YouVersion Logo
Search Icon

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9

9
Һәзрити Әйсаниң он икки әлчини әвәтиши
1Һәзрити Әйса он икки шагиртини чақирип, уларға һәр қандақ җинни һайдаш, кесәлләрни сақайтиш қудрити вә һоқуқини бәрди. 2Андин уларни Худаниң Падишалиғи һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти. 3У шагиртлириға:
— Силәр сәпәрдә һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар, һәтта бирәр артуқ көйнәкму еливалмаңлар. 4Бир жутқа барғиниңларда, қайси өйдә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу өйдила туруңлар. 5Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.
6Шагиртлар йолға чиқип, һәммә йеза-қишлақларни арилап Хуш Хәвәрни тарқитип, кесәлләрни сақайтти.
7Җәлилийәдики Һирод хан һәзрити Әйсаниң ишлиридин хәвәр тепип, гаңгирап қалди. Чүнки бәзиләр: «Бу ишларни қиливатқан киши Йәһия пәйғәмбәр екән. У тирилипту!» десә, 8йәнә бәзиләр: «Бурун әҗайип мөҗүзиләрни яратқан Илияс пәйғәмбәр яки башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәтти.
9«Мән Йәһияниң каллисини алдурған едим, әнди бу гәпләрни аңлаватимән. Бу ишларни қиливатқан киши зади кимдур?» деди Һирод хан. Шуниң үчүн у һәзрити Әйса билән көрүшүшниң йолини издиди.
Бәш миң кишини тойдуруш
10Он икки шагирт қайтип келип, өзлириниң қилған һәммә ишли­рини һәзрити Әйсаға мәлум қилди. Һәзрити Әйса башқиларға уқтур­май уларни Бәйтсайда дегән йезиға елип маңди. 11Бирақ буниңдин хәвәр тапқан халайиқму Униңға әгишип кәлди. Һәзрити Әйса уларни қарши елип, уларға Худаниң Падишалиғиға даир ишларни чүшән­дүрди вә кесили барларни сақайтти. 12Күн олтарғили аз қалғанда, он икки шагирти һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
— Халайиқни тарқитивәткән болсиңиз, улар әтраптики йеза-қишлақларға берип тамақ йесун вә қонғидәк җай тапсун. Чүнки бу хали җай екән, — деди.
13Лекин һәзрити Әйса:
— Уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди.
— Биздә пәқәтла бәш нан билән икки белиқ бар. Тамақ сетивелип әкелип бериңлар демәкчимусиз? — дейишти улар һәйран болуп. 14Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани тәхминән бәш миңчә бар еди.
Һәзрити Әйса уларға:
— Халайиқ әлликтин-әлликтин бөлүнүп олтарсун, — деди.
15Шагиртлар көпчиликни һәзрити Әйсаниң дегини бойичә олтарғузди. 16Һәзрити Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди. 17Һәммиси йәп тойди. Шагиртлири ешип қалған нан билән белиқниң парчи­лирини жиғиведи, он икки севәт чиқти.
Петрусниң һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ дәп тонуши
18Бир күни һәзрити Әйса Өзи ялғуз дуа қиливататти. Униң йенида шагиртлирила бар еди. Һәзрити Әйса улардин:
— Халайиқ Мени ким дәп билидикән? — дәп сориди.
19— Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия дәйду, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр дәйду вә йәнә бәзиләр башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — дәп җавап бәрди шагиртлар.
20Һәзрити Әйса улардин:
— Силәрчу? Силәр Мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди.
— Сиз Худа тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди Петрус.
21— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп буйриди һәзрити Әйса уларға, 22— чүнки Инсан Оғли нурғун азап-оқубәт тартиши керәк. Ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири Уни рәт қилип өлтүргүзиду. Лекин Уни өлтүрсиму, У үчинчи күни тирилиду.
23Һәзрити Әйса көпчиликкә йәнә мундақ деди:
— Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, #9:23 Римлиқлар тәрипидин өлүм җазаси берилгәнләр миқлинидиған чапрас яғачни мүрисидә көтирип, җаза мәйданиға баратти. «Өзиниң чапрас яғичини көтириш» дегәнлик Әйса Мәсиһ үчүн азап-оқубәт тартишқа тәйяр болушни көрситиду. һәр күни Маңа әгәшсун. 24Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятини сақлалайду. 25Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! 26Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән. 27Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Худаниң Падишалиғини көрмигичә өлмәйду.
Һәзрити Әйсаниң нурға чөмүши
28Тәхминән сәккиз күндин кейин һәзрити Әйса Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн таққа чиқти. 29Һәзрити Әйса дуа қиливатқинида, Униң йүзи өзгәрди. Кийимлири аппақ болуп, чақмақ­тәк чақниди. 30Тосаттин Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәр пәйда болуп, Униң билән сөзлишишкә башлиди. 31Улар Худаниң парлақ нури ичидә аян болуп, һәзрити Әйса билән Униң Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш йолида Йерусалимда қурван болидиғанлиғи тоғрисида сөһбәтләшти.
32Петрус вә униң қериндашлирини уйқа басқан еди. Улар ухлап ойғанғанда, һәзрити Әйсаниң парлақ нурини вә Униң билән биллә турған Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрни көрди. 33Бу икки пәйғәмбәр һәзрити Әйсадин айрилидиған вақитта, Петрус өзиму туймиған һалда һәзрити Әйсаға:
— Устазим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә дәп, бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
34Петрус гәп қиливатқанда, бир булут пәйда болуп, уларни қапла­валди. Шагиртлар булут ичидә қалғинида қорқушуп кәтти. 35Туюқсиз булуттин Худаниң авази аңлинип:
— Бу Мениң Оғлум, Мениң таллиғиним. Униң сөзигә қулақ селиң­лар! — деди.
36Аваз тохтиғандин кейин, улар һәзрити Әйсаниң Өзи ялғуз қал­ғанлиғини көрди. Шагиртлар бу ишни узун вақитқичә һеч кимгә ейтмиди.
Җин чаплашқан балиниң сақайтилиши
37Әтиси һәзрити Әйса үч шагирти билән биллә тағдин чүшкән вақтида, нурғун кишиләр Уни қарши алғили чиқти. 38Топниң ичидин бири туюқсиз вақирап:
— Устаз, оғлумға көңүл бөлгәйсиз, у бирла бала еди! 39Униңға дайим бир җин чаплишивелип, өзичила вақирап-җақирап кетиду. Бәзидә пүтүн бәдини тартишип қелип, ағзидин ақ көпүк келиду. Җин уни дайим қийнап арам бәрмәйду. 40Шагиртлириңиздин бу җинни һайдаветишни өтүнүп сориған едим, бирақ уларниң қоллиридин кәлмиди, — деди.
41— Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәр билән биллә болуп, силәрниң йәнила Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса. Андин һелиқи кишигә:
— Балаңни елип кәл, — деди.
42Бала келиватқанда, җин уни йәргә жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бирақ һәзрити Әйса җинни һайдаветип, балини сақайтти вә уни атисиға тапшуруп бәрди. 43Көпчилик Худаниң күч-қудритигә һәйран болушти.
Һәзрити Әйсаниң Өз өлүмини йәнә бир қетим алдин-ала ейтиши
Көпчилик һәзрити Әйсаниң қилған пүтүн ишлириға һәйран болуп турғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға:
44— Аңлап қоюңлар, бирсиниң сатқунлуғи билән, Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
45Бирақ улар бу сөзниң мәнасини чүшинәлмиди. Чүнки буниң мәнаси қәстән йошурулған еди. Улар Униңдин бу сөзниң тегини сорашқиму петиналмиди.
Худаниң нәзәридә ким улуқ?
46Шагиртлар зади кимниң әң улуқ екәнлигини өз ара талаш-тартиш қилишивататти. 47Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса кичик бир балини йенида турғузуп, 48шагиртларға:
— Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, Мени қобул қилған болиду. Мени қарши алса, Мени Әвәткүчини қарши алған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини Худаниң нәзәридә әң улуқ болиду, — деди.
Қарши турмаслиқ қоллиғанлиқтур
49Юһанна һәзрити Әйсаға:
— Устаз, Сизниң намиңиз билән җинларни һайдаватқан бирсини көрдуқ. Лекин у бизгә охшаш Сизгә әгәшмигәнлиги үчүн, биз уни тосидуқ, — деди.
50— Уни тосимаңлар. Чүнки силәргә қарши турмиғанлар силәрни қоллиғанлардур, — деди һәзрити Әйса униңға.
Һәзрити Әйсани қарши алмиған йеза
51Һәзрити Әйса өлүп, андин тирилип, асманға елип кетилидиған күнгә аз қалғанда, Йерусалимға беришни қәтъий қарар қилди. 52Буниң үчүн У алдин-ала адәм әвәтти. Улар Самарийә өлкисидики бир йезиға келип, һәзрити Әйсаниң келиши үчүн тәйярлиқ қилишқа киришти. 53Бирақ самарийәликләр #9:53 Самарийәликләр өз ибадәтханисини Гаризм теғиға қурған болуп, улар ибадәтни Йерусалимда әмәс, бәлки шу тағда қилиш тоғра, дәп қаратти. һәзрити Әйсани «Йерусалимға ибадәт қилишқа баридикән», дәп қарши алмиди. 54Униң шагиртли­ридин Яқуп билән Юһанна бу әһвални көрүп:
— Әй Рәббим, уларни көйдүрүветиш үчүн асмандин от яғдурушни өтүнсәк қандақ дәйсиз? — деди.
55Лекин һәзрити Әйса бурулуп уларни әйиплиди. 56Андин улар баш­қа бир йезиға кәтти.
Һәзрити Әйсаға әгишишниң төләмлири
57Улар йолда кетиватқанда, бир киши һәзрити Әйсаға:
— Сиз қәйәргә бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди.
58Бирақ һәзрити Әйса:
— Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди униңға.
59У йәнә башқа бир кишигә:
— Маңа әгәшкин, — деди.
Бирақ һелиқи киши банә көрситип:
— Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин Сизгә әгишәйчу, — деди.
60— Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун! Сән болсаң, берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқат, — деди һәзрити Әйса униңға.
61Йәнә бирси:
— Әй Устаз, мән Сизгә әгәшмәкчимән. Бирақ авал өйүмгә берип, өйдикиләр билән хошлишип келәй, — деди.
62— Қош һайдаветип, тохтимай кәйнигә қарайдиған адәмдәк, бурун­қи һаятиңлардин меһриңларни үзәлмисәңлар, Худаға хизмәт қилишқа лайиқ болмайсиләр, — деди һәзрити Әйса униңға.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in