Шагиртлири һәзрити Әйсадин:
— Устаз, бу адәмниң туғма қарғу болуши кимниң гуна қилғанлиғидин болған? Өзиниңму яки ата-анисиниңму? — дәп сорашти.
Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур.