YouVersion Logo
Search Icon

Аләмниң яритилиши 10

10
Нуһниң үч оғлиниң әвлатлири
1Нуһниң оғуллири Сам, Һам, Япәтләрниң әвлатлири төвәнди­кичә: Топандин кейин у үчидин пәрзәнтләр #10:1 Нуһниң әвлатлириниң исимлири кейин һәр милләтниң намлириға айлинип, улар шу милләтниң бовиси болди. Улар турған йәрләрму шуларниң нами билән аталди. төрәлди.
2Япәтниң оғуллири: Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тираслар еди.
3Гомәрниң оғуллири: Ашкиназ, Рифат вә Тогармаһлар еди.
4Яванниң оғуллири: Әлиша, Таршиш, Киттим, Роданимлар еди. 5Улар деңиз бойлирида вә аралларда яшайдиған милләтләрниң атиси болди. Япәтниң әвлатлири өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
6Һамниң оғуллири: Куш, Мисир, Ливийә вә Қананлар еди.
7Кушниң оғуллири болса: Сиба, Һавилаһ, Сабита, Раами вә Сәбитикаһ­лар еди.
Рааминиң оғуллири болса: Шиба вә Деданлар еди.
8Кушниң Нимрод исимлиқ бир оғли болуп, у йәр йүзидики әң күчлүк батурға айланди. 9У Пәрвәрдигарниң алдида батур очи болған еди. Шуңа кишиләр арисида «Пәрвәрдигар сени Нимродтәк батур очи қилсун!» дегән сөз тарқалған еди. 10Дәсләптә униң падишалиғи Бабил, Әрәк, Акад, Калнеһ дегән җайларни өз ичигә алатти. Бу төрт җай Бабилонда еди. 11-12У бу йәрдин Ассур райониға кәңийип, Нинәви, Риһубот-Ир, Калах вә Рәсән дегән шәһәрләрни бена қилди. Рәсән шәһири Нинәви билән Калах шәһириниң оттурисида болуп, у чоң шәһәр еди.
13Мисирниң әвлатлири: лудлар, анамийлар, леһабийлар, нафтуһий­лар, 14патруслар, каслуһийлар вә критлар еди. Филистинликләр болса, каслуһийларниң кейинки әвлатлири еди.
15Қананниң тунҗа оғлиниң исми Сидон еди, йәнә бир оғлиниң исми Хит еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди. 16Қанан йәнә йәбуслар, аморлар, гиргашлар, 17һивилар, аркийлар, синдийлар, 18арвадийлар, симарийлар вә һаматийларниң бовиси болди.
Кейин қананлиқларниң қәбилилири наһайити кәң тарқалди. 19Уларниң зимин чегариси Сидонниң җәнубидин Гирарниң йенидики Газа шәһиригичә, шәриқтә Содом, Гомора, Адма вә Сибоимниң йенидики Лаша шәһиригичә созулатти. 20Һамниң бу әвлатлири һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
21Сам Япәтниң акиси болуп, у әбәрләрниң атиси болди. 22Самниң оғуллири Елам, Ассур, Арпахшад, Лод вә Аррам еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди.
23Аррамниң оғуллири: Ус, Һул, Гәтәр вә Машлар еди.
24Арпахшад Шалаһниң атиси, Шалаһ болса Әбәрниң атиси еди.
25Әбәрдин икки оғул төрәлди. Бириниң исми Пәләг #10:25 Пәләг — ибраний тилидики «бөлүнүш» дегән сөз билән аһаңдаш. еди, чүнки у яшиған дәвирдә инсанлар бөлүнүшкә башлиди. Йәнә бириниң исми Йоқтан еди.
26Йоқтанниң оғуллири: Алмодад, Шәләп, Хазармавит, Йәраһ, 27Һадорам, Узал, Диклаһ, 28Обалий, Абимаел, Шиба, 29Офир, Һавилаһ вә Йобаблар еди. Мана буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири болуп, 30улар Мешадин Сәффарниң шәриқ тәрипидики таққичә болған җайларда яшатти.
31Самниң жуқурида тилға елинған әвлатлириниң һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
32Жуқуридикиләр Нуһниң әвлатлиридур. Булар өз зиминидики һәр бир қәбилиләр бойичә хатириләнгән. Топандин кейин дуния­дики пүтүн милләтләр Нуһниң оғуллиридин тарқалди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

Videos for Аләмниң яритилиши 10