Logo YouVersion
Ikona Hľadať

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 22

22
Һәзрити Әйсани өлтүрүш сүйиқәсти
1Йәһудийларниң «Петир нан» һейти, йәни «Өтүп кетиш» һейти келишкә аз қалған еди. 2Алий роһанийлар вә Тәврат устаз­лири һәзрити Әйсани бир амал қилип өлтүрүветишниң чарисини издиди. Бирақ улар Уни қоллайдиған хәлиқтин қорққанлиқтин, Уни мәхпий һалда тутмақчи болушти.
3Шу күнләрдә һәзрити Әйсаниң он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә шәйтан кирди. 4У алий роһанийлар вә мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиқлири билән һәзрити Әйсани уларға қандақ тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти. 5Уларниң гүл қәқәқлири ечилип, Йәһудаға пул беришкә вәдә бәрди. 6Йәһуда мақул болуп, һәзрити Әйсани җамаәттин хали қалғанда уларға тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.
«Өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи
7«Петир нан» һейтиниң қой қурванлиқ қилинидиған күни #22:7 «Петир нан» һейти йәттә күн болуп, ушбу һейтниң биринчи күни «Өтүп кетиш» һейти дәп атилиду. Бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, гөшини петир нан билән йәйду. йетип кәлгән еди. «Өтүп кетиш» һейти дәп аталған бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, петир нан билән йәтти. 8Шуңа һәзрити Әйса Петрус билән Юһаннаға:
— Биргә ғизалинишимиз үчүн силәр берип «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.
9— Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди улар.
10Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Йерусалимға кирсәңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир әр кишини учритисиләр. Униң кәйнидин меңип, у киргән өйгә кириңлар 11вә өй егисигә: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә екән? дәп сораватиду», дәңлар. 12У силәрни үстүнки қәвәттики җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә «Өтүп кетиш» һейтиниң тами­ғини тәйяр қилиңлар.
13Петрус билән Юһанна барса, һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини тәйяр­лашқа киришти.
14Тамақ вақтида һәзрити Әйса әлчилири билән биллә келип, дәсти­ханда олтарди. 15Андин У әлчилиригә мундақ деди:
— Мән азап чекиштин илгири бу «Өтүп кетиш» һейтиниң бу тамиғида силәр билән бир дәстиханда болушқа интизар болуп кәлгән едим. 16Чүнки бу һейтниң һәқиқий мәнаси Худаниң Падишали­ғида әмәлгә ашурулмиғичә, Мән бундақ һейтлиқ тамақни қайта йемәймән.
17Андин һәзрити Әйса бир җамни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә шагиртлириға:
— Буниңдин ичиңлар. 18Шуни ейтайки, Худаниң Падишалиғи толуқ намайән болмиғичә, һәргиз бундақ шарапни ичмәймән, — деди.
19Андин У бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә уни уштуп туруп, уларға берип:
— Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.
20Тамақтин кейин У йәнә җамни қолиға елип мундақ деди:
— Бу җамдики шарап Мениң силәр үчүн төкүлидиған қеним билән түзүлидиған Худаниң Йеңи келишиминиң бәлгүсидур. 21Бирақ шуни билип қоюңларки, бу йәрдә Мән билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири Маңа сатқунлуқ қилиду! 22Дәрвәқә, Инсан Оғли Худаниң ирадиси билән аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай!
23Шагиртлар бир-биридин:
— Бундақ қилидиған зади кимду? — дәп сорашти.
Шагиртларниң мәртивә һәққидә муназирилишиши
24Шагиртлар өз ичидә зади кимниң мәртивиси һәммидин жуқури, дәп талаш-тартиш қилишқа башлиди.
25Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Бу дуниядики падишалар һөкүмран сүпитидә қол астидики хәлиқни башқуриду һәм өзини хәлиқпәрвәр қилип көрситиду. 26Лекин силәр бундақ қилмаңлар. Араңлардики әң мәртивиликләр өзлирини әрзимәс кишиләрдәк тутсун. Башлиқ болғиниңлар башқиларға хизмәт қилиңлар. 27Адәттә ким мәртивилик? Дәстиханда олтарғанму яки хизмәткарму? Әлвәттә, дәстиханда олтарған әмәсму? Бирақ Маңа кәлсәк, гәрчә Мән силәрниң Устазиңлар болсамму, араңларда хизмәткарға охшашмән.
28Мән синақларни бешимдин өткүзгәндә, силәр баштин-ахир Мән билән биллә болдуңлар. 29Худди Атам Маңа падишалиқ һоқуқини тәғдим қилғандәк, силәргиму шуни тәғдим қилимән. 30Силәр Мениң Падишалиғимда Мән билән һәмдәстихан болисиләр вә тәхтләрдә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр.
Һәзрити Әйсаниң Петрусниң Өзидин танидиғанлиғини алдин-ала ейтиши
31Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди:
— Әй Симун, Симун! Шәйтанниң һәммиңларни синаш тәливигә Худа мақул болди. У силәрни худди буғдай тасқиғандәк синимақчи. 32Лекин Маңа болған ишәнчиң йоқалмисун дәп, саңа дуа қилдим. Шәйтанниң синиғидин өтүп, Мениң йолумға қайтқандин кейин, қериндашлириңниң ишәнчини мустәһкәмлә.
33— Әй Рәббим, мән Сиз билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүшкә тәйярмән! — деди Петрус.
34— Петрус, — деди һәзрити Әйса, — билип қойғинки, әтә сәһәрдә ғораз чиллиғичә, сән Мәндин үч қетим танисән.
Һәзрити Әйсаниң шагиртлирини агаһландуруши
35Андин һәзрити Әйса шагиртлиридин:
— Бурун Мән силәрни сәпәргә әвәткәндә пул халта, хурҗун вә аяқ алмаңлар, дегән едим. У чағда бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди.
— Яқ, — дәп җавап беришти шагиртлар.
36— Лекин әнди пул халта, хурҗуни барлар еливелиңлар. Қиличи йоқлар, чапиниңларни сетип бирдин қилич елиңлар, — деди һәзрити Әйса, 37— чүнки Муқәддәс Язмиларда Мән тоғрилиқ: «У җинайәтчи­ләр қатариға киргүзүлиду», дәп хатириләнгән сөз чоқум әмәлгә ашурулиду. Әмәлиятта Мән тоғрилиқ йезилғанларниң һәммиси әмәлгә ешишқа аз қалди.
38— Әй Рәббим, қараң, бу йәрдә икки қилич бар екән, — деди шагиртлар.
— Болди, йетиду! — деди һәзрити Әйса уларға.
Һәзрити Әйсаниң Зәйтун теғида дуа қилиши
39Тамақтин кейин һәзрити Әйса шагиртлар билән биллә шәһәрдин чиқип, адәттикидәк Зәйтун теғиға кәтти. 40У йәргә йетип барғандин кейин уларға:
— Езиқтурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.
41Андин һәзрити Әйса нериғирақ берип, тизлинип туруп:
42— Әй Ата, халисаң, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштур­ғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — дәп дуа қилди. 43У дуа қиливатқанда, асмандин кәлгән бир периштә Униңға көрүнүп, мәдәт бәрди. 44Һәзрити Әйса чоңқур қайғу ичидә техиму ихлас билән дуа қиливатқанда, Униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.
45Дуадин кейин һәзрити Әйса орнидин туруп, шагиртлириниң йениға келип, уларниң ғәмгә чөккәнлигидин үгдәп қалғанлиғини көрди.
46— Ухлап қалғиниңлар немиси? Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди һәзрити Әйса уларни ойғитип.
Һәзрити Әйсаниң тутқун қилиниши
47Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда бир топ адәмни башлап кәлди. У һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Уни сөйүп салам бәрди.
48Һәзрити Әйса униңға:
— Әй Йәһуда, Инсан Оғлини сөйүп қоюпла, йәнә Униңға сатқун­луқ қиламсән? — деди.
49Һәзрити Әйсаниң йенидики шагиртлар әһвалниң чатақлиғини көрүп:
— Әй Рәббим, улар билән елишсақ қандақ дәйсиз? — деди. 50Шагирт­ларниң бири қиличини көтирип, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
51Бирақ һәзрити Әйса:
— Бәс! — деди вә қолини узитип чакарниң қулиғиға тәккүзүп қоювиди, қулақ шу ан сақийип кәтти.
52Һәзрити Әйса Өзини тутқили кәлгән алий роһанийлар, ибадәт­хана қаравуллириниң башлиқлири вә ақсақалларға:
— Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? 53Мән һәр күни силәр билән мәркизий ибадәтхана һойлисида болғанда, Маңа қол салмидиңлар. Бирақ әнди қол салидиған вақит-саатиңлар йетип кәлди. Бу шәйтан һөкүм сүридиған қараңғу вақиттур, — деди.
Петрусниң һәзрити Әйсадин тениши
54Қаравуллар һәзрити Әйсани тутуп, баш роһанийниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңған еди. 55Улар һойлиниң оттурисиға от йеқип, чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрусму улар­ниң арисиға киривалди. 56Униң иссинип олтарғинини көргән бир хизмәт­кар қиз униңға тикилип қарап туруп:
— Бу адәмму Әйса билән бир! — деди.
57— Яқ! Мән Уни тонумаймән! — дәп танди Петрус.
58Узун өтмәй йәнә бири уни тонуп қелип:
— Сәнму Униң адимиғу! — деди.
— Қойғина, мән улар билән бир әмәс! — деди Петрус.
59Бирәр саат өткәндин кейин, йәнә бир адәм:
— Шүбһисизки, бу адәм Әйса билән бир. Тәләппузидин униңму җәлилийәлик екәнлиги чиқип турмамду?! — дәп чиң турувалди.
60Лекин Петрус:
— Немә дәп билҗирлаватқиниңни чүшәнмәймән! — деди.
Униң сөзи аяқлашмастинла ғораз чиллиди. 61Рәббимиз Әйса кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қариди. Петрус Рәб Әйсаниң: «Әтә сәһәрдә ғораз чиллаштин илгири сән Мәндин үч қетим танисән», дегән сөзини есигә елип, 62ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.
Һәзрити Әйсаниң алий кеңәшмидә сотлиниши
63Һәзрити Әйсаға қараватқан қаравуллар Уни мәсқирә қилатти. 64Униң көзини теңип қойғандин кейин, Уни уруп туруп:
— Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дәп сораш­ти 65вә Униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурушқа башлиди.
66Таң атқанда йәһудийларниң алий кеңәшмисидики ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири җәм болушти. Һәзрити Әйса уларниң алдиға елип келинди. 67Улар һәзрити Әйсадин:
— Ейтқин, Сән Қутқазғучи-Мәсиһму? — дәп сорашти.
Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Силәргә ейтсамму, ишәнмәйсиләр. 68Силәрдин бирәр соал сори­сам, җавап бәрмәйсиләр. 69Лекин Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғиниға аз қалди.
70— Ундақта, Сән Худа Оғли екәнсәндә? — дейишти улар.
— Силәрниң дегиниңлардәк! — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
71Шуниң билән улар:
— Әнди башқа һеч қандақ әризә қилғучиниң һаҗити қалмиди. Чүнки Өзиниң ағзидин күпүрлүк сөзләрни аңлидуқ! — дейишти.

Zvýraznenie

Zdieľať

Kopírovať

None

Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás