1
Аләмниң яритилиши 24:12
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
Чакар мундақ дәп дуа қилди: — Әй Пәрвәрдигар! Сән ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худасән. Ғоҗайинимға меһир-шәпқәт көрситип, ишимни оң қилғайсән.
Compare
Explore Аләмниң яритилиши 24:12
2
Аләмниң яритилиши 24:14
Мән уларниң биригә: «Комзигиңиздики судин ичивалсам қандақ?» дәймән. Әгәр у: «Ичиң! Төгилириңизгиму су әкелип берәй» десә, шу қиз хизмәткариң Исһаққа таллап бәргиниң болсун. Буниңдин Сениң ғоҗайинимға меһриванлиқ қилғанлиғиңни биләләймән.
Explore Аләмниң яритилиши 24:14
3
Аләмниң яритилиши 24:67
Исһақ Рибәқани аниси Сарә һаят вақтида турған чедирға башлап кирип, некайиға алди. Аниси вапат болған болсиму, у Рибәқаниң муһәббитидин өзигә тәсәлла тапти.
Explore Аләмниң яритилиши 24:67
4
Аләмниң яритилиши 24:60
Улар Рибәқаға бәхит тиләп, мундақ дуа қилди: «Әй сиңлимиз, миңлиған, он миңлиған инсанларниң аниси болғайсән! Әвлатлириң дүшмәнлириниң шәһәрлирини ишғал қиливалғай!» дейишти.
Explore Аләмниң яритилиши 24:60
5
Аләмниң яритилиши 24:3-4
Пәрвәрдигар, йәни пүтүн аләмниң Яратқучиси болған Худаниң алдида қәсәм қилип, оғлум Исһақни бу йәрдики имансиз қананлиқлардин өйләндүрмәй, чоқум жутумға берип, туққанлирим арисидин бир қиз елип беридиғанға вәдә бәргин, — деди.
Explore Аләмниң яритилиши 24:3-4
Home
Bible
Plans
Videos