Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға:
— Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.
Шуниң билән улар йәнә азирақ вақит роза тутуп, дуа қилғандин кейин, Барнаба билән Саулни хизмәткә аҗритиш үчүн, уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп уларни узитип қойди.