YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1

1
Худаниң «Сөзи» дунияға кәлди
1Һәммидин бурун «Сөз» #1:1 Сөз — «Каламму» дейилгән болуп, һәзрити Әйсаниң бир намидур. бар еди. У Худа билән биллә еди һәм Өзи Худа еди. 2У аләм яритилиштин бурунла Худа билән биллә еди. 3У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди. Һеч қандақ мәвҗудат Униңсиз яритилған әмәс. 4«Сөз» һаятлиқниң мәнбәси болуп, бу һаят­лиқ инсанларға нур елип кәлди. 5Нур қараңғулуқни йорутиду, қараң­ғулуқ болса нурни һәргиз йеңәлмигән.
6Вақит-саати кәлгәндә, бир адәм Худа тәрипидин мәйданға кәлди. Униң исми Йәһия еди. 7У инсанларниң өзи арқилиқ «Һәқиқий Нурға» ишиниши үчүн, Униңға гувалиқ беришкә кәлгән еди. 8Йәһия пәйғәмбәр өзи «Һәқиқий Нур» әмәс, у пәқәт «Һәқиқий Нурға» гувалиқ бәргүчидур. 9Дунияға келидиған бу «Һәқиқий Нур» пүткүл инсанни йорутидиған Нурдур.
10Дуния «Сөз» арқилиқ яритилған болсиму, «Сөз» бу дунияға кәлгән­дә, дуния Уни тонумиди. 11У Өз йеригә кәлгән болсиму, бирақ Уни Өз хәлқи қобул қилмиди. 12Шундақтиму У Өзини қобул қилип, Өзигә ишәнгәнләрниң һәммисигә Худаниң пәрзәнди болуш һоқуқини бәрди. 13Бу һоқуққа еришкәнләр йә қандин, йә җинсий тәләптин, йә инсан хаһишидин әмәс, бәлки Худаниң ирадисидин роһий җәһәттин қайтидин туғулған болиду.
14«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.
15Йәһия пәйғәмбәр Униңға гувалиқ берип, халайиққа жуқури аваз билән мундақ деди:
— Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут», дегән едимғу. У дәл мошу Кишидур!
16Униң меһир-шәпқити чәксиз болғачқа, һәммимиз һәр дайим бәхит үстигә бәхиткә еришип кәлдуқ. 17Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәм­бәр арқилиқ йәткүзүлгән болса, Худаниң меһир-шәпқити вә һәқиқити Әйса Мәсиһ #1:17 Мәсиһ — пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан, Худа тәрипидин талланған, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишани көрситиду. арқилиқ йәткүзүлди. 18Худани һеч ким көрүп баққан әмәс, бирақ Уни Атимиз Худаниң һәмрайи вә ялғуз Оғли, шундақла Өзи Худа болған Әйса Мәсиһ бизгә билдүрди.
Йәһия пәйғәмбәрниң сөзи
19Йерусалимдики йәһудий ақсақаллири Худаниң әвәтидиған Қутқазғучисиниң Йәһия пәйғәмбәр яки әмәслигини билиш үчүн, роһанийлар билән мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийларни #1:19 Лавийлар — Яқуп пәйғәмбәрниң он икки оғлиниң ичидики бириниң әвлатлири болуп, Худа уларни Өзигә йеқин қилип, пәқәт ибадәтханидила ишләшкә таллиған. Йәһияниң алдиға әвәтти. 20Йәһия пәйғәмбәр иккиләнмәстин:
— Мән Қутқазғучи-Мәсиһ әмәсмән, — дәп ениқ җавап бәрди.
21Улар униңдин:
— Ундақта, өзәң ким болисән? Илияс пәйғәмбәр боламсән? — дәп сориди.
— Яқ! Мән Илияс пәйғәмбәр әмәсмән, — деди у.
— Әмсә, Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәрмусән? #1:21 Пәйғәмбәр — бу йәрдә Әйса Мәсиһ көздә тутулған. — дәп сориди улар. Йәһия пәйғәмбәр йәнә:
— Яқ! — дәп рәт қилди.
22Ахири улар:
— Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә ейтқидәк бир җавап бәргин. Ейтқина. Сән қандақ адәмсән? — дәп сориди.
23Йәһия пәйғәмбәр мундақ җавап бәрди:
— Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқан, Худа әвәтидиған Қутқазғучи келиштин илгири чөлдә «Рәббимизниң келишигә түз йол тәйяр қилиң­лар», дәп җар салидиған киши мәндурмән!
24-25Йерусалимдин әвәтилгән бәзи пәрисийләрму #1:24-25 Пәрисийләр — йәһудий диниға тәвә болған, Тәврат түзүмлиригә қаттиқ риайә қилидиған диний еқимдики кишиләр. Йәһия пәйғәм­бәр­ниң алдиға келип, униңдин:
— Сән йә Қутқазғучи-Мәсиһ, йә Илияс яки Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр болмисаң, немишкә кишиләрни Худаниң йолиға чақирип, суға чөмүлдүрисән? #1:24-25 Бу йәрдә тилға елинған чөмүлдүрүш кишиләрниң өз гуналириға товва қилип, Қутқазғучи-Мәсиһниң келишигә тәйярлиқ көрүшидин ибарәт рәсмийәтни көрситиду. — дәп сориди.
26Йәһия пәйғәмбәр уларға мундақ дәп җавап бәрди:
— Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда силәр тонумайдиған Бири бар. 27У мәндин кейин Кәлгүчи болуп, мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
28Мана бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйтания дегән йезида, йәни Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни дәрияда чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүватқан йәрдә йүз бәргән еди.
Худаниң қурванлиқ Қозиси
29Әтиси Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң өзигә қарап келиват­қанлиғини көрүп мундақ деди:
— Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қили­ниши үчүн һазирланған Худаниң Қозисидур! 30Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут еди», дегән едим. Мана бу дәл мән тилға алған әшу Кишидур! 31Мән бурун Униң кимлигини билмисәмму, бу Қутқазғучи исраилларға аян болсун дәп, силәрни суға чөмүлдүргили кәлдим. 32Йәһия пәйғәмбәр йәнә гувалиқ берип мундақ деди:
— Мән Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонғанлиғини көрдүм. 33Мән Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини билмигән едим. Бирақ мени кишиләрни суға чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүшкә әвәткән Худа маңа: «Сән Худаниң Роһиниң чүшүп, Бириниң үстигә қонидиғанлиғини көрисән. У кишиләрни Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүридиған Қутқазғучидур!» дегән еди. 34Һазир расттинла бу вақиәни өз көзүм билән көргәнлигим үчүн, Униң һәқиқәтән Худа Оғли #1:34 Худа Оғли — бу нам һәргизму Худа билән һәзрити Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду. екәнлигигә гувалиқ беримән.
Һәзрити Әйсаниң дәсләпки шагиртлири
35Әтиси Йәһия пәйғәмбәр икки шагирти билән йәнә шу йәрдә еди. 36У у йәрдин өтүп кетиватқан һәзрити Әйсани көрүп:
— Қараңлар! Худаниң қурван қилинидиған Қозиси! — деди.
37Бу сөзни аңлиған икки шагирт һәзрити Әйсаниң кәйни­дин меңиш­ти. 38Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, әгишип келиватқан­лардин:
— Немигә һаҗитиңлар чүшүп қалди? — дәп сориди.
Улар:
— Раббони (бу ибранийчә сөз болуп, «устаз» дегән мәнада), қәйәрдә турисиз? — дәп сорашти.
39— Келип көрүңлар, — деди һәзрити Әйса. Шуниң билән улар берип, Униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди. Бу чүштин кейин саат төртләр болған вақит болуп, улар у күнни һәзрити Әйса билән биллә өткүзди.
40Йәһия пәйғәмбәрниң сөзини аңлап, һәзрити Әйсаниң кәйнидин маңған икки кишиниң бири Симун Петрусниң иниси Әндәр еди. 41Әндәр дәрһал өз акиси Симунни тепип, униңға:
— Биз «Мәсиһни» таптуқ! — деди. («Мәсиһ» — «Худа тайинлиған Қутқаз­ғучи» дегән мәнада.)
42Әндәр акисини һәзрити Әйсаниң алдиға елип барди. Һәзрити Әйса униңға қарап:
— Юһаннаниң оғли Симун, буниңдин кейин сениң исмиң «Кифас» болсун, — деди. («Кифас» грек тилидики «Петрус» дегән сөз билән мәнадаш болуп, «қорам таш» дегән мәнани билдүриду.)
Филип вә Натанйәлниң чақиртилиши
43Әтиси һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә беришни қарар қилди. У Филипни тепип, униңға:
— Маңа әгишип маң, — деди.
44Филип бәйтсайдалиқ болуп, Әндәр билән Петрусниң жутдиши еди.
45Филип Натанйәлни тепип, униңға:
— Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәр­ләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли наси­рәлик Әйса екән! — деди.
46Бирақ Натанйәл:
— Насирәликму?! Әшу кичик бир шәһәрдин мундақ яхши иш чиқарму? — деди.
— Келип көрүп бақ, — деди Филип.
47Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ:
— Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди.
48— Мениң қандақ адәм екәнлигимни қәйәрдин билдиңиз? — дәп сориди Натанйәл һәйран болуп.
Һәзрити Әйса:
— Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — дәп җавап бәрди.
49Натанйәл һәзрити Әйсаниң башқилар көрәлмәйдиған ишларни көрәләйдиғанлиғидин һәйран болуп:
— Устаз, Сиз һәқиқәтән Худа Оғли, исраилларниң Падишаси екәнсиз! — дәп етирап қилди.
50Һәзрити Әйса униңға мундақ деди:
— Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән техи!
51Андин шагиртлириға йәнә:
— Билип қоюңларки, силәр асманниң ечилип, Худаниң периштәли­риниң Инсан Оғлиниң #1:51 Муқәддәс Язмиларда «Инсан Оғлидин» ибарәт Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән асмандин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Һәзрити Әйса бу намни Өзи һәққидә ишләткән. йениға чүшүп-чиқип жүридиғанлиғини көрисиләр, — деди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in