YouVersion Logo
Search Icon

Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14

14
Павлус билән Барнаба Коня шәһиридә
1Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди. 2Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти. 3Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди. 4Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кәтти. Бәзилири һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса әлчиләр тәрәптә турди. 5Ахирида һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр өз башлиқлири билән бирликтә әлчиләрни қийнап, чалма-кесәк қилип өлтүрмәкчи болди. 6-7Бу иштин хәвәр тапқан Павлус билән Барнаба шәһәрдин қечип, Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәм әтраптики җайларға берип, Хуш Хәвәрни давамлиқ тарқитивәрди.
Листра вә Дәрбә шәһәрлиридә
8Шу чағда Листра шәһиридә бир туғма паләч адәм бар еди. 9Бу адәм Павлусниң сөзлиригә қулақ селип олтиратти. Уни диққәт билән күзәткән Павлус униң һәзрити Әйсаға ишәнгәнлигини вә сақайтилип кетишкә ишәнчи барлиғини сезип, 10жуқури аваз билән:
— Орнуңдин тур! — деди.
Һелиқи адәм шу ан дәс туруп меңишқа башлиди. 11Павлусниң бу карамитини көргән көпчилик ликавуня тили билән:
— Худалар инсан қияпитидә аримизға кәпту! — дәп вақиришип кәтти. 12Улар Барнабани илаһ Зеус, #14:12 Зеус вә Һермис — Зеус қедимки грекларниң әң чоң худаси. Һермис болса Зеусниң хусусий ярдәмчиси вә натиғи. дәп аташти. Павлус көпирәк сөзли­гән­лиги үчүн, уни илаһ Һермис, дәп аташти. 13Шәһәрниң сиртида «Зеус илаһниң» бутханиси бар еди. Шу бутханида ишләйди­ған роһаний хәлиқ билән биллә әлчиләргә атап қурванлиқ қилмақчи болуп, шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип кәлди.
14Барнаба билән Павлус уларниң қилмақчи болған ишини аңлап, жиркәнгән һалда наразилиқ билдүрүш үчүн көйнәклирини житип, көпчиликниң арисиға жүгрәп кирип, вақирап мундақ деди:
15— Ундақ қилмаңлар! Бизму адәм, силәргә охшаш инсан! Биз силәргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә кәлдуқ. Хуш Хәвәр шуки: әрзимәс нәрсиләргә ибадәт қилмай, мәңгү һаят болған бирдин-бир Худағила ибадәт қилиңлар! У асман-зимин, деңиз-муһит вә униңдики барлиқ мәхлуқларни яратқан Худадур! 16Бурунқи заманларда Худа һәр қайси әлләрниң адәмлирини өзлири таллиған йолда меңишиға қоюп бәргән. 17Шундақтиму У Өзиниң моҗутлуғини һемишәм испатлап кәлгән. У һемишәм һәммимизгә шапаәт қилип, ямғурни өз вақтида яғдуруп мол һосул беғишлап, рисқимизни берип, қәлбимизни хошал­лиқ­қа чөмдүрди. Шундақ әмәсму?
18Улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурван­лиқ қилишини тосап қалалмиғили тасла қалди. 19Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин кәлгән бәзи йәһудийлар кишиләрни қутратти. Нәтиҗидә хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди. Улар Павлус­ни өлди дәп ойлап, шәһәр сиртиға сөрәп апирип ташлавәтти. 20Лекин мәсиһий­ләр униң әтрапиға топланғанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси у Барнаба билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.
Павлусниң Антакяға қайтип келиши
21Павлус билән Барнаба Дәрбә шәһиридә Хуш Хәвәр йәткүзүп, нур­ғун адәмләрни һәзрити Әйсаға ишинишкә йетәклиди. Кейин иккиси Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди. 22Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди.
Улар мәсиһийләргә мундақ деди:
— Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.
23Павлус билән Барнаба йәнә һәр қайси мәсиһийләр җамаитигә йетәкчиләрни бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири ишинидиған Рәббимиз Әйсаға тапшурди. 24Иккиси Писидийә районидин өтүп, Памфилийә өлкисигә кәлди. 25Улар Пәргә шәһиридә Худаниң сөзлирини йәткүзгәндин кейин, деңиз бойидики Анталя шәһиригә барди. 26Андин у йәрдин кемигә олтирип, Сурийәдики Антакяға қайтти. Улар өзлири тамамлиған бу вәзипини ада қилиштин бурун, Антакядики мәсиһийләрниң дуасини алған болуп, мәсиһийләр уларни Худаға тапшуруп, шу чәт зиминларға Хуш Хәвәр йәткүзүшкә әвәткән еди. 27Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилған­лиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди. 28Улар у йәрдә мәсиһийләр билән биллә узун мәзгил турди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

Video for Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14