Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 18
18
Һәзрити Әйсаниң тутқун қилиниши
1Һәзрити Әйса бу дуани қилғандин кейин, шагиртлири билән биллә ташқириға чиқип, Йерусалимниң сиртидики Кидрон вадисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Һәзрити Әйса билән шагиртлири у бағчигә кирди. 2Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму бу йәрни биләтти, чүнки һәзрити Әйса шагиртлири билән пат-пат у йәрдә җәм болатти. 3Шундақ қилип, Йәһуда бир қисим Рим ләшкири билән алий роһанийлар вә пәрисийләр әвәткән ибадәтхана қаравуллирини башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди. 4Һәзрити Әйса бешиға келидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип:
— Кимни издәватисиләр? — дәп сориди.
5— Насирәлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар.
Һәзрити Әйса уларға:
— Мана Мән Шу, — деди.
Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң қатарида туратти. 6Һәзрити Әйса: «Мана Мән Шу» дейишигила, улар арқилириға йенип йәргә жиқилишти. 7Һәзрити Әйса улардин йәнә бир қетим:
— Кимни издәватисиләр? — дәп сориди.
— Насирәлик Әйсани, — дейишти улар.
8— Силәргә ейттимғу, Мана Мән Шу. Әгәр Менила издигән болсаңлар, буларни тутмаңлар, — деди һәзрити Әйса.
9Буниң билән Өзиниң: «Ата, Сән Маңа бәргәнләрдин һеч қайсисини йоқатмидим», дегән сөзи әмәлиятта испатланди.
10Симун Петрус йенидики қиличини қолиға елип, баш роһанийниң Малкос исимлиқ чакирини урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. 11Һәзрити Әйса Петрусқа:
— Қилични ғиливиңға сал! Мени Атам әмир қилған бу азап қәдиһини ичмәйду дәмсән? — деди.
Һәзрити Әйсаниң Һаннанниң алдиға елип берилиши
12Шуниң билән ләшкәр топи билән командани һәм йәһудийлар әвәткән ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани тутуп бағлашти. 13Андин Уни алди билән шу жили баш роһаний болуп турған Қаяпаниң қейинатиси Һаннанниң алдиға елип беришти. 14Бурун йәһудий ақсақаллириға: «Пүтүн хәлиқниң һалак болушидин сақлиниш үчүн, бирла адәмниң өлүши әвзәл», дегән киши дәл шу Қаяпа еди.
Петрусниң һәзрити Әйсадин тениши
15Симун Петрус билән йәнә бир шагирт һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңған еди. У шагирт баш роһанийниң тонуши болғанлиғи үчүн, һәзрити Әйса билән баш роһанийниң һойлисиға кирәлиди. 16Симун Петрус болса, ташқирида дәрвазиниң йенида қалди. Шуңа баш роһанийниң тонуши болған шагирт ташқириға чиқип, дәрвазини күзитиватқан қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди. 17Дәрвазини күзитиватқан қиз Петрустин:
— Сизму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дәп сориди.
— Яқ, мән әмәс, — деди Петрус.
18Һава соғ болғанлиғи үчүн, баш роһанийниң чакарлири вә ибадәтхана қаравуллири яғач көмүрдин йеқилған гүлханниң чөрисидә иссинип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп отқа қахланди.
Баш роһанийниң һәзрити Әйсани сорақ қилиши
19Баш роһаний һәзрити Әйсадин шагиртлирини вә Униң тәлим бериши билән мунасивәтлик соалларни сориди. 20Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди:
— Мән сөзлиримни һәммә адәмләргә ашкарә сөзлидим. Йәһудийлар жиғилидиған йәрлик ибадәтханиларда вә мәркизий ибадәтханида дайим тәлим бәрдим. Һеч қандақ мәхпий сөз қилмидим. 21Буларни немишкә Мәндин сорайсиз? Сөзлиримни аңлиғанлардин сораң, улар немә дегәнлигимни билиду.
22Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған ибадәтхана қаравуллиридин бири Уни бир качат уруп:
— Баш роһанийға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди.
23— Әгәр хата гәп қилған болсам, буни көпчиликниң алдида көрсәт. Амма ейтқанлирим тоғра турса, Мени немә үчүн урисән? — деди һәзрити Әйса униңға.
24Буниң билән Һаннан Уни бағлақлиқ пети баш роһаний Қаяпаға йоллиди.
Петрусниң һәзрити Әйсадин қайта-қайта тениши
25Симун Петрус отниң алдида иссинип туруватқанда, башқилар:
— Сәнму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дейишти.
— Яқ, мән әмәс, — дәп танди Петрус.
26У йәрдә баш роһанийниң чакарлиридин бири, йәни Петрус қулиғини чепип ташлиған адәмниң туққиниму бар еди. У Петрусқа:
— Бағчидә сени Әйса билән биллә көрдүмғу! — деди.
27Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.
Һәзрити Әйсаниң һаким Пилатус алдида сорақ қилиниши
28Таң йоруғанда һәзрити Әйса Қаяпаниң йенидин римлиқ һаким Пилатусниң ордисиға елип келинди. Уни елип кәлгән йәһудий ақсақаллири болса өзимизниң етиқадини булғавалмайли, дәп ордиға кирмәй, сиртта күтүп туратти. Болмиса «Өтүп кетиш» һейтиниң дәстихиниға җәм болалматти.
29Шуңа һаким Пилатус ташқириға чиқип, уларниң алдиға келип:
— Бу Адәмниң үстидин немә иш тоғрилиқ әризә қилисиләр? — дәп сориди.
30Улар:
— Бу Адәм яман иш қилмиған болса, Уни сизгә тапшурмиған болаттуқ, — дәп җавап беришти.
31— Уни өзәңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә сорақ қилиңлар, — деди һаким Пилатус уларға.
Улар:
— Бизниң өлүм җазасини бериш һоқуқумиз йоқ турса, — дейишти.
32Һәзрити Әйсаниң Өзиниң қандақ өлидиғанлиғи тоғрисидики алдин-ала ейтқининиң әмәлгә ашурулуши үчүн бу ишлар йүз бәрди.
33Һаким Пилатус йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсани чақиртип, Униңдин:
— Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди.
34Һәзрити Әйса униңға:
— Бу соални өзиңиз қоюватамсиз яки башқилар Мән тоғрилиқ сизгә шундақ ейтқанму? — деди.
35— Мән йә йәһудий болмисам мундақ соалларни сорайдиған?! Сени маңа тапшурғанлар Өз хәлқиң вә алий роһанийларғу! Немә җинайәт өткүзгән едиң? — деди һаким Пилатус.
36— Мениң Падишалиғим бу дунияға мәнсүп әмәс. Әгәр мәнсүп болсиди, шагиртлирим Мениң йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қилған болатти. Һалбуки, Мениң Падишалиғим бу дуниядики падишалиққа охшимайду, — деди һәзрити Әйса.
37— Демәк, Сән бир Падиша, шундақму? — деди һаким Пилатус.
— Ейтқиниңиздәк, Мән Падиша, Мән һәқиқәткә гувалиқ бериш үчүн дунияға кәлдим, һәқиқәттә туридиған кишиләр Мениң сөзлиримни аңлайду, — деди һәзрити Әйса.
38Һаким Пилатус Униңдин:
— «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди.
Һаким Пилатус бундақ дәп сориғандин кейин, йәнә ташқириға чиқип йәһудийларға:
— Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим. 39Лекин силәрниң һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида йәһудий мәһбуслардин бирни қоюп беришни тәләп қилиш адитиңлар бар. Шуңа, әгәр халисаңлар, бу «Йәһудийларниң Падишасини» қоюп берәй? — деди.
40Улар йәнә:
— Бу Адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп чуқан селишти. (Бараббас бир қарақчи еди.)
Currently Selected:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 18: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti