Һәтта өзәмму берип Сиз билән көрүшүшкә лайиқ әмәсмән. Бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду. Худди шуниңдәк, Сиз бир еғиз гәп қилсиңизла, һәммә иш һәл болиду» дәйду, — деди.
Йүз бешиниң гепини аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса бурулуп, биллә кәлгән халайиққа:
— Дәрвәқә, Мән исраиллар арисидиму бундақ ишәнчни һеч кимдә көрмигән едим! — деди.