YouVersion Logo
Search Icon

Аләмниң яритилиши 21

21
Исһақниң дунияға келиши
1Пәрвәрдигар Өзи вәдә қилғандәк, Сарәгә бәхит ата қилди. 2Сарә һамилдар болуп, Ибраһимниң қерип қалған вақтида бир оғул туғуп бәрди. Бала дәрвәқә Худа бәлгүлигән вақитта туғулди. 3Ибраһим униңға Исһақ #21:3 Исһақ — «күлкә» дегән мәнани билдүриду. дәп ат қойди. 4Худа буйруғандәк, Исһақ туғулуп сәккизинчи күни Ибраһим униң хәтнисини қилди. 5Исһақ туғулған чағда, Ибраһим йүз яшта еди.
6Сарә өзигә: «Худа мени хурсән қилди. Бу ишни аңлиғанларму мән билән биллә хуш күлиду! 7Ким Сарәни өз балисини емитишкә муйәссәр болиду, дәп ойлиған? Шундақ болсиму, Ибраһимниң қериған вақтида, мән униңға бир оғул туғуп бәрдим!» деди.
Һәҗәр билән Исмаилниң қоғлиниши
8Бала аста-аста чоң болуп әмчәктин айрилған күни Ибраһим меһман чақирип, чоң зияпәт өткүзүп бәрди. 9Шу күни Сарә мисир­лиқ Һәҗәрниң оғли Исмаилниң Исһақни бозәк қиливатқан­лиғини көрди. 10Шуниң билән Сарә Ибраһимға:
— Сән бу хизмәткар аялни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки хизмәткар аялниң оғли һәргиз мениң оғлум Исһақ билән мирасқа ортақ болуп қалмаслиғи керәк! — деди.
11Сарәниң бу гепи Ибраһимни интайин қайғуға салди, чүнки Исмаилму униң оғли еди. 12Лекин Худа Ибраһимға:
— Исмаил вә хизмәткариң Һәҗәрниң иши тоғрилиқ қайғурма. Сарәниң дегинидәк қил, чүнки Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду. 13Һәҗәрниң оғлиға кәлсәк, Мән униңғиму нурғун пәрзәнт беримән. Улар бир милләткә айлиниду, чүнки уму сениң оғлуң, — деди.
14Әтиси сәһәрдә Ибраһим Һәҗәрниң мүрисигә нан билән бир тулум суни артип, ана-бала иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр балиси билән у йәрдин чиқип, Бәәршәба чөлигә келип, у йәрдә адишип қалди.
15-16Сүйи түгәп қалғанда, Һәҗәр балисини чатқалниң сайисигә қоюп, өз-өзигә: «Оғлум өләй дәп қалди, мән қарап туруп баламниң өлүп кетишигә чидимаймән!» дәп, етилған бир оқ-я йәткидәк йәргә берип олтирип, дат-пәрият қилишқа башлиди.
17Балиниң жиға авази Худаға йәтти. Худаниң периштәси асман­дин Һәҗәргә:
— Әй Һәҗәр, сән немигә қайғурисән? Қорқма, балаңниң жиғиси Худаға йәтти. 18Орнуңдин туруп, балини қолуңға елип, униңға тәсәлла бәр. Мән униң әвладини улуқ бир хәлиқ қилимән, — деди.
19Арқидинла Худа Һәҗәрниң көзлирини нурландурди. Һәҗәр бир қудуқни көрди. У қудуқниң йениға берип, тулумға су толтуруп, балиниң уссизлиғини қандурди.
20Бала чоң болғичә, Худа униңға яр болди. У чөлдә яшап, уста мәргән болуп йетишти. 21У Паран чөлидә яшиди. Шу вақитларда аниси униңға Мисирдин бир қизни хотунлуққа елип бәрди.
Ибраһимниң падиша Абимәләк билән келишим түзүши
22У чағда Абимәләк өзиниң ләшкәр беши Фикол билән биллә Ибраһимниң йениға келип, униңға:
— Сениң қилған һәммә ишлириңда Худа саңа яр. 23Шуңа сән бу йәрдә Худаниң алдида маңа қәсәм қилип, вәдә бәр: мени, пәрзәнтлиримни вә әвлатлиримни һәргиз алдима. Мән әзәлдин саңа садиқ болғандәк, сәнму маңа, йәни өзәң мусапир болуп яшаватқан бу мәмликәткә садиқ бол, — деди.
24Ибраһим уларға:
— Қәсәм қилип, вәдә беримән, — дәп җавап бәрди.
25Андин Ибраһим Абимәләкниң чакарлири тартивалған бир қудуқ тоғрисида Абимәләккә наразилиқ билдүрди. 26Абимәләк:
— Бу ишни кимниң қилғинидин хәвирим йоқ екән. Сәнму бу ишни маңа ейтмапсән, буни биринчи қетим аңлишим, — деди.
27Шуниңдин кейин Ибраһим Абимәләккә қой-калиларни тәғдим қилди. Иккиси келишим түзди. 28Андин Ибраһим йәттә чиши қозини бир тәрәпкә айрип қойди. 29Абимәләк униңдин:
— Немишкә бундақ қилисән? — дәп сориди.
30Ибраһим униңға:
— Бу қудуқни мениң колиғанлиғимни етирап қилғанлиғиңизни билдүрүш үчүн, бу йәттә чиши қозини қобул қилғайсиз, — дәп җавап қайтурди.
31Шуниң билән у йәрниң исми Бәәршәба #21:31 Бәәршәба — «қәсәм қудуғи» дегән мәнани билдүриду. болуп қалди, чүнки улар у йәрдә қәсәм қилған еди.
32Улар Бәәршәбада келишим түзгәндин кейин, Абимәләк билән Фикол өйлиригә қайтип кәтти. 33Ибраһим Бәәршәбада бир түп сөгәт тикип, у йәрдә Пәрвәрдигарға, йәни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилди. 34Ибраһим филистинликләрниң зиминида хелә узун турди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

Videos for Аләмниң яритилиши 21