Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 12
12
Мәсиһийләрниң техиму көп зиянкәшликләргә учриши
1Шу чағларда Һирод хан мәсиһийләр җамаитидики бәзи кишиләрни тутуп, уларға зиянкәшлик қилишқа башлиди. 2У Юһаннаниң акиси Яқупниң каллисини алдурди. 3Өзиниң бу һәрикитидин йәһудийларниң рази болғанлиғини көрүп, Петрусни тутқун қилишни буйриди. Бу вақиә «Петир нан» һейти мәзгилидә йүз бәрди. 4Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди. 5Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти.
Петрусниң зиндандин қутқузулуши
6Һирод хан Петрусни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси Петрус икки зәнҗир билән бағланған болуп, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти. Ишикниң сиртиғиму қаравул қоюлған еди. 7Туюқсиз зинданға күчлүк бир йоруқ нур чүшүп, Худаниң бир периштәси көрүнди. Периштә Петрусниң мүрисигә қеқип:
— Тез тур! — дәп ойғатти.
Петрусниң қоллиридики зәнҗир шу ан бошап чүшүп кәтти. 8Периштә униңға:
— Кийимиңни кийивал. Айиғиңниму кий, — деди.
Петрус униң дегинини қилди. Периштә йәнә:
— Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң, — деди.
9Петрус униңға әгишип зиндандин чиқти, бирақ у периштәниң қиливатқининиң растлиғини билмәй, бир ғайибанә аламәт көрүптимән, дәп ойлиған еди. 10Улар биринчи вә иккинчи қаравул постидин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза өзлүгидин ечилип кәтти. Улар дәрвазидин чиқип, бир кочидин өткәндә, периштә туюқсиз Петрусниң йенидин ғайип болди.
11Шу чағда Петрус есигә келип, өзигә: «Әнди мән бу ишниң растлиғини билдим. Рәббим бир периштә әвәтип, мени Һирод ханниң қолидин вә йәһудийларниң маңа қилмақчи болған барлиқ зиянкәшлигидин қутқузупту», деди.
12Петрус бу әһвални чүшинип, Маркус дәпму аталған Юһаннаниң аниси Мәрийәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип, дуа-тилавәт қиливататти. 13Петрус дәрвазини қаққанда, Рода исимлиқ бир хизмәткар қиз авазни аңлап чиқти. 14У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикниму ачмай жүгрәп кирип, көпчиликкә:
— Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
15— Сараң болуп қалдиңму?! — дейишти улар. Лекин хизмәткар қиз раст, дәп турувалди. Улар:
— Бу униң роһи болса керәк! — дейишти.
16Петрус дәрвазини қеқивәргәндин кейин, улар чиқип дәрвазини ечип қариса, дәрвәқә у екән! Һәммиси аң-таң болушти. 17Петрус көпчиликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у:
— Бу хәвәрни Яқупқа #12:17 Яқуп — һәзрити Әйсаниң иниси вә мәсиһийләр җамаитиниң баш йетәкчиси. вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.
18Таң атқанда қаравуллар алақзадә болушуп кәтти. Улар Петрусниң қандақ чиқип кәткәнлигини биләлмиди. 19Һирод хан уни издәшкә әмир қилди, лекин униң из-деригини тапалмиди. Шуниң билән у қаравулларни сорақ қилип, уларға өлүм җазаси беришни буйриди. Униңдин кейин Һирод хан Йәһудийә өлкисидин Қәйсәрийә шәһиригә қайтип кәтти.
Һирод Агрипа ханниң өлүми
20Кейин Һирод хан Тир вә Сидон хәлқигә қаттиқ аччиқланди. Бу хәлиқләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алидиған болғачқа, улар бирлишип, Һирод хан билән яришивелиш үчүн униң алдиға вәкил әвәтти. Улар алди билән Виластус исимлиқ муһим әмәлдарниң һисдашлиғини қолға кәлтүрди.
21Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һирод ханлиқ тонини кийип, тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди. 22Улар:
— Бу адәмниң сөзлири әмәс, бәлки худаларниң бириниң сөзидур! — дәп жуқури аваз билән уни махташти.
23Һирод Худаға тәәллуқ шан-шәрәпни өзиниң қиливалғанлиғи үчүн, Худаниң периштәси шу ан уни урди. Нәтиҗидә у қурутлап өлди.
24Лекин Худаниң сөзи давамлиқ тарқилип, Униңға ишәнгүчиләрниң сани көпәймәктә еди. 25Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.
Currently Selected:
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 12: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
![None](/_next/image?url=https%3A%2F%2Fimageproxy.youversionapistaging.com%2F58%2Fhttps%3A%2F%2Fweb-assets.youversion.com%2Fapp-icons%2Fen.png&w=128&q=75)
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti