Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6
6
Хизмәткә талланған йәттә киши
1Шу күнләрдә мәсиһийләрниң сани күндин-күнгә көпийип бармақта еди. Бирақ грекчә сөзләйдиған бәзи йәһудийлар йәрлик йәһудийлардин рәнҗип қалған еди. Уларниң дейишичә, күндилик тамақни тәхсим қилишта уларниң ичидики тул аялларға берилгән тамақ башқиларниңкидин аз екән. 2Шуңа он икки әлчи пүтүн мәсиһийләрни жиғип, уларға мундақ деди:
— Биз әлчиләрниң Худаниң сөзини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәхсимләш билән болуп кетишимиз тоғра әмәс. 3Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун. 4Биз болсақ өзимизни дуа қилиш вә Хуш Хәвәр һәққидә тәлим беришкә беғишлайли.
5Әлчиләрниң тәкливигә һәммиси қошулушти. Шуниң билән көпчилик имани камил вә Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан исимлиқ бир мәсиһийни таллиди. Униңдин башқа Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәм бурун йәһудий диниға киргән антакялиқ Николасларни таллап, 6уларни әлчиләрниң алдиға елип чиқти. Әлчиләр уларни бу хизмәткә тайинлаш үчүн қоллирини уларниң учисиға тәккүзүп туруп дуа қилишти.
7Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһийләрниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.
Истипанниң тутқун қилиниши
8Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудритигә толған Истипан хәлиқ ичидә зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. 9Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди. 10Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди. 11Буниң билән улар бәзи адәмләрниң гелини яғлап:
— Биз бу адәмниң Муса пәйғәмбәр вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дәп төһмәт қилдурди.
12Улар мошу усул билән хәқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини қутритип, Истипанни тутқун қилдуруп, уни алий кеңәшмигә елип барди. 13Уларға сетилған сахта гувачилар оттуриға чиқип:
— Бу адәм һемишәм бу муқәддәс мәркизий ибадәтханимизға вә Тәврат қанунимизға қарши сөзләрни қилиду. 14Биз униң: «Насирәлик Әйса бу ибадәтханини гумран қилиду, Муса пәйғәмбәрдин мирас қалған әнъәнивий қаидә-түзүмлиримизни өзгәртиветиду», дегәнлигини аңлидуқ, — деди.
15Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң худди периштәниң чирайиға охшаш пақираватқанлиғини көрди.
Currently Selected:
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 6: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: