Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 14
14
Һәзрити Әйса — йол, һәқиқәт вә һаятлиқ
1Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди:
— Көңлүңларни беарам қилмаңлар, Худаға ишиниңлар, Маңиму ишиниңлар. 2Худа Атамниң дәргаһида нурғун өй-маканлар бар. Ундақ болмиса, буни силәргә ейтип жүрмигән болаттим. Мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән. 3Мән тәйярлиқ қилғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни Өзәм билән биллә елип кетимән. Шундақ болғанда, Мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр. 4Силәр Мениң қәйәргә кетидиғанлиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр.
5— Әй Рәббим, Сизниң қәйәргә кетидиғанлиғиңизни билмәймиз. Шундақ турса, у йолни қандақ билимиз? — деди Томас.
6Һәзрити Әйса униңға:
— Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду. 7Әгәр Мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап Уни тонудуңлар һәм Уни көрдүңлар, — деди.
8— Әй Рәббим, Атиңизни көрситип қойсиңизла, рази болаттуқ, — деди Филип.
9— Филип, — деди һәзрити Әйса, — силәр билән биргә болғинимға талай вақит болди, Мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атам Худани көргән болиду. Шундақ туруп, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атиңизни көрситиң», дәйсән? 10Мән Атамда, Атам Мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни Өзлүгүмдин ейтқиним йоқ, бәлки Мениң Атам ейтқан. У Мәндә туруп, хизмәтлирини қиливатиду. 11«Мән Атамда, Атам Мәндә» дегинимгә ишиниңлар. Һеч болмиғанда, Мениң қилғанлиримдин Маңа ишиниңлар.
12Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән. 13Мениң намим билән немини тилисәңлар, Өз Атамниң улуқлуғи Мән арқилиқ аян болуши үчүн, тиләклириңларни иҗавәт қилимән. 14Мениң намим билән немә тилисәңлар, Мән силәргә шуни беримән.
Һәзрити Әйсаниң Муқәддәс Роһни әвәтишкә вәдә бериши
15Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди:
— Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр. 16Мәнму Худа Атамдин силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилишини тиләймән. У силәр билән мәңгү биргә болиду. 17У болсиму, һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһтур. Уни бу дунияниң адәмлири қобул қилалмайду, чүнки Уни көрмәйду, тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У дайим силәр билән биллә туриду һәм силәрдә яшимақчи.
18Мән силәрдин айрилғанда, силәрни житим қалдурмаймән. Силәрниң йениңларға йәнә қайтип келимән. 19Аз вақиттин кейин, бу дунияниң адәмлири Мени көрмәйду, лекин силәр көрисиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр. 20Шу вақит кәлгәндә билисиләрки, Мән Атамда болимән, силәр Мәндә болисиләр, Мәнму һәм силәрдә болимән. 21Ким әмирлиримни қобул қилип, униңға әмәл қилса, Мени сөйидиған киши шу болиду. Мени сөйидиған кишини Атамму сөйиду, Мәнму уни сөйимән вә Өзәмни униңға аян қилимән.
22Йәһуда исимлиқ башқа бир шагирт (Йәһуда Ишқарийот әмәс) һәзрити Әйсадин:
— Әй Рәббим, немә үчүн Өзиңизни бу дунияниң адәмлиригә аян қилмай, бизгила аян қилисиз? — дәп сориди.
23Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап қайтурди:
— Мени сөйидиған киши дегинимни қилиду, Атамму уни сөйиду. Атам Иккимиз мундақ кишиниң йениға берип, униң билән биллә макан қуримиз. 24Мени сөймәйдиған киши дегинимни қилмайду. Силәр аңлаватқан сөзләр Мениң әмәс, бәлки Мени әвәткән Атамниңкидур. 25Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда силәргә буларни дедим. 26Лекин Атам Мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Өзиниң Муқәддәс Роһи силәргә һәммини үгитиду һәм Мениң ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға салиду.
27Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қилимән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмлириниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар.
28Силәр Мениң: «Мән силәрдин айрилип кетимән, кейин силәрниң йениңларға қайтип келимән», дегән сөзүмни аңлидиңлар. Мени сөйсәңлар, Атамниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хошал болаттиңлар. Чүнки Атам Мәндин улуқтур. 29Силәрни бу ишлар йүз бәргәндә Маңа ишәнсун дәп, буларни силәрдин айрилиштин бурун ейттим. 30Силәр билән сөзлишидиған вақит көп қалмиди, чүнки бу дунияниң һөкүмдари — шәйтан келиш алдида туриду. Униң Мени бесип чүшкидәк қудрити әсла йоқтур. 31Лекин бу дунияниң адәмлири Мениң Атамни сөйидиғанлиғимни билсун дәп, Атам Маңа әмир қилған ишни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли.
Currently Selected:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 14: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: