— Тәврат устазлиридин пәхәс болуңлар. Улар узун тонларни кийишивелип, гедийип жүрүшни яхши көриду. Базарларда башқиларниң өзлиригә салам берип һөрмәтлишини, ибадәтханиларда алаһидә орунда олтиришни, зияпәтләрдиму төрдә олтиришни яхши көриду. Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!