Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 14

14
Гунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши
1Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» вә «Петир нан» һейтиға икки күн қалған еди. Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйса­ни һейлә билән тутуп уҗуқтуруветишниң чарисини издәшти. 2Улар:
— Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишәтти.
3Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә дәстиханда олтириватқанда, ичигә қиммәтлик сап сумбул әтири қачиланған, ақ қаш тешидин ясалған қутини тутқан бир аял кирип, қолидики қутини ечип, ичидики әтирни һәзрити Әйсаниң бешиға қуйди. 4Бәзиләр буниңға хапа болуп, бир-биригә:
— Хуш пурақ әтирни бундақ исрап қилғанниң немә пайдиси? 5Бу әтирниң қиммити бир жиллиқ киримимизгә тәң келидикән! У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишип аялни қаттиқ әйипләшкә башлиди.
6— Аялниң ихтияриға қоюветиңлар, уни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди. 7Кәмбәғәлләр дайим араң­ларда, уларға халиған вақитта ярдәм қилалайсиләр. Лекин Мән араң­ларда дайим болмаймән. 8Аял чами йетидиған ишни қилди; Мениң дәпнә қилинишимға тәйярлиқ йүзисидин бәдинимгә алдин-ала әтир сүркәп қойди. 9Билип қоюңларки, Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди һәзрити Әйса уларға.
Йәһуданиң һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилиши
10Шу вақитта он икки шагирттин бири болған Йәһуда Ишқарийот һәзрити Әйсани тутуп бериш мәхситидә алий роһанийларниң йениға барди. 11Буни аңлап, алий роһанийларниң гүл қәқәқлири ечилип кәтти вә униңға пул беришкә вәдә қилишти. Йәһудаму һәзрити Әйсани уларға тутуп беришкә пурсәт издәшкә башлиди.
«Өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи
12«Петир нан» һейтиниң #14:12 «Петир нан» һейти йәттә күн болуп, биринчи күни «Өтүп кетиш» һейти дәп атилиду. Бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, петир нан билән йәйду. биринчи күни, йәни «Өтүп кетиш» һейти­ниң қурванлиғи қилинидиған күни шагиртлар һәзрити Әйсаниң йениға келишип:
— «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәргә берип тәйярлиши­мизни халайсиз? — дәп сориди.
13У шагиртлиридин иккисини мундақ дәп алдин-ала әвәтти:
— Йерусалимға кириңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир киши­ни учритисиләр. Униң кәйнидин меңип, 14у адәм киргән өйниң егисидин: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә? дәп сораватиду», дәңлар. 15У силәрни үстүнки қәвәттики рәтлик җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә һейтниң тамиғини тәйяр қилиңлар.
16Шагиртлар йолға чиқип шәһәргә кирди. Һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә тамақни тәйяр­лашқа киришти.
17Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән келип, 18дәсти­ханда олтирип таам үстидә:
— Билип қоюңларки, Мән билән биллә ғизалиниватқан силәрниң араңлардики бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
19Бу сөз уларни қайғуға салди. Улар бир-бирләп:
— Мән әмәстимән? — дәп сориди.
20Һәзрити Әйса уларға:
— Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни Мән билән биллә тәхсигә чилиған он икки шагиртниң ичидики биридур. 21Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди.
22Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп туруп, шагиртлириға бәрди вә:
— Елиңлар, бу Мениң Теним, — деди.
23Андин У қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунди. Һәммиси униңдин ичишти.
24— Бу Мениң нурғун адәмләр үчүн төкүлүп, Худаниң келиши­мини түзидиған Қенимдур. 25Билип қоюңларки, Худаниң Падишалиғида йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди һәзрити Әйса.
26Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
Һәзрити Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини ейтиши
27Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға:
— Һәммиңлар Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язми­ларда Худа:
«Қойчини уруп өлтүримән,
Қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән.
28Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун бари­мән, — деди.
29Петрус Униңға:
— Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди.
30— Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз икки қетим чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса.
31Лекин Петрус техиму қәтъий тәләппуз билән:
— Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.
Гетсиманә бағчисидики дуа-тилавәт
32Кейин улар Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. Һәзрити Әйса шагирт­лириға:
— Мән дуа-тилавәт қилип кәлгичә, силәр мошу җайда олтирип туруңлар, — деди.
33У Петрус, Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта Уни қайғу бесип, көңли беарам болушқа башлиди. У:
34— Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, һошияр туруңлар, — деди 35вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп, мүмкин болса у күнниң Өз бешиға кәлмәслигигә дуа қилип:
36— Әй сөйүмлүк Ата, Сән һәммигә қадирсән, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
37У үч шагиртиниң йениға қайтип келип, уларниң үгдәп қалған­лиғини көрүп, Петрусқа:
— Әй Симун, ухлаватамсән?! Бирәр саатму һошияр турал­ми­диңму?! 38Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.
39Андин У йәнә берип, бурунқи сөзлирини тәкрарлап дуа қилди. 40У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди. Улар һәзрити Әйсаға немә дейишини билмәй қалди.
41Һәзрити Әйса үчинчи қетим уларниң йениға қайтип:
— Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Болди, бәс әнди! Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди. 42Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту, — деди.
Һәзрити Әйсаниң тутқун қилиниши
43Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар тәрипидин әвәтилгән, қилич тоқмақлар билән қуралланған зор бир топ адәм бар еди. 44Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, Әйса Шу. Силәр Уни тутуп, қаттиқ муһапизәт астида елип меңиңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди. 45У удул һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
— Устаз, — дәп Уни сөйди. 46Шу чағда у башлап кәлгәнләр һәз­рити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди. 47Һәзрити Әйсаниң йениди­киләрдин бири қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
48Һәзрити Әйса:
— Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? 49Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә болуп тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. Бу ишларниң йүз бериши Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилғанларниң әмәлгә ашурулуши болди, — деди.
50Бу чағда шагиртларниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.
51Һәзрити Әйсаниң кәйнидин пәқәт учисиға кәндир рәхт йепин­чақ­лавалған бир яш жигит әгишип маңған еди. Улар униму тутувалди. 52Лекин у рәхтниң ичидин суғирилип чиқип ялиңач пети қечип кәтти.
Алий мәһкимидә сотлиниш
53Улар һәзрити Әйсани баш роһанийниң алдиға елип беришти. Пүтүн алий роһанийлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлириму у йәргә жиғилди. 54Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип берип, һойлида қаравуллар билән биллә иссинип олтарди. 55Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн испат издиди, амма тапалмиди. 56Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испатлири бир-биригә маслашматти.
57Уларниң бәзилири орнидин туруп, ялған гувалиқ берип:
58— Биз Униң: «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән», дегәнлигини аңлидуқ, — деди. 59Лекин бу һәқтики гувалиқларму бир-биригә маслашмиди.
60Андин баш роһаний орнидин туруп, җамаәтниң алдида һәзрити Әйсаға:
— Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқ­лириға немә дәйсән? — деди. 61Лекин һәзрити Әйса шүк туруп, һеч қандақ җавап бәрмиди. Баш роһаний йәнә Униңдин:
— Мәдһийилинишкә лайиқ болған Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — дәп сориди.
62— Һә-ә, Мән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар ичидә қайтип келидиғанлиғини көрисиләр.
63Бу сөзни аңлиған баш роһаний кийимлирини житип #14:63 Баш роһаний һәзрити Әйсани «күпүрлүк қилди», дәп қарап, өзиниң буниңға болған чөчүши вә ғәзивини ипадиләш үчүн, кийимлирини житқан. Һәзрити Әйсаниң: «Мәсиһ Мән болимән», дейиши Униң Худаға хас һоқуқ вә шөһрәт Мәндидур, дегәнлигидур. ташлап:
— Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди. 64Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар. Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди.
Улар бирдәк Униңға өлүм җазаси тегишлик дәп һөкүм қилишти. 65Бәзилири Униңға түкүрүшкә башлиди. Улар йәнә Униң көзлирини бағлап, мушт етип: «Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди?» дейишти. Қаравулларму Уни арисиға еливелип качатлиди.
Петрусниң һәзрити Әйсадин тениши
66Петрус төвәндики һойлида туратти. Баш роһанийниң хизмәткар қизлиридин бири келип, 67иссинип олтарған Петрусни көрүп, униңға тикилип қарап:
— Сәнму насирәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.
68Петрус буни инкар қилип:
— Сениң немә дәватқанлиғиңни билмидим һәм чүшәнмидим, — дедидә, ташқириға, дәрвазиниң алдиға чиқип турди. Шу чағда ғораз чиллиди.
69Униң ташқирида турғанлиғини көргән һелиқи хизмәткар қиз у йәрдә турғанларға йәнә:
— Бу Униң адимиғу, — деди. 70Петрус йәнә инкар қилди.
Бир аздин кейин у йәрдә турғанлар Петрусқа йәнә:
— Шүбһисизки, сән Униң шагиртлириниң бири. Тәләппузуңдин сениңму җәлилийәлик екәнлигиң чиқип турмамду?! — дейишти.
71Петрус қәсәм қилип:
— Силәр дәватқан Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди.
72Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим чиллиди. Петрус һәзрити Әйса­ниң өзигә: «Ғораз икки қетим чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән», дегән сөзини есигә елип, көңли бузулуп жиғлап кәтти.

Sorotan

Berbagi

Salin

None

Ingin menyimpan sorotan di semua perangkat Anda? Daftar atau masuk