1
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:10
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
Оғри болса, оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам адәмләр һаятлиққа еришсун вә у һаятлиқ мол болсун, дәп кәлдим.
Compare
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:10
2
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:11
Яхши Қойчи Өзәмдурмән. Яхши қойчиниң қойлири үчүн җени пидадур.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:11
3
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:27
Мениң қойлирим гепимни аңлайду. Мән уларни тонуймән. Улар Маңа әгишиду.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:27
4
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:28
Уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән. Улар әсла һалак болмайду вә уларни һеч ким қолумдин тартивалалмайду.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:28
5
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:9
Ишик Өзәмдурмән, Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип жүрүп, яп-йешил от-чөпләрни тепип йәләләйду.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:9
6
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:14-15
Яхши қойчи Өзәмдурмән. Атам Мени вә Мән Атамни — Биз бир-биримизни тонуйдиғинимиздәк, Мән Өз қойлиримни тонуймән, уларму Мени тонуйду. Қойлирим үчүн җеним пида.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:14-15
7
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:29-30
Уларни Маңа тәғдим қилған Атам һәммидин үстүндур. Уларни Атамниң қолидин тартивелишқа һеч кимниң күчи йәтмәйду. Атам иккимиз әслидә бирмиз.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:29-30
8
9
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:18
Җенимни һеч ким алалмайду, Мән уни Өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни беришкә вә қайтурувелишқа һоқуқлуқ. Атам Маңа шундақ қилишни буйруған.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:18
10
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:7
Шуңа һәзрити Әйса чүшәндүрүп, мундақ деди: — Билип қоюңларки, қойлар киридиған ишик Өзәмдурмән.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:7
11
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:12
Ялланған қойчи ундақ қилмайду. У қойларниң ғоҗайини һәм қойчиси болмиғанлиғи үчүн, бөриниң кәлгәнлигини көрсә, қойларни ташлап қачиду. Шуниң билән бөрә қойларни тутувелип, тери-перәң қиливетиду.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:12
12
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:1
Һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Билип қоюңларки, қой қорасиға ишиктин кирмәй, темиға ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур.
Explore Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:1
Home
Bible
Plans
Videos