Logo de YouVersion
Icono de búsqueda

Аләмниң яритилиши 4

4
Қабил билән Һабил
1Адәм ата аяли Һава ана билән биллә болди. Һава ана һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигарниң ярдими билән бир оғулға егә болдум», деди вә исмини Қабил #4:1 Қабил — ибраний тилидики «егә болдум» дегән сөз билән аһаңдаш. қойди. 2Кейин у йәнә бир оғул туғуп, исмини Һабил қойди. Иккиси чоң болғандин кейин, Һабил падичи болди, Қабил болса дехан болди.
3Һосул мәзгили кәлгәндә, Қабил йәрниң мәһсулатидин елип Пәрвәрдигарға тәғдим қилди. 4Һабилму қой падиси ичидин тунҗа туғулған қозилардин союп, таза семиз йеридин Пәрвәрдигарға тәғдим қилди. Пәрвәрдигар Һабилни вә униң соғисини қобул қилди. 5Бирақ Қабилни вә униң соғисини қобул қилмиди. Буниңдин интайин хапа болған Қабилниң чирайи тутулуп кәтти.
6Шу чағда Пәрвәрдигар Қабилға:
— Немишкә хапа болисән? Чирайиң немишкә тутулуп кәтти? 7Әгәр дурус иш қилған болсаң, сениму қобул қилған болаттим! Бирақ яманлиқ қилсаң, гуна худди ишик алдида етилмақчи болуп турған явайи иштқа охшаш сениң вуҗудуңни чирмавалиду. У сени өз илкигә алмақчи болсиму, лекин сән уни йеңишиң лазим! — деди.
8Кейин Қабил иниси Һабилға:
— Җүр, далада сәйлә қилип келәйли! — деди. Улар даладики вақ­тида, Қабил инисиға қол селип, уни өлтүрүвәтти.
9Пәрвәрдигар Қабилдин:
— Иниң Һабил қени? — дәп сориди.
— Билмәймән, мән инимниң баққучисимидим? — дәп җавап бәрди у.
10Пәрвәрдигар кәйнидинла уни:
— Бу немә қилғиниң? Иниңниң интиқам елиш үчүн дат-пәрият қиливатқан қени Маңа көрүнүп туриду. 11Сән әнди ләнәткә учрайсән. Буниңдин кейин бу йәрдә туралмайсән! Чүнки сән иниңни өлтүрдүң, йәргә қан төктүң. 12Сән йәргә ишлигән тәғдирдиму, йәр саңа һосул бәрмәйду. Сән әнди сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта жүрисән, — дәп әйиплиди.
13Буни аңлиған Қабил Пәрвәрдигарға мундақ деди:
— Мән бундақ еғир җазани көтирәлмәймән. 14Сән мени бу йәрдин қоғлап, һозуруңдин һайдаватисән! Мән әнди өй-макансиз, сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта жүримән. Мени көргәнла киши өлтүрүветиду!
15Лекин Пәрвәрдигар:
— Яқ, сени өлтүргән киши йәттә һәссә қаттиқ җазалиниду, —деди.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилни өлтүрмәкчи болғанларни агаһландуруш үчүн, униң пешанисигә алаһидә бәлгү қоюп қойди. 16Буниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәм бағниң шәриқ тәрипидики Нод дегән җайда олтирақлишип қалди.
Қабилниң әвлатлири
17Қабил аяли билән биллә болди. Аяли һамилдар болуп, бир оғул туғди. Униң исмини Һанух қойди. Қабил бир шәһәр бена қилип, шәһәрни оғлиниң исмида атиди. 18Һанухтин Ирад төрәлди, Ирадтин Меһуяил төрәлди, Меһуяилдин Метушаил төрәлди, Метушаилдин Ламик төрәлди.
19Ламик икки хотун алди, бириниң исми Адә, йәнә бириниң исми Зиллә еди. 20Адә Ябални туғди. Ябал көчмән малчиларниң бовиси болди. 21Униң инисиниң исми Юбал еди. Юбал чилтар вә нәй чалғучиларниң бовиси болди. 22Зиллә Тубал-Қайин дегән бир оғулни туғди. Тубал-Қайин мис, төмүр җабдуқларни ясиғучиларниң бовиси болди. Тубал-Қайинниң Нәимә исимлиқ бир сиңлиси бар еди. 23Ламик икки аялиға по ейтип, мундақ деди:
«Әй Адә билән Зиллә, сөзүмгә қулақ селиңлар!
Әй аяллирим, көңүл қоюп аңлаңлар!
Мени яридар қилған бир адәмни өлтүрдүм.
Мени урған бир яшни өлтүрдүм.
24Қабилни өлтүргүчи йәттә һәссә җазаланса,
Мени өлтүргүчи йәтмиш йәттә һәссә җазалиниду».
Сет билән Енош
25Адәм ата йәнә өз аяли билән биллә болуш нәтиҗисидә аяли бир оғул туғди. Һава ана: «Худа маңа Қабил өлтүрүвәткән Һабилниң орниға бир оғул бәрди», — деди. Шуңа у исмини Сет #4:25 Сет — ибраний тилидики «Худа бәрди» дегән сөз билән аһаңдаш. қойди. 26Сет­тин бир оғул туғулуп, исми Енош қоюлди. Мана шу чағдин башлап, адәмләр Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа башлиди.

Destacar

Compartir

Copiar

None

¿Quieres tener guardados todos tus destacados en todos tus dispositivos? Regístrate o inicia sesión