Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 7
7
Һәзрити Әйсаниң римлиқ йүз бешиниң чакирини сақайтиши
1Һәзрити Әйса көпчиликкә сөз қилип болғандин кейин, Кәпәрнаһум шәһиригә қайтти. 2У йәрдә бир римлиқ йүз бешиниң әтиварлиқ чакири еғир кесәл болуп, өлүм гирдавида туратти. 3Йүз беши һәзрити Әйсаниң ишлиридин хәвәр тепип, бир нәччә йәһудий ақсақалниң берип, Униң келип чакирини сақайтип қоюши үчүн өтүнүшини тапшурди. 4Ақсақаллар һәзрити Әйсаниң алдиға берип:
— Йүз беши һәқиқәтән Сизниң ярдәм беришиңизгә әрзийдиған адәм. 5Өзи йәһудий болмисиму, биз йәһудийларни яхши көриду. Һәтта биз үчүн бир ибадәтханиму селип бәрди, — дәп Униң йүз бешиниң өйигә беришни чин көңлидин тәләп қилди.
6Һәзрити Әйса улар билән биллә йолға чиқти. Бирақ өйгә йетип келишкә аз қалғанда, йүз беши һәзрити Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтти. Улар:
— Тәхсир, йүз беши: «Аварә болуп өйүмгә келишиңизгә әрзимәймән. 7Һәтта өзәмму берип Сиз билән көрүшүшкә лайиқ әмәсмән. Бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. 8Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду. Худди шуниңдәк, Сиз бир еғиз гәп қилсиңизла, һәммә иш һәл болиду» дәйду, — деди.
9Йүз бешиниң гепини аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса бурулуп, биллә кәлгән халайиққа:
— Дәрвәқә, Мән исраиллар арисидиму бундақ ишәнчни һеч кимдә көрмигән едим! — деди.
10Йүз беши әвәткән һелиқи кишиләр қайтип барғанда, чакарниң пүтүнләй сақийип кәткәнлигини көрди.
Тул аялниң оғлини тирилдүрүш
11Узун өтмәй һәзрити Әйса Наин дегән шәһәргә қарап йол алди. Униң шагиртлири вә йәнә нурғунлиған кишиләр Униңға әгишип маңди. 12У шәһәр дәрвазисиға кәлгәндә, җиназа көтирип чиқиватқан бир топ адәмгә йолуқуп қалди. Өлгән бала бир тул аялниң ялғуз оғли еди. Шәһәрдики нурғун кишиләр һелиқи тул аял билән биллә чиққан еди. 13Бу аялни көргән һәзрити Әйса ичи ағриған һалда униңға:
— Жиғлимаң, — деди. 14Андин топниң алдиға өтүп, җиназиға қолини тәккүзгән еди, җиназа көтәргәнләр тохтиди. Һәзрити Әйса:
— Жигит, орнуңдин тур, — дейиши биләнла, 15өлүп қалған жигит қопуп, гәп қилишқа башлиди. Һәзрити Әйса уни анисиға тапшуруп бәрди.
16Қорқунуч басқан көпчилик:
— Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти!
— Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийилиди.
17Һәзрити Әйсаниң бу иши тоғрисидики хәвәр пүтүн йәһудийлар зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти.
Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириниң һәзрити Әйса билән көрүшкили келиши
18Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири бу ишларниң һәммисини Йәһияға йәткүзди. У шагиртлиридин икки кишини өзи йетиватқан зинданға чақирип, 19уларни һәзрити Әйсаниң алдиға: «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти.
20Улар һәзрити Әйсаниң алдиға берип:
— Чөмүлдүргүчи Йәһия бизни Сиздин: «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти, — деди.
21Дәл шу чағда һәзрити Әйса ағриқ-силақ вә җин чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтқан вә нурғун қарғуларниң көзини ачқан еди. 22Шуниң билән У Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға:
— Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп: «Корларниң көзи ечилди, токуларму маңалайдиған болди. Мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар. 23Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди.
24Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди:
— Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк бир адәмниму? 25Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Һашамәтлик кийим кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиған кишиләр чөлдин әмәс, бәлки хан ордисидин тепилиду. 26Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия һәр қандақ пәйғәмбәрдинму үстүн пәйғәмбәрдур. 27Чүнки Муқәддәс Язмиларда:
«Мана алдиңда әлчимни әвәтимән.
У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду»,
дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәп Йәһия пәйғәмбәрни көрситиду. 28Билип қоюңларки, инсанлар арисида Йәһиядин улуқ киши йоқ. Амма Худаниң Падишалиғидики әң әрзимәс бирсиму униңдин улуқ болиду.
29Буни аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йоли тоғра деди, чүнки улар бурун Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилған еди. 30Лекин пәрисийләр вә Тәврат устазлири Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхситини қайрип қойған еди. 31Шуниң билән һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай?! 32Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, жиға-зар қилмидиңлар», дәп рәнҗийдиған балиларға охшайсиләр. 33Чүнки чөмүлдүргүчи Йәһия келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту!» дейишти. 34Инсан Оғли болса, һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән! У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. 35Билип қоюңларки, һекмәт Уни қобул қилғанлар арқилиқ тонулиду.
Гунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши
36Пәрисийләрдин бир киши һәзрити Әйсани тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса униң өйигә берип тамаққа олтарди. 37У йәрдә паһишә дәп тонулған бир аял һәзрити Әйсаниң бу пәрисийниң өйигә кәлгәнлигини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида әтир елип кәлди 38вә һәзрити Әйсаниң кәйнидә, путиға йеқин йәрдә туруп жиғлашқа башлиди. Униң көз яшлири һәзрити Әйсаниң путлирини һөл қиливәтти. Андин у чачлири билән һәзрити Әйсаниң путлирини сүртүп қурутти һәм путлирини сөйүп, үстигә әтир сүрди. 39Һәзрити Әйсани чақирған пәрисий буни көрүп, ичидә: «Бу Адәм раст пәйғәмбәр болған болса, Өзигә қолини тәккүзгән бу аялниң паһишә екәнлигини биләтти!» дәп ойлиди.
40Буни билгән һәзрити Әйса:
— Шимон, саңа ейтидиған бир гепим бар, — деди.
— Ейтиң, Устаз, — деди Шимон.
41— Икки адәм бир кишигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч тәңгигә, йәнә бири болса, әллик күмүч тәңгигә қәриздар екән. 42Һәр иккилисиниң қәризни қайтуруш имканийити йоқ екән. Шуңа қәриз егиси меһриванлиқ қилип, һәр иккилисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә уларниң қайсиси қәриз егисини көпирәк яхши көриду? — дәп сориди һәзрити Әйса.
43— Мениңчә көпирәк кәңчиликкә еришкини, — дәп җавап бәрди Шимон.
— Тоғра ейттиң, — деди һәзрити Әйса. 44Андин У һелиқи аялни көрситип, Шимонға:
— Бу аялни көрдүңму? Өйүңгә кәлгинимдә, сән путлиримни жуюшқа су бәрмигән едиң. Бирақ у көз йеши билән путлиримни жуйди, чечи билән сүртүп қурутти. 45Сән Мени һал-әһвал сорап, сөйүп күтүвалмиған едиң. Лекин у Мән киргәндин тартип путлиримни сөйүватиду. 46Сән меһманларға тәғдим қилинидиған яғни бешимғиму сүркимигән едиң. Бирақ у Мени һөрмәтләп, путлиримға әтир сүркәп қойди. 47Қисқиси саңа ейтайки, униң нурғун гуналириниң һәммиси кәчүрүм қилинди. Шуңа униң Маңа көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур. Лекин өзиниң гуналирини аз дәп ойлайдиғанлар кәчүрүм алғандиму, уларниң меһир-муһәббити аз болиду, — деди.
48Андин һәзрити Әйса у аялға:
— Гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
49Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлар: «Һәтта кишиләрниң гуналириниму кәчүрүм қилидиған бу Адәм зади кимду?» дейишти.
50Һәзрити Әйса һелиқи аялға:
— Маңа бағлиған ишәнчиң сени қутқузди. Аман бол! — деди.
Attualmente Selezionati:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 7: HZUTCYR
Evidenziazioni
Condividi
Copia
Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: