— Болди! Болди! Қосиғим ечип өләй дәп қалдим. Тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқиниң маңа немә кериги? — деди Әсав.
Яқуп униңға:
— Сән авал мениң алдимда тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқуңни маңа өткүзүп бәргәнлигиңгә қәсәм қилип бәр, — деди.
Әсав қәсәм қилип, тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини Яқупқа өткүзүп бәрди.