Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 16
16
Дуниядики байлиқни қандақ ишлитиш керәк?
1Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди:
— Бир байниң бир ғоҗидари бар екән. Бирси байға: «Бу ғоҗидариңиз мал-мүлкиңизни бузуп чачти», дәп шикайәт қипту. 2Бай ғоҗидарни чақирип, униңға: «Мениң аңлиғанлирим қандақ гәп? Әнди хизмәттин бошитилисән, һесап-китапни тапшур», дәпту. 3Һелиқи ғоҗидар ичидә: «Ғоҗайиним мени хизмәттин бошитивәтсә, буниңдин кейин қандақ қилармән? Етизда ишләшкә күчүм йоқ, тиләмчилик қилай десәм, номус қилимән... 4Һә, раст, ишсиз қалған вақтимда кишиләрниң мени өйлиридә турғузуши үчүн қандақ қилиш керәклигини билимән!» дәп ойлапту.
5Шуниң билән у ғоҗайиниға қәриздарларни бир-бирләп чақирип келип, биринчисидин: «Ғоҗайинимға қанчилик қәриз болдуң?» дәп сорапту. 6«Йүз туң зәйтун йеғи», дәп җавап берипту у. Ғоҗидар: «Мана бу сениң һесап дәптириң, дәрһал олтирип әлликкә өзгәртивәт!» дәпту. 7У йәнә биридин: «Сәнчу, қанчилик қәриз болдуң?» дәп сорапту. «Миң тағар буғдай», дәп җавап берипту у. Ғоҗидар униңға: «Мана бу сениң һесап дәптириң. Сәккиз йүзгә өзгәртивәт!» дәпту.
8Бай бу ишни билгәндин кейин, бу сәмимийәтсиз ғоҗидариниң зерәклигигә қайил бопту. Чүнки у өз кәлгүсини ойлап тәйярлиқ қилған екән. #16:8 Әлвәттә һәзрити Әйса бу ғоҗидарниң сәмимийәтсизлиги вә униң өз ғоҗайинини алдиғанлиғини қобул көрмигән. Һәзрити Әйса бу тәмсилни мәсиһийләрниң бу ғоҗидарниң хата усулидин әмәс, бәлки униң өз кәлгүсини ойлап тәйярлиқ қилғанлиғидин савақ елиши керәклигини тәкитләш мәхситидә ишләткән. Дәрвәқә, бу дунияниң имансиз адәмлири өз мәнпийитигә кәлгәндә, Худаниң йоруқлуғида яшайдиған адәмләрдин зерәк. 9Шуңа өз байлиғиңлар билән ярдәмгә муһтаҗ болғанларға ярдәм берип, уларни дост тутуңлар. Ундақ қилсаңлар, байлиқ түгигәндә, бақий дунияда күтүвелинисиләр.
10Кичик ишларда ишәнчлик болған киши, чоң ишлардиму ишәнчлик болиду. Кичик ишларда ишәнчсиз болған киши, чоң ишлардиму ишәнчсиз болиду. 11Әгәр силәр бу дуниядики байлиқларни бир тәрәп қилишта сәмимийәтсиз болсаңлар, Худа қандақму җәннәттики һәқиқий байлиқни силәргә ата қилсун? 12Әгәр силәр башқиларниң нәрсилиригә садиқ болмисаңлар, өз несивиңларни силәргә ким бәрсун?!
13Икки ғоҗайинға хизмәт қилалайдиған һеч қандақ чакар йоқ. У яки буни яман көрүп, уни яхши көриду, яки буниңға етивар берип, униңға сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң вә мал-дунияниң қули болушуңлар мүмкин әмәс.
14Бу сөзләрни аңлиған пулға амрақ пәрисийләр һәзрити Әйсани мәсқирә қилишти. 15Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Силәр кишиләрниң алдида өзәңларни алийҗанап қилип көрситисиләр. Лекин Худа көңүллириңларни яхши билиду. Инсанларниң қәдирләйдиғини Худаниң нәзәридә жиркиничликтур.
16Йәһия пәйғәмбәрниң заманиғичә, Тәврат вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири силәргә йетәкчи еди. Бирақ Йәһия кәлгәндин бери Худаниң Падишалиғи тоғрисидики Хуш Хәвәр тарқалмақта вә нурғун адәм тиришип-тирмишип Униңға кирмәктә. 17Һалбуки, бу Тәврат қануни инавәтсиз дегәнлик әмәс. Әксичә асман-зимин йоқалсиму, Тәврат қануниниң бир чекитиму бекар қилинмайду, — деди.
18Һәзрити Әйса йәнә:
— Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. Талақ қилинған аялни әмригә елишму нека садиқлиғини бузғанлиқ болиду, — деди.
Бай билән тиләмчи
19Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Бурунларда дайим һашамәтлик кийимләрни кийип, әйш-ишрәтлик турмуш кәчүридиған бир бай өткән екән. 20-21Йәнә пүтүн әзайини җараһәт бесип кәткән Лазар исимлиқ бир тиләмчиму бар екән. Кишиләр уни байниң дәстихинидин ашқан нәрсиләрни терип йәп җан бақсун дәп, һемишәм уни байниң ишик алдиға әкелип қойидикән. У йәрдә ятқинида һәтта иштлар келип униң ярилирини ялайдикән.
22Кейин бу тиләмчи өлүп кетипту. Периштәләр уни җәннәткә елип кирип әҗдадимиз Ибраһимниң йениға апирипту. Униңдин кейин байму өлүп, йәрликкә қоюлупту. 23У йәр астида қаттиқ азап чекипту. У бешини көтирип, жирақ бир җайда әҗдадимиз Ибраһимни вә униң йенидики Лазарни көрүп: 24«Әй бовам Ибраһим, маңа рәһим қилғайсән! Лазарни әвәткәйсән. У бармиғиниң учи билән су темитип, тилимни нәмдәп қойғай, чүнки мән бу от ялқуниниң ичидә интайин азаплиниватимән!» дәп вақирапту.
25«Әй оғлум», дәпту әҗдадимиз Ибраһим, «Һаят вақтиңда һалавәтни йәткичә көрдүңғу! Лазар болса, һәммә җапани тартти. Әнди у бу йәрдә раһәт көрүватиду, сән болсаң азаплиниватисән. 26Униң үстигә, иккимизниң арисини теги йоқ һаң айрип туриду. Шуңа бу йәрдин сән турған йәргә беришму мүмкин әмәс. У йәрдин бу йәргә келишму мүмкин әмәс». 27Бай мундақ дәпту: «Әй бова, ундақ болса, Лазарни атамниң өйигә әвәтишиңизни өтүнимән. 28У йәрдә мениң бәш қериндишим бар. Уларниң бу азап-оқубәтлик йәргә кәлмәслиги үчүн, уларни агаһландуруп қойсун».
29«Қериндашлириңға Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң агаһландурушлири бар. Улар шуни аңлисун», дәпту әҗдадимиз Ибраһим.
30«Әй бовам Ибраһим», дәпту бай, «Бу купайә қилмайду, улар бәк тәрса. Әгәр өлгән бирәр адәм тирилип уларниң алдиға барса, улар товва қилип тоғра йолға маңатти». 31Лекин әҗдадимиз Ибраһим униңға: «Улар Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң сөзини аңлимиса, өлгән адәм тирилсиму, ишәнмәйду», дәпту.
Attualmente Selezionati:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 16: HZUTCYR
Evidenziazioni
Condividi
Copia
Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: