YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 15

15
Һәзрити Әйса — үзүм ғолидур
1Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди:
— Һәқиқий «Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, Атам Худа болса бағвән­дур. 2Бағвән Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса, техиму көп мевә бәрсун, дәп путап туриду. 3Силәр путалған шахларға охшаш болуп, Мән силәргә йәткүзгән сөзләр арқилиқ аллибурун пак болдуңлар. 4Силәр Мәндә болуңлар, Мәнму силәрдә болимән. Шах ғолда болмай туруп өзлүгидин мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму Мәндә болмисаңлар мевә берәлмәйсиләр.
5«Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, силәр болсаңлар шахлирисиләр. Ким Мәндә болса, Мәнму униңда болимән. Шундақ болғанда, у көп мевә бериду, чүнки Худа яқтуридиған һәр қандақ ишни Мәнсиз қилалмайсиләр. 6Мәндә болмиған киши керәксиз шахларға охшаш ташлаветилип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип отқа ташлиниду.
7Силәр Мәндә болсаңлар вә сөзлирим силәрниң қәлбиңларда сақланса, немини тилисәңлар, шуниңға еришисиләр. 8Силәр көп мевә беришиңлар арқилиқ Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни испатлайсиләр. Бу Атамға шан-шәрәп елип келиду. 9Атам Мени сөйгинидәк, Мәнму силәрни сөйдүм, Мениң меһир-муһәббитимдә болуңлар. 10Әгәр әмирлиримгә әмәл қилсаңлар, худди Мән Атамниң әмирлиригә әмәл қилған вә һемишәм Униң меһир-муһәббитидә болғинимдәк, силәр­му һемишәм Мениң меһир-муһәббитимдә болисиләр.
11Буларни силәргә хошаллиғимдин һөзүрләнсун вә хошаллиғи толуп ташсун, дәп ейттим. 12Мениң әмрим шуки, Мән силәргә меһир-муһәббәт көрсәткәндәк, силәрму бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрси­тиңлар. 13Өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббәт йоқтур. 14Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, Мениң достлирим болисиләр. 15Әнди силәрни «чакар» демәй­мән, чүнки чакар ғоҗайининиң немә қилидиғанлиғини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәймән, чүнки Атамдин аңлиған­ли­рим­ниң һәммисини силәргә йәткүздүм. 16Силәр Мени таллиғи­ниң­лар йоқ, әксичә Мән силәрни таллидим. Мән силәрни мевә бәрсун һәм мевилириңлар мәңгү сақлансун, дәп тайинлидим. Мошундақ мевә бәргиниңларда, Мениң намим билән Атамдин немә тилисәңлар, Атам шуни бериду. 17Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар.
Адәмләрниң һәзрити Әйсаға болған нәприти
18— Бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтләнсә, силәрдин авал Мәндин нәпрәтләнгәнлигини билиңлар. 19Силәрму бу дунияниң адәм­лиридин болған болсаңлар, бу дунияниң адәмлири силәрни өзиниң дәп сөйгән болатти. Бирақ Мән силәрни бу паний дуниядин айрип, таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дунияға мәнсүп әмәссиләр. Шуниң үчүн бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтлиниду. 20Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Маңа зиянкәшлик қилғанлар силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмгә әмәл қилғанлар силәрниңкигиму әмәл қилиду.
21Мениң намим сәвәвидин улар силәргә зиянкәшлик қилиду, чүнки улар Мени Әвәткүчини тонумайду. 22Әгәр Мән келип уларға тәлим бәрмигән болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Лекин һазир улар өз қилмишлириниң яман екәнлигини билмидуқ дәләлмәйду. 23Уларниң Мәндин нәпрәтләнгәнлиги Атамдинму нәпрәтләнгәнлиги болиду. 24Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған ишларни қилмиған болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Әмәлиятта улар Мениң қилған ишлиримни көргән, шундақтиму йәнә Мәндин вә Атамдин нәпрәтләнди. 25Лекин буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған: «Һеч қандақ сәвәпсизла Мәндин нәпрәтләнди», дегән сөз әмәлгә ашурулди.
26Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә баш­лиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду. 27Силәрму Маңа гувалиқ берисиләр, чүнки силәр баштин тартип Мән билән биллә болдуңлар.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in