Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 18
18
Худа бәндилириниң дәрдигә йетиду
1Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:
2— Мәлум шәһәрдә бир қази бар екән. У Худадинму қорқмайдикән, адәмләрниму һөрмәт қилмайдикән. 3Шу шәһәрдики бир тул аял һемишәм униң алдиға берип: «Бирси маңа азап салди, сиз адил һөкүм чиқирип, маңа атидарчилиқ қилсиңиз», дәп тәләп қипту. 4Лекин қази бу ишни бәк кәйнигә сөрәветипту, бирақ кейин ичидә: «Мән Худадин қорқмаймән, адәмләрниму һөрмәт қилмаймән, 5лекин бу тул аял дайим ишигим алдидин кәтмәй мени зериктүрүвәтти. Униңдин қутулуш үчүн һал-дәрдини аңлап, дәрдигә йәткиним түзүк охшайду», дәп ойлапту.
6Рәббимиз Әйса тәмсилни чүшәндүрүп мундақ деди:
— Бу адаләтсиз қазиниң сөзлиридин савақ елиңлар. 7Бир адаләтсиз қази шундақ қилған йәрдә, Худа Өзидин кечә-күндүз ярдәм тилигән бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? Уларға қилидиған шапаитини кечиктүрәрму? 8Яқ! Әксичә Худа җәзмән тездин уларниң һалиға йетиду. Дәрвәқә, Инсан Оғли асмандин қайтип кәлгәндә, йәр йүзидин Өзигә ишинидиғанларни тапаларму?
Пәрисий билән баҗгир
9Һәзрити Әйса өзлирини адаләтчи дәвелип, башқиларни көзигә илмайдиған кишиләргә қаритип, йәнә бир тәмсил ейтти:
10— Икки киши дуа қилиш үчүн мәркизий ибадәтханиға берипту. Уларниң бири пәрисий, йәнә бири баҗгир екән. 11Пәрисий хәлиқниң алдида өрә туруп мәғруранә һалда: «Әй Худа! Мениң башқилардәк алдамчи, гунакар, нека садиқлиғини бузғучилардин болуп қалмиғинимға, болупму бу баҗгирға охшимиғинимға шүкүр. 12Мән һәр һәптидә икки күн роза тутимән вә пүтүн иш һәққимниң ондин бир үлүшини Худа йолида сәдиқә қилимән», дәп дуа қипту.
13Бирақ һелиқи баҗгир башқилардин нери һалда ибадәтханиниң бир булуңида туруп, бешини көтирип асманға қарашқиму җүръәт қилалмай, мәйүсләнгән һалда мәйдисигә уруп: «Әй Худайим, мән гунакар. Маңа рәһим қилғайсән», дәпту. 14Аңлап қоюңларки, Худаниң нәзәридә бу иккисидин һелиқи пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйгә қайтипту, чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.
Һәзрити Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши
15Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балилирини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Буни көргән шагиртлар уларни әйиплиди. 16Лекин һәзрити Әйса балиларни чақирип:
— Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар мошуларға охшашлардур. 17Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
Мүлүкдардики мүшкүлат
18Йәһудийларниң башлиқлиридин болған бир бай һәзрити Әйсадин:
— Яхши Устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди.
19— Мени немишкә яхши дәйсиз? — деди һәзрити Әйса, — ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ. 20Сиз Тәвратта буйрулған: «Нека садиқлиғини бузма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, ата-анаңни һөрмәт қил», дегән пәризләрни ада қилиң.
21— Буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — дәп җавап бәрди һелиқи киши.
22Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса униңға йәнә мундақ деди:
— Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң.
23Һелиқи киши бу гәпни аңлап көңли интайин беарам болди, чүнки у наһайити бай еди.
24Бу һални көргән һәзрити Әйса:
— Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә! 25Уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди.
26Буни аңлиғанлар:
— Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дейишти.
27— Инсанлар қадир болмиғанға Худа қадирдур, — деди һәзрити Әйса.
28Бу чағда Петрус:
— Мана биз барлиғимизни ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә биз қутқузуламдуқ? — деди.
29— Билип қоюңларки, Худаниң Падишалиғини дәп, өйи, аяли, ака-укилири, ата-аниси яки пәрзәнтлиридин 30ваз кәчкәнләрниң һәммиси һәм бу дунияда һәссиләп көп байлиққа, һәм у дунияда мәңгүлүк һаятқа еришиду, — деди һәзрити Әйса җавап берип.
Һәзрити Әйсаниң Өз өлүми һәққидә үчинчи қетим алдин-ала ейтиши
31Һәзрити Әйса он икки шагиртини бир янға тартип уларға:
— Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Пәйғәмбәрләрниң Инсан Оғли тоғрилиқ язғанлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду. 32У римлиқларниң қолиға тапшурулиду. Улар Уни мәсқирә қилип, һақарәтләйду, йүзигә түкүриду 33вә Уни қамчилайду, өлтүриду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
34Бирақ шагиртлири һәзрити Әйсаниң сөзлиридин һеч немә чүшинәлмиди. Чүнки бу сөзләрниң мәнаси қәстән йошурулған болуп, улар һәзрити Әйсаниң немә демәкчи болғинини биләлмиди.
Һәзрити Әйсаниң қарғу тиләмчини сақайтиши
35Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә йеқин кәлгәндә, бир қарғу йолниң четидә олтирип тиләмчилик қиливататти. 36У бу йәрдин өтүп кетиватқан көпчиликниң авазини аңлап, немә вақиә болғанлиғини сүрүштүрди. 37Бири униңға:
— Насирәлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп уқтурди.
38— Әй падиша Давутниң Әвлади #18:38 Давут падишаниң Әвлади — бу нам йәһудийлар арисида улар күтүватқан Қутқазғучи-Мәсиһни көрситәтти. Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирап кәтти у.
39Һәзрити Әйсаниң алдида келиватқан кишиләр тиләмчини әйипләп, униң үн чиқармаслиғини ейтти. Лекин у:
— Әй падиша Давутниң Әвлади, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп техиму қаттиқ вақириди.
40Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, қарғуни алдиға әкелишни буйриди. Қарғу йеқин кәлгәндә, һәзрити Әйса униңдин:
41— Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди.
— Әй Рәббим, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән! — деди қарғу.
42— Көзлириң ечилди! Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — деди һәзрити Әйса униңға.
43Қарғуниң көзи шу ан ечилип, һәзрити Әйсаға әгишип, йол бойи Худаға шүкүр ейтип маңди. Бу ишни көргән халайиқму Худани мәдһийиләп маңди.
Currently Selected:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 18: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti