Андин Худа: «Бизниң обризимиздәк, йәни роһий җәһәттин Бизгә охшайдиған инсанларни яритайли. Улар һәр хил җаниварларни —деңиз-муһиттики белиқлар, асмандики учар қанатлар, барлиқ өй һайванлири вә чоң-кичик явайи һайванатларни башқуридиған болсун!» дәп әмир қилди.
Буниң билән Худа инсанни Өз обризидәк яратти,
Уни Өзигә охшайдиған қилип яратти,
Шундақла уларни әр вә аял қилип яратти.