YouVersion Logo
Search Icon

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 6

6
Дәм елиш күни һәққидики мәсилә
1Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетива­татти. Униң шагиртлири башақларни үзүвелип, алқинида угулап йеди. 2Буни көргән бәзи пәрисийләр:
— Силәр немишкә дәм елиш күни чәкләнгән ишни #6:2 Йәһудийларниң әнъәниси бойичә дәм елиш күни хаман тепиш қаидигә хилап еди. Пәрисийләр шагиртларниң данларни йейиш үчүн ақлишини хаман тәпкәнлик, дәп қариған. Әмәлиятта мәнъий қилинғини башақларни үзүвелип йейиш әмәс, бәлки зираәтләргә оғақ селиштур. қилисиләр, — дейишти.
3Һәзрити Әйса:
— Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилған­лиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму? Қени ейтип беқиңлар! 4У ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап йегән вә һәмралириғиму бөлүп бәргән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди, — дәп җавап бәрди 5вә хуласә чиқирип, уларға:
— Мән Инсан Оғли дәм елиш күниниң Егисидурмән, — деди.
6Йәнә бир дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханиға кирип тәлим беривататти. Ибадәтханида оң қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди. 7Һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәп жүргән Тәврат устазлири билән пәрисийләр Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти. 8Бирақ уларниң көңлидикини билгән һәзрити Әйса қоли қуруп кәткән һелиқи кесәлгә:
— Орнуңдин тур, алдимға кәл! — девиди, һелиқи кесәл орнидин турди. 9Андин һәзрити Әйса көпчиликкә:
— Силәрдин сорап бақайчу, қандақ қилиш Тәврат қануниға уйғун? Дәм елиш күни яхшилиқ қилиш керәкму яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузуш керәкму яки җанға зәмин болушму? — деди вә 10кесәлниң әтрапидикиләргә көз жүгәртип чиққандин кейин һелиқи кесәлгә:
— Қолуңни узарт, — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә кәлди. 11Амма Тәврат устазлири вә пәрисийләр интайин ғәзәп­линип, һәзрити Әйсаға қандақ қарши туруш тоғрисида мәслиһәткә чүшти.
Һәзрити Әйсаниң он икки әлчини таллиши
12Бир күни һәзрити Әйса дуа қилиш үчүн таққа чиқти. У йәрдә кечичә Худаға дуа қилди. 13Таң атқанда шагиртлирини алдиға чақи­рип, уларниң ичидин он икки кишини таллап, уларни әлчи дәп атиди. 14Улар: Симун (һәзрити Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Әндәр, Яқуп, Юһанна, Филип, Бартоломай, 15Мәтта, Томас, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун, 16башқа бир Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди.
Һәзрити Әйсаниң тәлим бериши вә кесәлләрни сақайтиши
17Һәзрити Әйса әлчилири билән тағдин чүшүп, түз бир йәрдә туратти. Уларниң алдиға нурғун шагиртлар һәм Йерусалим шәһири­дин, җүмлидин пүтүн Йәһудийә өлкисидин кәлгән кишиләр топ-топ болуп келип жиғилишти. Һәтта деңиз бойидики Тир вә Сидон шәһәрлиридинму нурғун кишиләр кәлгән еди. 18Улар һәзрити Әйсаниң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди. Җинлар дәстидин азапланғанларму келип, шипалиқ тепишти. 19Көпчилик қоллирини һәзрити Әйсаға тәккүзүвелишқа тиришатти. Чүнки Униң вуҗудидин күч-қудрәт чиқип уларниң һәм­ми­сини сақайтивататти.
Хошаллиқ вә қайғу
20Андин һәзрити Әйса шагиртлириға қарап мундақ деди:
— Әй йоқсуллар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң Падишалиғи силәрниңкидур.
21Әй ач қалғанлар, силәрму нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа силәрни толуқ қанаәтләндүриду.
Әй жиғлаватқанлар, силәрму бәхитлик! Буниңдин кейин шат-хорамлиққа чөмисиләр.
22Инсан Оғлиға әгәшкәнлигиңлар үчүн бәзиләр силәрдин нәпрәт­ләнсә, йүз өрсә, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, силәрни яман десә, нәқәдәр бәхитликсиләр! 23У чағда шат-хорам болуп тәнтәнә қилиң­лар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бу қара нийәт­ләрниң ата-бовилири бурунқи пәйғәмбәрләргиму шундақ зиянкәшлик қилған.
24Лекин һалиңларға вай, әй байлар!
Раһәт-парағәт силәргә яр болмас әнди.
25Һалиңларға вай, әй қарни тоқлар!
Ачлиқта қалисиләр әнди.
Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар!
Һаза тутуп жиғлайсиләр әнди.
26Халайиқ силәрни махтиғанда, һалиңларға вай! Чүнки Худаниң ғәзивигә учриған бурунқи сахта пәйғәмбәрләрму бу хәлиқниң ата-бовилириниң махтишиға еришкән.
Дүшмәнлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар
27— Қулақ селип аңлаңлар! Силәргә дүшмәнлик қилғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Өчмәнлик қилғанларға яхшилиқ қилиңлар. 28Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар. Силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар. 29Бирси силәрниң оң йүзүң­ларға урса, сол йүзүңларниму тутуп бериңлар. Бирси силәрниң чапиниң­ларни елип кәтсә, көйнигиңларниму селип бериңлар. 30Бирси силәрдин бир немә тилисә, тилигинини бериңлар. Бирси силәрниң бирәр нәрсәңларни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни соримаңлар. 31Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар.
32Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу. 33Әгәр силәр өзәңларға яхшилиқ қилғанларғила яхшилиқ қилсаңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Һәтта гунакарларму шундақ қилидиғу! 34Әгәр силәр қәризни қайтуралайдиғанларғила қәриз бәрсәңлар, буниң махтанғидәк нәри бар? Гунакарларму әйнән қайтуруш шәрти билән башқа гунакарларға қәриз беридиғу! 35Яқ! Силәр дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, уларға яхшилиқ қилиңлар. Башқиларға қайтурувелишни ойлимайла пул қәриз бериңлар. Шу чағда асманда мол мукапатқа еришисиләр вә улуқ Худаниң пәрзәнди болғанлиғиңлардин гувалиқ бәргән болисиләр. Чүнки Худа яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду. 36Асмандики Атаңлар меһриван болғинидәк, силәрму меһриван болуңлар.
Башқиларниң үстидин һөкүм қилмаңлар
37— Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Силәрму Худа­ниң һөкүмигә учримайсиләр. Башқиларни әйиплимәңлар, Худаму силәрни әйиплимәйду. Башқиларни кәчүрүңлар, Худаму силәрни кәчүрүм қилиду. 38Башқилардин һеч немини айимаңлар, Худаму силәрдин һеч немини айимайду. Һәтта силәргә чоң өлчигүчкә лиқ чиңдап толтурулған соғиларни тәғдим қилиду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп бериду.
39Андин һәзрити Әйса уларға тәмсил арқилиқ тәлим берип мундақ деди:
— Қарғу қарғуни йетәкләп маңалмайду. Ундақ қилса, һәр икки­лиси ориға чүшүп кетиду. 40Шагирт устазидин үстүн турмайду. Лекин у оқуп йетишкәндин кейин устазиға охшаш болалайду.
41Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепигидәк кичик камчилиғинила көрүп, өзәңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?! 42Өзәңдики шунчә чоң гунани көрмәй туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини еливетәй!» дейишиң қандақ гәп? Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзи­дики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп, бурадириңниң көзи­дики һәрә кепигини еливетәләйсән.
Икки хил мевә дәриғи
43— Яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду, яман дәрәқму яхши мевә бәрмәйду. 44Һәр қандақ дәрәқни бәргән мевисидин пәриқ әткили болиду. Тикәндин әнҗир, янтақтин үзүм алғили болмайду. 45Шуниңға охшаш, яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду. Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду.
Икки хил имарәт салған кишиләр
46— Силәр һәҗәп Мени «Рәббим! Рәббим!» дәйсиләрю, буйруқ­ли­римға әмәл қилмайсиләр. 47Әмсә Мениң алдимға келип, сөзлиримни аңлап әмәл қилғанлар кимгә охшайду? 48Улар худди һулини чоңқур қезип, қорам ташниң үстигә имарәт салған кишигә охшайду. Кәлкүн кәлгәндә, униң күчлүк һуҗуми ундақ имарәтни қимир қилғузалмайду, чүнки у пухта селинған. 49Лекин сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиғанлар, һул қурмай қуруқ йәрниң үстигә имарәт салған кишигә охшайду. Бундақ имарәт кәлкүнниң һуҗумиға учриған һаман, өрүлүп, пүтүнләй гумран болиду.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in