YouVersion Logo
Search Icon

Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13

13
Муқәддәс Роһниң Барнаба билән Саулни әвәтиши
1Антакядики мәсиһийләр җамаитидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнаба, «Қара» ләқәмлик Шимон, киринилик Луки, Һирод хан билән биллә чоң болған Менаһен вә Саул қатарлиқлар еди. 2Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға:
— Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.
3Шуниң билән улар йәнә азирақ вақит роза тутуп, дуа қилғандин кейин, Барнаба билән Саулни хизмәткә аҗритиш үчүн, уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп уларни узитип қойди.
Барнаба билән Саул Сипруста
4Муқәддәс Роһниң буйруғи билән йолға чиққан Барнаба билән Саул Сәләкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә олтирип, Сипрус дегән аралға қарап йолға чиқти. 5Улар Саламис шәһиригә йетип келип, йәһудий ибадәтханилирида Худаниң сөзлирини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна (Маркус) уларниң ишлириға ярдәмләшти.
6Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә өзини пәйғәмбәр дәп атавалған Барйәшу исимлиқ бир йәһудий сехиргәр билән учришип қалди. 7У сехиргәр бу аралниң билимлик римлиқ һакими Сергиюс Паулниң тонуши еди. Һаким Сергиюс Барнаба билән Саулни чақиртип, Худаниң сөзлирини аңлимақчи болди. 8Лекин һелиқи сехиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, сехиргәр дегән мәнада) қарши чиқип, һакимниң Әйса Мәсиһкә ишини­шигә тосалғулуқ қилишқа тиришти. 9Бирақ Муқәддәс Роһқа чөмгән Саул (грекчә исми Павлус #13:9 Саул йәһудий әмәсләрниң арисида Хуш Хәвәр тарқатқанда, өзиниң грекчә исми «Павлусни» қолланған. ) һелиқи сехиргәргә тиклинип қарап, 10униңға:
— Һәй, шәйтанниң оғли! Һәммә адиллиқниң дүшминисән. Қәлбиң һәр хил һелигәрлик вә алдамчилиқ билән толған. Худаниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән? 11Әнди Худа сени җазаға тартиду! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди.
Шу ан Әлимас көзлирини бир қара туман тосиғанлиғини сәзди. У қоллирини узитип, башқиларниң йетәклишини өтүнди. 12Йүз бәргән әһвални көргән һаким уларниң Рәббимиз Әйса һәққидики тәлимлиригә һәйран болуп, һәзрити Әйсаға ишәнди.
Павлусниң йәһудийларға һәзрити Әйса һәққидә ейтқанлири
13Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфи­лийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти. 14Павлуслар болса Пәргә шәһиридин сәпирини давамлаштуруп, Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, дәм елиш күни йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. 15Тәврат вә Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин тәлимләр оқулғандин кейин, ибадәтханиниң җавапкәр адәмлири уларни чақиртип:
— Қериндашлар, әгәр җамаәтни илһамландуридиған гәп-сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.
16Павлус орнидин туруп, қолини көтирип, халайиқни тиничлитип, мундақ деди:
— Әй исраиллар вә йәһудий әмәс садақәтмәнләр, қулақ селиңлар! 17Исраиллар әзәлдин бери етиқат қилип кәлгән Худа әҗдатлиримизни таллиди. Улар Мисирда яшиған мәзгилдә Худа уларни улуқ бир милләт қилди. Худа күч-қудритини көрситип, қуллуқ әһвалға чүшүп қалған уларни Мисирдин қутқузуп чиқти, 18чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди. 19У Қанан зиминидики йәттә милләтни йоқитип, уларниң зиминлирини исраил хәлқигә зиминлиққа бәрди. 20Бу ишларға илгири ахир болуп төрт йүз әллик жил кәтти.
Кейин Худа Самуил пәйғәмбәрниң заманиғичә уларға батур йетәк­чи­ләрни тикләп бәрди. 21Кейин улар Самуил пәйғәмбәрдин бир падиша тайинлашни тәләп қилған еди. Шуңа Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни таллап бәрди. Саул қириқ жил падишалиқ қилди. 22Бирақ Худа Саулни тәхтидин чүширип, Давутни падиша қилип бәрди. Худа Падиша Давут һәққидә мундақ дегән еди: «Йишайниң оғли Давут Мени бәк хуш қилди. У Мән немә десәм, шуни қилиду!» 23Худа бурун вәдә бәргинидәк, Давут падишаниң әвлатлиридин исраилларға бир Қутқазғучи тайинлиди. У — һәзрити Әйсаниң Өзидур! 24Һәзрити Әйса Өзиниң вәзиписини башлаштин бурун, Йәһия пәйғәмбәр чиқип, исраил хәлқини гуналириға товва қилип чөмүлдүрүшни қобул қилишқа дәвәт қилди. 25Йәһия пәйғәмбәр вәзипини тамамлаш алдида, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәйсиләр? Мени Худа әвәтидиған Қутқаз­ғу­чи дәмсиләр? Яқ! Мән силәр күткән Адәм әмәсмән. У мәндин кейин келиду, мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»
26Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди. 27Йерусалим хәлқи вә уларниң башлиқлири һәр дәм елиш күни ибадәтханида пәйғәмбәрләрниң һәзрити Әйса тоғрисидики язған сөзлириниң оқулушини аңлисиму чүшәнмәтти, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи екәнлигини тонуп йәтмигән еди. Уларниң һәзрити Әйсани өлүм җазасиға лайиқ дейиши билән, пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан­лири әмәлгә ашти. 28Улар һәзрити Әйсани өлүм җазасиға һөкүм қилишқа бирәр гуна тапалмиған болсиму, һаким Пилатустин йәнила Униңға өлүм җазасини беришни тәләп қилди. Пилатус қошулди. 29Улар бу ишларни пәйғәмбәрләрниң Қутқазғучи һәққидә алдин-ала ейтқанлирини билмәстин қилди. Һәзрити Әйса өлгәндин кейин, Униң җәсиди чапрас яғачтин чүширилип, дәпнә қилинди. 30Лекин Худа һәзрити Әйсани өлүмдин тирилдүрди! 31Тирилгәндин кейин һәзрити Әйса бурун Өзи билән биллә Җәлилийә өлкисидин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп қетим көрүнди. Һазир бу кишиләр исраил хәлқигә һәзрити Әйсаниң гувачиси болуватиду.
32-33Бизму һазир бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүватимиз. Худа һәзрити Әйсани тирилдүрүш билән, әҗдатлиримизға қилған вәдиси­ни бизниң дәвримиздә әмәлгә ашурди! Бу һәқтә падиша Давут Зәбурниң иккинчи нәзмисидә алдин-ала мундақ хатирилигән: «Сән Мениң Оғлум. Бүгүн Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим». #13:32-33 Қедимки заманларда Исраилда бир киши падиша қилип тайинланғанда, Худаниң оғли дәп атилатти. Әйни вақитта Исраил падишасиға қаритилған бу сөз бу йәрдә нәқил кәлтүрүлүп, Худаниң Әйса Мәсиһни тирилдүргәнлиги билән, Уни асманда тәхткә олтарғузуп, Падиша қилғанлиғи көрситилиду. 34Худа­ниң һәзрити Әйсани мәңгү чиримас қилип тирилдүргәнлиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ йезилған: «Падиша Давутқа қилған вәдәмдә туруп, силәргә муқәддәс вә муқәррәр бәхит ата қилимән!» 35Бу һәқтә Зәбурниң йәнә бир йеридә техиму айдиңлаш­ту­рулуп мундақ йезилған: «Худа, Сән садиқ Хизмәткариңниң тениниң­му чиришигә йол қоймайсән». 36Бу йәрдики «садиқ Хизмәткар» дегән сөз падиша Давутқа қаритилған әмәс. Чүнки падиша Давут өзиниң заманида Худаниң ирадиси бойичә хизмәт қилип, аләмдин өтүп йәргә көмүлгән. Униң тени чирип кәткән. 37Һәзрити Әйса болса, Худа тәрипидин тирилдүрүлди. Униң тени пәқәт чиримиди. 38Шуңа, қериндашлар, шуни билишиңлар керәкки, бизниң силәргә йәткүзү­ватқан гунадин кәчүрүм қилиниш йоли һәзрити Әйсаниң қилғанлири арқилиқла мүмкин болиду. 39Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қануниға бойсунушқа һәр қанчә тиришсаңларму, гуналириңлар кәчүрүм қилинмайду. Худа пәқәт һәзрити Әйса арқилиқла силәрни һәққаний адәм дәп қарайду. 40Шуңа пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан балаю-апәт бешиңларға келип қалмаслиқ үчүн, еһтият қилип, уларниң сөзлиригә диққәт қилиңлар:
41«Қулақ селиңлар, әй Мени мәсқирә қиливатқанлар!
Алақзадиликкә чүшүп, өлисиләр!
Чүнки Мениң заманиңларда қилмақчи болған ишлиримни көргиниңларда,
Кишиләр уни силәргә чүшәндүрсиму ишәнмәйсиләр!»
42Павлус билән Барнаба ибадәтханидин чиқиватқанда, җамаәт улар­ни келәрки дәм елиш күни бу ишлар һәққидә йәнә тәлим беришкә тәклип қилди. 43Җамаәт тарқалғанда, нурғун йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабаға әгәшти. Бу иккиси уларға сөз қилип, «Худаниң меһир-шәпқитидә яшашни давамлаштуруңлар!» дәп илһамландурди.
Павлусниң йәһудий әмәсләргә йүзлиниши
44Кейинки дәм елиш күни пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрни аңлиғили келишти. 45Бирақ бунчә көп адәмләрни көргән бир қисим йәһудийлар көрәлмәслик қилишқа башлиди. Улар Павлусниң сөзлирини рәт қилди вә уни һақарәтлиди. 46Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди:
— Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз! 47Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа бизгә мундақ буйруған:
«Йәр йүзиниң бу четидин у четигичә барлиқ инсанларниң қутқузулуши үчүн,
Сени йәһудий әмәсләргә Нур қилип әвәттим».
48Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.
49Шундақ қилип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәр пүтүн зимин­ға кәң тарқалди. 50Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди. 51Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиве­тип, Коня шәһиригә кетип қалди. 52Антакядики мәсиһийләр болса, хошаллиққа һәм Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

Video for Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13