Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 20
20
Һәзрити Әйсаниң һоқуқи
1Бир күни һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида хәлиққә тәлим берип, Хуш Хәвәрни йәткүзүвататти. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң алдиға келип:
2— Ейтип бериң, Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисиз? Сизгә бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сориди.
3Һәзрити Әйса уларға:
— Мән авал силәрдин бир сөзни сорай. Ейтиңларчу, 4Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини Худа бәргәнму яки инсанларму? — деди.
5Улар өз ара талишишқа башлап:
— Әгәр «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду. 6Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки уларниң һәммиси Йәһияниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишиниду, — дейишти.
7Буниң билән улар:
— Йәһияниң һоқуқиниң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз, — дәп җавап беришти.
8— Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.
Яман иҗарикәшләр һәққидики тәмсил
9Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, уларға бу тәмсилни сөзләп бәрди:
— Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту, у йәрдә узун вақит турупту. 10Үзүмләрни үзидиған мәзгил кәлгәндә, у қуллиридин бирини өзигә тегишлик үлүшини елип келишкә әвәтипту. Лекин иҗарикәшләр һелиқи қулни думбалап, қуруқ қол қайтурупту. 11Ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униму шундақ уруп, һақарәтләп, йәнә қуруқ қол қайтурупту. 12Үчинчи қетим ғоҗайин йәнә башқа бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униму уруп яриландуруп, бағдин һайдап чиқириветипту. 13Ахирида үзүмзарлиқниң ғоҗайини, «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтсәм, һеч болмиғанда уни һөрмәт қилар», дәп оғлини әвәтипту. 14Лекин иҗарикәшләр ғоҗайинниң оғлини көрүп бир-биригә: «Бу бала ғоҗайинниң мирасхори. Уни өлтүрүветәйли, үзүмзарлиқ бизгә оңчә қалсун!» дейишипту. 15Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға сөрәп елип чиқип өлтүрүветипту. Бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини бу иҗарикәшләрни қандақ қилиду? 16Җәзмән уларни өлтүрүп, үзүмзарлиғини башқиларға иҗаригә бериду.
Көпчилик буни аңлап:
— Бундақ ишлар һәргиз йүз бәрмисун! — дейишти.
17Бирақ һәзрити Әйса уларға көзлирини тикип мундақ деди:
— Зәбурда Қутқазғучи һәққидә:
«Қурулушчилар ташлавәткән Таш
Қурулушниң һул Теши болуп қалди»,
дәп ениқ йезилған турса! 18Бу «Ташқа» жиқилған киши парә-парә болуп кетиду. «Таш» кимниң үстигә чүшсә, шуни кукум-талқан қилиду.
Баҗ тапшуруш мәсилиси
19Тәврат устазлири билән алий роһанийлар бу тәмсилниң өзлиригә қаритип ейтилғанлиғини чүшинип йетип, һәзрити Әйсани шу чағдила тутмақчи болди. Лекин улар хәлиқтин қорқушти. 20Шуңа һәзрити Әйсани диққәт билән күзитиш үчүн пайлақчиларни әвәтти. Бу пайлақчилар сәмимий қияпәткә киривелип, һәзрити Әйсадин соалларни сорап, Уни сөзидин тутувелип, римлиқ һакимниң җазалишиға тапшурмақчи болушти. 21Улар һәзрити Әйсаға мундақ деди:
— Устаз, бизгә мәлумки, Сизниң тәлиматлириңизниң һәммиси һәқ, шуниңдәк Сиз үз-хәтир қилмай, һаман Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлдиңиз. 22Сизчә Рим императори Қәйсәргә баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму, қандақ? #20:22 Әйни вақитта йәһудийлар римлиқларниң зулуми астида яшаватқан болуп, әгәр һәзрити Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәп азатлиқни издигән кишиләргә яқматти. Мабада кишиләрни баҗ тапшурмаслиққа чақирса, Рим империясиға қарши чиққан болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ һәзрити Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, Униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
23Уларниң һейлисини чүшәнгән һәзрити Әйса:
24— Маңа бир данә күмүч тәңгә көрситиңлар. Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — деди.
— Рим мператори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар.
25— Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.
26Улар халайиқниң алдида һәзрити Әйсаниң сөзлиридин тутувалидиған бирәр путақ чиқиралмиди. Һәзрити Әйсаниң җававиға һәйран болуп зувани тутулди.
Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә
27Өлгәнләр тирилмәйду дәп қарайдиған садуқий диний еқимидикиләрдин бәзилири һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Униңдин мундақ дәп сориди:
28— Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, өлгән адәмниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп язған. 29Бурун йәттә ака-ука өткән екән, чоңи өйлинип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. 30Кәйнидики инисиму тул қалған йәңгисини әмригә елип, аләмдин өтүпту. 31Андин уни үчинчи иниси апту. Шундақ қилип, йәттинчисигичә һәммиси уни елип чиқипту. Лекин һеч қайсиси пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. 32Ахири у аялму аләмдин өтүпту. 33Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял кимниң аяли болуп тирилиду? Чүнки йәттә қериндашниң һәммиси уни хотунлуққа алғандә!
34Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Бу дунияниң адәмлири хотун алиду, әргә тегиду. 35Бирақ өлгәндин кейин тирилип, асманда яшашқа лайиқ һесапланғанлар хотунму алмайду, әргиму тәгмәйду. 36Улар периштәләргә охшаш мәңгү яшайду. Улар Худаниң пәрзәнтлири болғачқа, өлгәндин кейин тирилиду. 37Бирақ «Өлгәндин кейин тирилиш барму-йоқ?» дегән соалға кәлсәк, тирилишниң барлиғини Муса пәйғәмбәр өзи испатлап бәрди. Чүнки гәрчә әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар Муса пәйғәмбәргә қариғанда аллиқачан аләмдин өткән болсиму, Тәвраттики «Тикәнликниң көйүши» һәққидики баянда Муса пәйғәмбәр мундақ язған: «Худа: Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән! дегән». 38Демәк, Худа өлгәнләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур. Худаниң нәзәридә уларниң һәммиси һаяттур.
39Бәзи Тәврат устазлири:
— Устаз, яхши ейттиңиз! — деди.
40Шуниңдин кейин улар һәзрити Әйсадин соал сорашқа петиналмиди.
Қутқазғучи-Мәсиһниң салаһийити
41Кейин һәзрити Әйса улардин соал сориди:
— Кишиләр Қутқазғучи-Мәсиһни падиша Давутниң Әвлади, дәп турувалса қандақ болиду? 42-43Давут өзи Зәбурда Қутқазғучи-Мәсиһ тоғрисида мундақ дегәнғу:
«Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики:
‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни
Айиғиң астида дәссәткичә,
Мениң оң йенимда олтарғин! › »
44Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә, Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?!
Һәзрити Әйсаниң Тәврат устазлирини әйиплиши
45Җамаәт қулақ селип аңлаватқанда, һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди:
46— Тәврат устазлиридин пәхәс болуңлар. Улар узун тонларни кийишивелип, гедийип жүрүшни яхши көриду. Базарларда башқиларниң өзлиригә салам берип һөрмәтлишини, ибадәтханиларда алаһидә орунда олтиришни, зияпәтләрдиму төрдә олтиришни яхши көриду. 47Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!
Currently Selected:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 20: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti