Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 7:21-22
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 7:21-22 HZUTCYR
Дәл шу чағда һәзрити Әйса ағриқ-силақ вә җин чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтқан вә нурғун қарғуларниң көзини ачқан еди. Шуниң билән У Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға: — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп: «Корларниң көзи ечилди, токуларму маңалайдиған болди. Мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар.