Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 23
23
Һәзрити Әйсаниң һаким Пилатусниң алдида сотлиниши
1Кеңәшмә башлиқлириниң һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани һаким Пилатусниң алдиға елип беришти. 2У йәрдә Униң үстидин шикайәт қилип:
— Биз бу Адәмниң йәһудий хәлқини аздуруп, Рим императориға баҗ тапшурмаслиққа қутратқанлиғини вә Өзини йәһудийларниң Қутқазғучи-Мәсиһи, йәни Падишаси дәп атавалғанлиғини көрдуқ, — дейишти.
3— Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди Пилатус һәзрити Әйсадин.
— Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
4Андин Пилатус алий роһанийлар билән көпчиликкә:
— Бу Адәмдин бирәр җинайәт тапалмидим, — деди.
5Лекин улар техиму қәтъий түрдә:
— У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти.
Һәзрити Әйса Һирод ханниң алдида
6Буни аңлиған Пилатус:
— Бу адәм җәлилийәликму? — дәп сориди. 7У һәзрити Әйсаниң Һирод ханниң қол астидики өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, Уни Һиродқа йоллап бәрди. (У чағда Һиродму Йерусалимда еди.)
8Һирод хан һәзрити Әйсани көрүп, интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери һәзрити Әйсаға даир ишларни аңлап, «Мениң алдимдиму бирәр мөҗүзә көрситип бақсун!» дәп Униң билән көрүшмәкчи болуп жүрәтти. 9Шуңа у һәзрити Әйсадин бир мунчә соалларни сориди. Лекин һәзрити Әйса бир еғизму җавап бәрмиди.
10Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң үстидин һә дәп әризә-шикайәт қиливататти. 11Һирод хан вә униң ләшкәрлири һәзрити Әйсани һақарәтләп мәсқирә қилишти. Андин кейин Униңға падишаларчә һашамәтлик тон кийдүрүп, Уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтурди.
12Мана шу күндин башлап Һирод хан билән һаким Пилатус дост болуп қалди. Униңдин бурун улар бир-биригә дүшмән еди.
Һәзрити Әйсаниң өлүмгә һөкүм қилиниши
13Һаким Пилатус алий роһанийларни, йәһудий ақсақалларни вә җамаәтни жиғип, 14уларға:
— Силәр бу Адәмни алдимға һайдап кәлдиңлар. Униң үстидин хәлиқни аздуруп қутратти дәп шикайәт қилдиңлар. Бирақ мән Уни силәрниң алдиңларда сорақ қилип, силәр шикайәт қилған җинайәтләрдин бириниму тапалмидим. 15Һирод ханму Униңдин гуна тапалмай, маңа қайтуруветипту. Чүнки Униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән. 16Әнди мән Уни қамчилитип, қоюп беримән, — деди. 17Униң мундақ дейишиниң сәвәви: у һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида, йәһудий җинайәтчилиридин бирини қоюп берәтти.
18Бирақ көпчилик бир еғиздин чуқан селишип:
— Уни өлтүрүң! Бараббасни қоюп бериң! — дейишти. 19(Бараббас Йерусалимда топилаң көтирип, адәм өлтүрүп, зинданға ташланған бир җинайәтчи еди.)
20Пилатус һәзрити Әйсани қоюп бәрмәкчи болуп, көпчиликкә қайта несиһәт қилди. 21Лекин улар һә дәп:
— Уни чапрас яғачқа #23:21 Чапрас яғач — римлиқларниң бирәр җинайәт қилған адәмни миқлап өлтүрүш үчүн қоллинидиған қошуш бәлгүсидә уланған икки яғачтин ибарәт болған җазалаш түврүги. миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп чуқан селишти.
22Пилатус үчинчи қетим уларға:
— Немишкә? У зади немә җинайәт өткүзди? Мән Униңдин өлүмгә лайиқ җинайәт тапалмидим. Уни қамчилитип, қоюп беримән, — деди.
23Бирақ көпчилик давамлиқ чуқан селишип, һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап есип өлтүрсун дәп, чиң турувалди. Уларниң чуқанлири ахири ғалибә қилди. 24Пилатус уларниң тәливи бойичә һөкүм чиқарди. 25Топилаң көтирип зинданға ташланған һелиқи қатилни қоюп берип, һәзрити Әйсани йәһудийларниң өз хаһиши бойичә бир тәрәп қилиш үчүн ләшкәрләргә тапшуруп бәрди.
Һәзрити Әйсаниң чапрас яғачқа миқлиниши
26Ләшкәрләр чапрас яғачни көтәргән һәзрити Әйсани елип кетиватқанда, йолда йезидин келиватқан Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учратти. Улар бу кишини тутувелип чапрас яғачни униңға көтәргүзүп, һәзрити Әйсаниң кәйнидин һайдап маңди. Чүнки һәзрити Әйса һалсирап кәткән еди.
27Нурғун кишиләр һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңди. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаға ечинип жиға-зар қилишип маңған аялларму бар еди. 28Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп уларға мундақ деди:
— Әй Йерусалим аяллири! Мән үчүн жиғлимаңлар. Өзәңлар вә пәрзәнтлириңлар үчүн жиғлаңлар! 29Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Пәрзәнт көрмигән, һамилдар болмиған, бала емитмигән аяллар немә дегән бәхитлик!» дәйду. 30У чағда кишиләр Худаниң ғәзивидин қечиш үчүн тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңләргиму: «Үстимизни яп!» дәп ялвуриду. 31Яп-йешил дәрәқ отта көйдүрүлгән йәрдә, қуруп кәткән дәрәқ техиму көйдүрүлмәсму?! Шуниңдәк, Мән азап чәккән йәрдә, силәр гунакар йәһудийлар техиму азап чәкмәмсиләр?!
32Ләшкәрләр һәзрити Әйса билән биргә икки җинайәтчиниму улар үстидин өлүм җазасини беҗиришкә елип келишкән еди. 33Улар Йерусалимниң сиртидики «Баш сүйәк» дәп аталған җайға берип, у йәрдә һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиди. Икки җинайәтчиниңму бирини һәзрити Әйсаниң оң тәрипигә, йәнә бирини сол тәрипигә миқлиди вә чапрас яғачларни тикләп қойди. 34Һәзрити Әйса:
— Әй Ата, уларни кәчүрүм қилғин, чүнки улар өзиниң немә қиливатқанлиғини билмәйду, — деди.
Ләшкәрләр чәк ташлишип, һәзрити Әйсаниң кийим-кечәклирини бөлүшүвалди. 35Халайиқ қарап туруватқанда, йәһудий ақсақаллар Уни мәсқирә қилип:
— У башқиларни қутқузуптикән! Әгәр расттин Худа тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ болған болса, Өзини қутқузуп бақсун! — дейишти.
36Ләшкәрләрму Уни мәсқирә қилишип, Униңға әрзән үзүм шарави тәңләп:
37— Әгәр Сән йәһудийларниң Падишаси болсаң, Өзәңни қутқузуп бақ! — дейишти.
38Һәзрити Әйсаниң үстидики тахтиға: «Бу Киши йәһудийларниң Падишаси», дәп йезилған еди. 39Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған икки җинайәтчиниң бири Уни һақарәтләп:
— Сән Худа әвәткән Қутқазғучи әмәсмидиң? Әнди Өзәңниму, бизниму қутқузмамсән?! — деди.
40Йәнә бири болса һелиқи җинайәтчини әйипләп:
— Сәнму Униңға охшаш җазалиниватқан туруп, Худадин қорқмидиңму? 41Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ. Биз өз қилмишлиримизниң җазасини тарттуқ, лекин У һеч қандақ яманлиқ қилмиғанғу! — деди. 42Андин у һәзрити Әйсаға:
— Әй Әйса, Падишалиғиң билән кәлгиниңдә, мени унтумиғайсән, — деди.
43— Билип қойки, бүгүн сән Мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди һәзрити Әйса униңға.
Һәзрити Әйсаниң өлүми
44Чүш вақтида қуяш нури ғайип болуп, пүтүн зиминни қараңғулуқ басти. Бу әһвал үч саат давам қилди. 45Мәркизий ибадәтханидики пәрдә тосаттин икки парчә болуп житилди. #23:45 Бу пәрдә ибадәтханиниң әң муқәддәс җай дәп аталған қисмини муқәддәс җай дәп аталған қисмидин айрип туридиған пәрдә болуп, униң житилиши һәзрити Әйсаниң инсанларниң Худаниң алдиға баридиған йолини ачқанлиғини билдүриду. 46Һәзрити Әйса қаттиқ аваз билән:
— Әй Атам! Роһумни қолуңға тапшурдум, — дедидә, тиниғи тохтап, җан үзди.
47У йәрдә буни көрүп турған йүз беши Худадин қорққан һалда:
— Бу Адәм һәқиқәтән дурус Адәм екән! — дәп Худани мәдһийилиди.
48Бу вақиәни көрүш үчүн жиғилған халайиқ қайғу билән мәйдисигә уруп, өйлиригә қайтишти. 49Һәзрити Әйсани тонуйдиған кишиләр вә Җәлилийә өлкисидин Униңға әгишип кәлгән аяллар вақиәниң җәриянини жирақтин көрүп турди.
Һәзрити Әйсаниң дәпнә қилиниши
50-51Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди. 52Йүсүп һаким Пилатусниң алдиға берип, һәзрити Әйсаниң җәсидини беришни тәләп қилди. 53Пилатус қошулғандин кейин, у җәсәтни чапрас яғачтин чүширип, кәндир рәхт билән кепинләп, йеңидин оюлған чоң қорам ташлиқ қәбиргә дәпнә қилди.
54Бу вақиәләр һейтниң һарписида йүз бәргән болуп, дәм алидиған шәнбә күнигә аз қалған еди. 55Шуңа Җәлилийә өлкисидин һәзрити Әйса билән биллә кәлгән аяллар Йүсүп билән биллә берип, қәбирни вә җәсәтниң қандақ қоюлғанлиғини көздин кәчүрди. 56Андин өйлиригә қайтип берип, җәсәткә чачидиған хуш пурақлиқ буюмлар билән әтирләрни тәйярлиди. Дәм елиш күни, Худаниң әмри бойичә, улар дәм елишти.
Aktuálne označené:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 23: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: