YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10

10
Һәзрити Әйса — «Яхши Қойчидур»
1Һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди:
— Билип қоюңларки, қой қорасиға ишиктин кирмәй, темиға ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур. 2Ишиктин киридиған киши болса, шу қойларниң қойчисидур. 3Күзәтчи ишикни қойчиға ечип бериду. Қойлар қойчиниң авазини тонуйду, уму өз қойлириниң исимлирини чақирип, уларни сиртқа елип чиқиду. 4Қойчи қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, өзи уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду, чүнки униң авазини тонуйду. 5Ят бириниң кәйнидин маңмайду, әксичә униңдин қачиду, чүнки ятларниң авазини тонумайду.
6Әтрапидикиләр һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни сөзләш арқилиқ өзлиригә немә демәкчи болғанлиғини чүшәнмиди. 7Шуңа һәзрити Әйса чүшәндүрүп, мундақ деди:
— Билип қоюңларки, қойлар киридиған ишик Өзәмдурмән. 8Мән­дин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, #10:8 Бу йәрдә көздә тутулғини пәрисийләр вә йәһудий ақсақаллири болуп, Тәврат­та тилға елинған пәйғәмбәрләр көздә тутулмиған. лекин қойлар уларға бой бәрмиди. 9Ишик Өзәмдурмән, Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип жүрүп, яп-йешил от-чөпләрни тепип йәләләйду. 10Оғри болса, оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам адәмләр һаятлиққа еришсун вә у һаятлиқ мол болсун, дәп кәлдим.
11Яхши Қойчи Өзәмдурмән. Яхши қойчиниң қойлири үчүн җени пидадур. 12Ялланған қойчи ундақ қилмайду. У қойларниң ғоҗайини һәм қойчиси болмиғанлиғи үчүн, бөриниң кәлгәнлигини көрсә, қойларни ташлап қачиду. Шуниң билән бөрә қойларни тутувелип, тери-перәң қиливетиду. 13Ялланған қойчи немишкә қачиду? Чүнки у қойларниң егиси әмәс, шуңлашқа уларға көңүл бөлмәйду.
14-15Яхши қойчи Өзәмдурмән. Атам Мени вә Мән Атамни — Биз бир-биримизни тонуйдиғинимиздәк, Мән Өз қойлиримни тонуймән, уларму Мени тонуйду. Қойлирим үчүн җеним пида. 16Бу қорадин болмиған башқа қойлиримму бар, уларниму чақиришим керәк, уларму авазимни аңлайду. Һәммә қойлар бир пада болушуп, бир қойчиға әгишиду.
17Атам Мени сөйиду. Чүнки Мән Өзәмни қурван қилғандин кейин тирилишим үчүн, җенимни пида қилишни халаймән. 18Җенимни һеч ким алалмайду, Мән уни Өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни беришкә вә қайтурувелишқа һоқуқлуқ. Атам Маңа шундақ қилишни буйруған.
19Бу сөзләр түпәйлидин йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш чиқти. 20Бир мунчә кишиләр:
— Униңға җин тегипту, сараң болуп қапту, немә үчүн Униң сөзигә қулақ салғидәкмиз? — дейишәтти.
21Йәнә бәзиләр болса:
— Җин тәккән адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин тәккән адәм қандақму қарғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти.
Һәзрити Әйсаниң рәт қилиниши
22Қиш пәсли болуп, Йерусалимда мәркизий ибадәтханиниң қайта ечилғанлиғини хатириләйдиған мәйрәм өткүзүлүвататти. 23Һәзрити Әйса ибадәтханидики «Сулайман падишаниң пешайвини» дегән йәрдә айлинип жүрәтти. 24Хәқләр Униң әтрапиға олишивелип:
— Бизни йәнә қачанғичә гуманда қалдурисән? Әгәр Қутқазғучи-Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти.
25Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Мән силәргә ейтқан, лекин силәр Маңа ишәнмидиңлар. Атам­ниң нами билән қилған ишлирим Мениң Ким екәнлигимгә гувалиқ бериду. 26Бирақ силәр ишәнмидиңлар, чүнки Мениң қойлирим­дин әмәссиләр. 27Мениң қойлирим гепимни аңлайду. Мән уларни тонуймән. Улар Маңа әгишиду. 28Уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән. Улар әсла һалак болмайду вә уларни һеч ким қолумдин тартивалал­майду. 29Уларни Маңа тәғдим қилған Атам һәммидин үстүндур. Уларни Атамниң қолидин тартивелишқа һеч кимниң күчи йәтмәйду. 30Атам иккимиз әслидә бирмиз.
31Буниң билән йәһудийлар йәнә Уни чалма-кесәк қилиш үчүн йәрдин таш елишти.
32— Атам Маңа буйруған нурғун яхши ишларни алдиңларда көрсәт­тим. Бу ишларниң қайсиси үчүн Мени чалма-кесәк қилмақ­чисиләр? — деди һәзрити Әйса уларға.
33— Сени яхши ишлириң үчүн әмәс, күпүрлүк қилғанлиғиң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки Сән адәм туруп, Өзәңни Худа қилип көрсәттиң! — дәп җавап қайтурушти халайиқ.
34Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Муқәддәс Язмиларда Худаниң бурунқи замандики йәһудий йетәкчиләргә: «Силәр илаһлар» дегини йезилған әмәсму? 35Муқәддәс Язмиларда ейтилғини мәңгү өзгәрмәйдудә! Худа Өзиниң сөзлирини йәткүзгәнләрни: «илаһлар» дәп атиғанғу! 36Әнди Маңа кәлсәк, Атам Мени таллап паний дунияға әвәтти. Шундақ туруп, немә үчүн «Худа Оғлимән» десәм, Мени «күпүрлүк қилдиң» дәйсиләр? 37Әгәр Атам буйруған ишларни қилмисам, Маңа ишәнмәңлар. 38Лекин қилсам, сөзлиримгә ишәнмигән һаләттиму, қилғанлиримни көрүп, уларниң һәқлиғигә ишиниңлар. Буниң билән Атамниң Мәндә екәнлигини, Мениңму Атамда екәнлигимни һәқ дәп билип йетисиләр.
39Буниң билән улар йәнә Уни тутмақчи болди, бирақ һәзрити Әйса Өзини улардин қачуруп қутулди. 40Андин Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни бурун Йәһия пәйғәмбәр адәмләрни чөмүлдүргән йәргә кетип, у йәрдә турди.
41Нурғун кишиләр Униң йениға кәлди. Улар:
— Йәһия пәйғәмбәр һеч бир мөҗүзә көрсәтмигән, лекин бу Адәм тоғрисида ейтқанлириниң һәммиси тоғра чиқти! — дейишти. 42Шундақ қилип, нурғунлиған кишиләр бу йәрдә һәзрити Әйсаға ишәнди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in