәчлик тамиғи һәққидә көпирәк мәлумат бәргәндин кейин, Униң өлтүрүлүши вә тирили­шини хатирилигән. Муәллип һәзрити Әйса тирилгәндин кейин Униң шагиртлири билән болған бир қанчә қетимлиқ учришишини тәсвирләш билән китавини тамамлиған.
Бу китапта муәллип һәзрити Әйсаниң Өзини «Һаятлиқ нени», «Һаятлиқ сүйи», «Дунияниң нури», «Яхши қойчи», «Йол, һәқиқәт вә һаят­лиқ», «Үзүм тели» вә «Инсанларни өлүмдин тирилдүргүчи вә һаятлиқ бәргүчи», дәп тилға алғанлиғини хатириләш билән һәзрити Әйсаниң дәл инсанлар муһтаҗ болған Қутқазғучи екәнлигини көрситип бәргән.
Тезис:
1. Сөз — һәзрити Әйсадур (1-бап 1-18-айәтләр)
2. Йәһия пәйғәмбәрниң һәзрити Әйсаға гувалиқ бериши (1-бап 19-34-айәтләр)
3. Һәзрити Әйсаниң дәсләпки шагиртлири (1-бап 35-51-айәтләр)
4. Һәзрити Әйсаниң алаһидә йәттә мөҗүзиси (2-11-баплар)
5. Һәзрити Әйсаниң бу дуниядики һаятиниң ахирқи һәптиси (12-19-баплар)
6. Һәзрити Әйсаниң тирилиши вә шагиртлириға көрүнүши (20-21-баплар)

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in