Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8
8
Саулниң мәсиһийләргә зиянкәшлик қилиши
1Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллатти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики мәсиһийләр җамаити интайин дәһшәтлик зиянкәшликкә учрашқа башлиди. Әлчиләрдин башқа пүтүн мәсиһийләр Йәһудийә вә Самарийә өлкилириниң һәр хил җайлириға тарқилип кетишти. 2Бәзи садақәтмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға чоң һаза тутушти. 3Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһийләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.
Хуш Хәвәрниң Самарийә өлкисигә йетип бериши
4Мәсиһийләр қәйәргә тарқилиштин қәтъий нәзәр, улар шу йәрдә Хуш Хәвәр йәткүзди. 5Мәсилән, Филип Самарийә өлкисиниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә: «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһ», дәп җакалиди. 6Көпчилик буни аңлап һәм униң мөҗүзилирини көрүп, пүткүл диққити билән униң сөзлиригә қулақ салди. 7Җинлар өзлири чаплишивалған кишиләрниң тенидин қаттиқ вақириған пети чиқип кәтти. Нурғун паләч, токуларму сақайтилди. 8Шуниң билән шу шәһәрдики кишиләр чоңқур хошаллиққа чөмди.
9У шәһәрдә Шимон исимлиқ бир бахши болуп, өзиниң сехиргәрлиги билән шу җайдики хәлиқни бир мәзгил аң-таң қалдурған еди. У өзини қалтис һесаплап, бәк махтинатти. 10Жуқури вә төвән дәриҗилик кишиләр униң сөзлирини пүтүн диққити билән аңлатти. Көпчилик: «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу», дейишәтти. 11У узундин бери сехиргәрлиги билән халайиқни аң-таң қалдуруп кәлгәнлигидин кишиләр униңға интайин диққәт қилип кәлгән еди. 12Лекин улар әнди Филип йәткүзгән Худа Падишалиғиға вә Әйса Мәсиһкә даир Хуш Хәвәргә ишәнди. Шуниң билән уларниң арисидин нурғунлиған әр-аяллар чөмүлдүрүшни қобул қилди. 13Шимон өзиму ишәнди вә чөмүлдүрүлди. У һемишәм Филип билән биллә болди һәм Филип көрсәткән зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрүп, интайин һәйран болди.
14Йерусалимдики әлчиләр самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти. 15Иккиси у йәргә бериши билән мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң ата қилиниши үчүн дуа қилди. 16Чүнки улар Рәббимиз Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән болсиму, уларниң һеч қайсисиға Муқәддәс Роһ техи чүшмигән еди. 17Петрус билән Юһанна уларниң учисиға қолини тәккүзүп туруп дуа қилғандин кейин, Муқәддәс Роһ уларға чүшти. 18Әлчиләр қолини тәккүзүп қойған кишиләргә Муқәддәс Роһниң ата қилинғанлиғини көргән Шимон әлчиләргә пул тәңләп:
19— Бу күч-қудрәттин маңиму бериңлар. Мәнму кишиләрниң учисиға қоллиримни тәккүзәй, улар мән арқилиқму Муқәддәс Роһни қобул қилсун, — деди.
20Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди:
— Худаниң бу соғисини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиған болсаң, пулуң билән биллә һалак бол! 21Бизниң ишимизда сениң һәссәң йоқ, чүнки Худа алдида нийитиң халис әмәс. 22Шуңа яман нийитиңдин йенип, Худадин кәчүрүм тилә. Шундақ қилсаң, Худа сени кәчүрәр, 23чүнки сениң көрәлмәсликкә толуп, гунаниң торида екәнлигиң маңа мәлум.
24Шимон уларға:
— Мән үчүн Худадин тиләңларки, ейтқанлириңлардин бириму бешимға кәлмисун! — деди.
25Петрус билән Юһанна йәнә шу шәһәрдә һәзрити Әйса һәққидә гувалиқ берип, Худаниң сөзини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип Хуш Хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.
Филип вә ефиопийәлик әмәлдар
26Шу вақитта Худаниң бир периштәси Филипқа:
— Җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған чөлдики йолға маң, — деди. 27Филип йолға чиқти. Йолда у ефиопийәлик бир жуқури дәриҗилик әмәлдарни учратти. Бу киши Кандас исимлиқ Ефиопийә аял падишасиниң баш ғәзничиси болуп, Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди. 28Қайтиш йолида өзиниң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисини оқуп кетип баратти. 29Муқәддәс Роһ Филипқа:
— Һарвуға йетишип маң, — деди.
30Филип жүгрәп берип, әмәлдарниң Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисидин оқуватқанлирини аңлап, униңдин:
— Оқуғанлириңизни чүшәндиңизму? — дәп сориди.
31Әмәлдар униңға:
— Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән, — дәп Филипни һарвусиға чиқип, йенида олтиришқа тәклип қилди.
32Әмәлдар Язминиң мону қисмини оқувататти:
«У гоя боғузлашқа елип берилған қойдәк, қой қирқиғучи алдида ятқан пахландәк үн-түн чиқармай җим туриду.
33У хорлиниду, адиллиқ билән сотланмайду.
У әнди пәрзәнт үзи көрәлмәйду, чүнки Униң йәр йүзидики һаяти елип кетилиду».
34Ефиопийәлик әмәлдар Филиптин:
— Пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритилған болғиди? Өзигиму яки башқиларғиму? — дәп сориди.
35Филип чүшәндүрүшкә башлиди, у Язминиң шу қисмидин башлап әмәлдарға һәзрити Әйсаға даир Хуш Хәвәрни сөзләп бәрди. Шундақ қилип, әмәлдар һәзрити Әйсаға ишәнди.
36-37Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, әмәлдар:
— Бу йәрдә су бар екән. Мошу йәрдила чөмүлдүрүлсәм болмамду? — деди.
38Әмәлдар һарвуни тохтитишни буйриди. Филип униң билән биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди. 39Улар судин чиққанда, Муқәддәс Роһ Филипни башқа бир шәһәргә елип кәтти. Әмәлдар уни қайта көрәлмигән болсиму, хошал-хорамлиқ билән йолини давамлаштурди. 40Филип болса, өзиниң Ашдод шәһиридә екәнлигини билгәндин кейин, у йәрдин Қәйсәрийә шәһиригичә болған һәммә шәһәрләрни кезип, Хуш Хәвәрни йәткүзди.
Currently Selected:
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 8: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: