Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15
15
Йерусалимдики жиғин
1Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкисидин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә:
— Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.
2Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһийләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.
3Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти. 4Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, әлчиләр, йетәкчиләр вә башқа мәсиһийләрниң қарши елишиға муйәссәр болди. Улар көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ қилған ишлирини йәткүзди. 5Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп:
— Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.
6Шуңа әлчиләр билән йетәкчиләр бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти. 7Узун сөһбәтлишиштин кейин Петрус орнидин туруп мундақ деди:
— Қериндашлар, Худаниң мени бир нәччә жил бурун силәрниң ичиңлардин йәһудий әмәсләргә Хуш Хәвәр йәткүзүп, уларни һәзрити Әйсаға ишәндүрүшкә таллиғанлиғидин хәвириңлар бар. 8Инсанларниң қәлбини билидиған Худа Өзиниң Роһини бизгә ата қилғинидәк, йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Буниң билән Худа йәһудий әмәсләрниму қобул қилидиғанлиғини билдүрди. 9Худа уларни биз билән тәң көрди. Уларниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчи арқилиқ Худа уларниң қәлбилирини пак қилди. 10Әһвал мана шундақ екән. Әнди силәр немә үчүн йәһудий әмәсләрниң боюнлириға шунчә еғир жүкни артмақчи болисиләр? Уни өзимиз вә әҗдатлиримизму көтирәлмигән турсақ! Ундақ қилсаңлар, Худаниң йолини синиған болмамсиләр?! 11Яқ! Ундақ қилмаңлар! Биз йәһудийлар Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқитигә тайинип, ишәнчимиз арқилиқ қутқузулғандәк, уларму шундақ қутқузулиду!
12Петрус гепини аяқлаштурғандин кейин, өйдә җим-җитлиқ һөкүм сүрди. Андин Барнаба билән Павлус чиқип, Худаниң өзлири арқилиқ йәһудий әмәсләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗүзә вә карамәтлирини баян қилди. 13Улар сөзләп болғандин кейин, Яқуп мундақ деди:
— Қериндашлар, қулақ селиңлар! 14Баятин Петрус Худаниң йәһудий әмәсләргиму көңүл бөлидиғанлиғини, йәһудий әмәсләрниң арисидинму адәм таллап, Өзиниң хәлқи қилғанлиғини чүшәндүрүп өтти. 15Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға пүтүнләй уйғун келиду. Муқәддәс Язмиларда Худаниң Амос пәйғәмбәргә ейтқан мону сөзлири йезилған:
16«Кейин Мән қайтип келип, падиша Давутниң вәйран болған падишалиғини қайтидин қуруп чиқимән.
Уни харабиликтин қайта қуруп, әслигә кәлтүримән.
17Шундақ қилип, башқа һәр қандақ адәм, җүмлидин Мән Өз хәлқим болушқа чақирған йәһудий әмәсләрму Мени тапиду.
Мән — силәрниң Пәрвәрдигариңлар, 18худди бурунла вәдә қилғинимдәк, бу ишларни әмәлгә ашуримән!»
19Яқуп сөзини хуласиләп, мундақ деди:
— Шуниң үчүн мениңчә Худаға ишәнгән йәһудий әмәсләргә орунсиз тәләп қоймаслиғимиз керәк! 20Пәқәт уларға: «Бутларға атап нәзир қилинған гөшләрни йемәңлар, җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар, қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлириниму йемәңлар!» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли. 21Чүнки йәһудийлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунидики бу тәлимләрни узундин бери һәр дәм елиш күни һәр қайси шәһәрдики ибадәтханиларда жиғилип, үгинип кәлгән.
Йәһудий әмәс мәсиһийләргә йезилған хәт
22Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға талланди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:
23«Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилиридики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчиләрдин силәргә салам!
24Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ. 25Шу сәвәптин биз бу ишни музакирә қилғандин кейин, аримиздин бир нәччә кишини таллап, уларни қәдирдан достлиримиз Барнаба вә Павлус билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ. 26Бу иккиси һаятиниң хәтәргә учришиға қаримай, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмитидә болған кишиләрдур. 27Шуңа биз Йәһуда билән Силасниму хетимиздики қарарлиримизни силәргә өз ағзи билән сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ. 28Мәхсәткә кәлсәк, биз Муқәддәс Роһниң ярдими билән зөрүр болған икки-үч бәлгүлимидин сирт силәргә һәр қандақ бир еғир жүк жүклимәсликни қарар қилдуқ. 29Зөрүр болған бәлгүлимиләр төвәндикичә: Бутларға атап нәзир қилинған гөшләрни йемәңлар. Қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлириниму йемәңлар. Җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар. Силәр мошу бир нәччә иштин хали болсаңлар, яхши қилған болисиләр.
Силәргә аманлиқ тиләймиз!»
30Вәкилләр йолға чиқип, Барнаба вә Павлус билән биллә Антакяға барди. У йәрдә пүтүн мәсиһийләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди. 31Улар хәттики мәдәт беридиған сөзләрни оқуп, интайин хурсән болушти. 32Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйтти. 33Йерусалимдин кәлгәнләр у йәрдә азирақ вақит туруп, Йерусалимдики өзлирини әвәткән мәсиһийләрниң қешиға қайтти. Антакядики мәсиһийләр уларни узитип, сәпиригә аманлиқ тилиди. 34-35Лекин Павлус вә Барнаба Антакяда йәнә бир мәзгил туруп, башқа нурғун кишиләр билән биллә Рәббимиз Әйса тоғрисидики тәлимни йәткүзүп турди.
Павлус билән Барнабаниң айрилип кетиши
36Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Павлус Барнабаға:
— Биз бурун Рәббимизниң Хуш Хәвирини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, мәсиһийләрниң әһвалини көрүп келәйли, — деди.
37Барнаба мақул көрүп, Юһанна (Маркус)ни биллә елип бармақчи болған еди. 38Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди. 39Павлус билән Барнаба бу иш үстидин қаттиқ талаш-тартиш қилишип, ахир бир-биридин айрилип кетишти. Барнаба Маркусни елип, кемигә олтирип, Сипрус арилиға кәтти. 40Павлус болса Силасни таллап, мәсиһийләрниң өзи билән Силасни Худаға аманәт қилиши билән улардин айрилип йолға чиқти. 41Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.
Currently Selected:
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti