Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 21
21
Тул аялниң сәдиқиси
1Һәзрити Әйса бешини көтирип қариведи, мәркизий ибадәтханидики сәдиқә жиғилидиған җайға өз сәдиқилирини ташлаватқан бир нәччә байни көрди. 2У йәнә бир намрат тул аялниңму иккила тәңгини ташлаватқанлиғини көрүп:
3— Билип қоюңларки, бу намрат тул аялниң сәдиқиси Худаниң нәзәридә һәммиңларниңкидин көп. 4Чүнки башқилар өзлириниң ашқан байлиқлиридин сәдиқә қилди. Лекин бу аял намрат туруп, өзиниң барлиқ тирикчилик қилидиғинини сәдиқә қилди, — деди.
Кәлгүси тоғрисидики бешарәт
5Шагиртлардин бәзилири мәркизий ибадәтханиниң нәпис ташлар вә Худаға атиған нәрсиләр билән безәлгәнлиги тоғрисида сөзлишивататти. Һәзрити Әйса:
6— Шундақ бир вақит келидуки, силәр бу йәрдә көрүватқан һәммә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурулмайду, — деди.
7Улар һәзрити Әйсадин:
— Устаз, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Буларниң йүз беридиғанлиғини билдүридиған қандақ бешарәт болиду? — дәп сориди.
8Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Аздурулуп кетиштин һошияр болуңлар. Чүнки нурғун кишиләр Мениң намимни сетип, «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән!» вә «Қиямәт күни йеқинлап қалди!» дәйду. Силәр ундақ кишиләргә әгәшмәңлар. 9Уруш вә топилаңниң тивишини аңлиған вақтиңлардиму қорқуп кәтмәңлар. Бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди дегәнлик әмәс.
10Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди:
— Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду. 11Шиддәтлик йәр тәврәшләр, ачарчилиқлар йүз бериду, жуқумлуқ кесәлләр тарқилиду вә асманда қорқунучлуқ аламәтләр көрүниду. 12Бирақ бу вақиәләр йүз бериштин илгири силәр тутқун қилинип зиянкәшликкә учрайсиләр. Кишиләр силәрни ибадәтханиларниң сорақ қилишиға тапшуриду, зинданларға ташлайду. Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн силәрни падиша вә һакимларниң алдиға елип бариду. 13Мана бу силәрниң уларниң алдида Мениң гувачилирим болуш пурситиңлардур. 14Шуңа уларниң соал-сорақлириға қандақ җавап бериш тоғрисида алдин-ала баш қатуруп кәтмәңлар. 15Чүнки Мән силәргә дүшмәнлириңлар қарши чиқалмиғидәк вә рәт қилалмиғидәк сөз қабилийити вә әқил-парасәт ата қилимән. 16Силәр зиянкәшликкә учриған вақитта, ата-ана, ака-ука, уруқ-туққан, яр-бурадәрлириңларму силәргә хаинлиқ қилиду. Араңлардики бәзи кишиләрму өлтүрүлиду. 17Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн һәммә адәм силәргә өчмәнлик қилиду, 18һалбуки улар бир тал чечиңларғиму чеқилалмайду! 19Чидамлиқ болғиниңларда мәңгүлүк һаятқа еришисиләр.
Йерусалимниң вәйран қилинишидин бешарәт
20— Йерусалимниң дүшмән қошунлири тәрипидин қоршавелинғанлиғини көргиниңларда, униң вәйран болушқа аз қалғанлиғини билиңлар. 21У чағда Йәһудийә өлкисидики аһалиләр тағларға қачсун, йерусалимлиқлар шәһәрдин чиқип кәтсун, йезилардикиләр шәһәргә кирмисун. 22Чүнки шу чағ Худаниң хәлиқни җазалайдиған күнлиридур. Шуниң билән Муқәддәс Язмиларда бу тоғрилиқ йезилғанларниң һәммиси әмәлгә ашурулиду.
23У күнләрдә қечиши әпсиз болған һамилдар аяллар вә бала емитидиған аниларниң һалиға вай! Чүнки бу йәрдики кишиләргә еғир апәт келиду. Улар Худаниң ғәзивигә учрап, 24қилич астида өлиду яки тутқун қилинип, чәт дөләтләргә һайдилиду. Худаниң йәһудий әмәсләргә бәлгүләп бәргән вақти тошқичә, улар Йерусалимни аяқ асти қилиду.
Һәзрити Әйсаниң келидиғанлиғи һәққидә
25— Мән келиштин бурун қуяш, ай, юлтузлар ғәйри түс алиду. Йәр йүзидики әлләр деңиз-муһитларниң ғәзәплик шавқунидин алақзадә болиду. 26Асман җисимлири тәвринип кетиду. Шуниң билән инсанлар дунияға келидиған апәтләрни есигә елип, вәһимә ичидә ғал-ғал титрәп әс-һошини йоқитиду. 27У чағда Инсан Оғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән булут ичидә келиватқанлиғини көрисиләр.
28Шуңа бундақ аламәтләр көрүнгән чағда силәр бешиңларни көтирип қәддиңларни руслаңлар, чүнки бу силәрниң қутқузулушуңларға аз қалди дегәнликтур.
Әнҗир дәриғидин савақ елиш
29Һәзрити Әйса уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:
— Әнҗир дәриғи вә башқа дәрәқләргә қараңлар. 30Уларниң йеңи йопурмақ чиқарғанлиғидин язниң йетип келишигә аз қалғанлиғини билисиләр. 31Шуниңдәк Мән бая дегән аламәтләрниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда Худаниң Падишалиғиниң намайән болуш алдида туруватқанлиғини билиңлар. 32Билип қоюңларки, мана бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу әвлат #21:32 Әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (21:6) қаритилған болса, ундақта «әвлат» сөзи тәбиийки шу дәвирдә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Әйса Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (21:27) қаритилған болса, «әвлат» сөзи бәлким пүтүн Йәһудийә хәлқини яки бу айәтләрдә ейтилған вақиәләрниң башлиниш вақтида яшаватқан әвлатни көрситиду. Бу һәргиз һәзрити Әйсада «дунияға дәрһал қайтип келимән» дегән хата чүшәнчиниң барлиғини билдүрмәйду. кишиләр аләмдин өтмәйду. 33Асман-зимин йоқилиду, бирақ Мениң сөзлирим йоқалмай мәңгү инавәтлик болиду.
Һошияр болуңлар
34— Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндишилиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиңларға ташланған тордәк кәлмисун. 35Чүнки у апәтләр йәр йүзидики пүтүн инсанларниң бешиға келиду. 36Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.
37Һәзрити Әйса күндүзлири мәркизий ибадәтханида тәлим берип, ахшамлири шәһәрдин чиқип, кечини Зәйтун теғида өткүзәтти. 38Җамаәт Униң тәлимини аңлаш үчүн таң сәһәрдә ибадәтханиға қарап маңатти.
Attualmente Selezionati:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 21: HZUTCYR
Evidenziazioni
Condividi
Copia
Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: