Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 12
12
Сахтипәзликтин һошияр болуш
1Миңлиған кишиләр қиста-қистаңчилиқтин бир-бирини дәссәвәткидәк болушуп кәткән еди. Һәзрити Әйса шагиртлириға қарап:
— Силәр пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар. 2Ашкарә болмайдиған һеч қандақ йошурун иш, паш болмайдиған һеч қандақ мәхпийәтлик йоқтур. 3Демәк, силәрниң мәхпий қилған сөзлириңлар очуқ-ашкарә аңлиниду. Өйниң ичидә йошурун пичирлашқан гәплириңларму төрт тамдин өтүп, хәлқи аләмгә пур кетиду, — деди.
Худадинла қорқуш керәк
4Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди:
— Достлар, җениңларни тениңлардин җуда қилиштин башқа зиянкәшлик қолидин кәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар. 5Кимдин қорқуш керәклигини көрситип қояй. Җениңларни алғандин кейин, дозаққа ташлашқа һоқуқлуқ болған Худадин қорқуңлар. Қорқушқа тегишлиги әйнә шу.
6Бәш қушқачни икки тәңгигә сетивалғили болсиму, лекин уларниң бириниму Худа унтуп қалғини йоқ. 7Һәтта силәрниң һәр бир тал чечиңларниңму һесави бар. Шундақ екән, қорқмаңлар, чүнки силәр Худа үчүн нурғунлиған қушқачтинму қиммәтликтә!
Һәзрити Әйсани етирап қилиш вә қилмаслиқ
8— Көңүл қоюп аңлаңлар! — деди һәзрити Әйса гепини давамлаштуруп, — һазир көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни, кейин Инсан Оғлиму Худаниң периштәлири алдида етирап қилиду. 9Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанлар, Худаниң периштәлири алдидиму рәт қилиниду. 10Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду. Бирақ Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилғанлар кәчүрүмгә еришәлмәйду.
11Кишиләр силәрни «Бу адәм һәзрити Әйсаға әгәшкән», дәп ибадәтханиға яки һөкүмдарларниң алдиға елип берип, сораққа тартқанда, «Өзәмни қандақ ақлисам болар?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар. 12Чүнки немә дейишиңларни Муқәддәс Роһ шу вақитта силәргә үгитиду.
Әқилсиз бай һәққидики тәмсил
13Көпчилик ичидин бир киши һәзрити Әйсаға:
— Устаз, акамға атимиздин қалған мирастин маңа тегишлигини беришини буйрусиңиз, — деди.
14— Бурадәр, ким Маңа силәрниң араңларда қазилиқ қилиш яки мирасиңларни айрип бериш һоқуқини берипту? — деди һәзрити Әйса униңға.
15Кейин У көпчиликкә:
— Һәр хил ачкөзлүктин пәхәс болуңлар вә сақлиниңлар. Чүнки киши һәр қанчә бай болуп кәтсиму, униң һаяти мал-мүлкиниң көплүгигә бағлиқ әмәс, — деди 16һәм уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:
— Бир байниң йери мол һосул берипту. 17У көңлидә: «Бунчивала һосулни қойидиған йерим йоқ. Қандақ қилишим керәк? 18Тоғра, һазирқи амбарлиримни бузуп, кәңәйтип қуруп, ашлиқ вә башқа мал-мүлүклиримни шу йәргә қоймамдимән?!» дәп ойлапту. 19У йәнә өз-өзигә: «Вай-вуй, сән немә дегән бәхитлик адәм! Көп жил йәткидәк мал-мүлкүң бар. Йәп-ичип, турмушуңни хошал-хорам, раһәт өткүзмәмсән?!» дәпту.
20Лекин Худа униңға:
«Әй ахмақ, бүгүн кечила аманәтни тапшурисән, ундақта топлиған барлиқ байлиғиң әнди кимгә қалар?» дәпту.
21Һәзрити Әйса йәкүнләп мундақ деди:
— Өзигә байлиқ топлиған, амма Худаниң нәзәридә бай болмиған кишиниң ақивити мана шундақ болиду.
Худаға тайиниш
22Андин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди:
— Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар. 23Чүнки һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиздур. 24Қарғиларға қараңлар! Улар теримайду, жиғмайду, уларниң амбар, қоймилириму йоқ. Худа уларниму ач қоймиған йәрдә, силәрниң рисқиңларни чоқум бериду. Чүнки силәр шу қушлардин көп әзиз әмәсму?
25Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни кичиккинә узарталайсиләр? 26Мана шунчилик кичик ишниму қилалмисаңлар, башқа ишлар үчүн ғәм қилишиңларниң немә һаҗити?! 27Явайи гүлләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар. Улар ишму қилмайду, кийимму тикмәйду. Лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта улуқ падиша Сулайманниң һашамәтлик тонлириму бу явайи гүлләрниң гөзәллигигә тәң келәлмәйду. 28Әй ишәнчи аҗизлар! Даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа қалинидиған әшу гүл-гияларни шундақ безигән Худа силәрни техиму кийиндүрмәсму? 29Шундақ екән, йемәк-ичмәк, кийим-кечәк үчүн баш қатурмаңлар. Һеч немидин әнсиримәңлар. 30Бу дунияниң адәмлири мана шу нәрсиләр үчүн издиниду. Бирақ асмандики Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду. 31Шуниң үчүн силәр Худаниң Падишалиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду.
Һәқиқий байлиқ топлаш
32— Қозилирим, қорқмаңлар! Силәр аз вә аҗиз болсаңларму, Атаңлар Өз Падишалиғини силәргә беришни лайиқ көрди. 33Мал-мүлкүңларни сетип, кәмбәғәлләргә сәдиқә бериңлар. Өзәңларға упримайдиған пул халта һазирлаңлар. Шундақ қилсаңлар, оғри алалмайдиған, күйә йемәйдиған җай — асманда ғәзнә топлиған болисиләр. 34Байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
Һәзрити Әйсаниң келишигә тәйяр болуңлар!
35— Худди белини чиң бағлап, чирақлирини яндуруп, 36ғоҗайининиң той зияпитидин қайтип келишини күтүп турған чакарлардәк, һәр дайим тәйяр туруңлар. Ғоҗайин келип ишикни қаққанда, чакарлар дәрһал чиқип ишикни ечиши керәк. 37Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ вә тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхтидур! Билип қоюңларки, буни көргән ғоҗайин чакарларниң хизмитидә болуп, уларни дәстиханға олтарғузуп, шәхсән өзи күтүвалиду. 38Һәтта ғоҗайин йерим кечидә яки сәһәрдә кәлсун, у чакарлириниң ойғақлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхтидур!
39Билип қоюңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қачан келидиғанлиғини билсә, оғриниң өйгә бузуп киришигә һәргиз йол қоймайду, әлвәттә! 40Шуниңға охшаш, силәрму һәр дайим тәйяр туруңлар. Чүнки Инсан Оғли силәр ойлимиған чағда қайтип келиду.
41— Әй Рәббим, бу тәмсилләрни бизгила қаритип ейттиңизму яки көпчиликкә қаритипму? — дәп сориди Петрус.
42Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Ким ишәнчлик вә зерәк чакар болса, ғоҗайин уни башқа чакарлири үстидин күзитип, ғоҗайинниң озуқ-түлүгини уларға вақти-вақтида тәхсим қилип беришкә қойиду. 43Ғоҗайин сәпиридин қайтип келип, чакириниң шунчилик садақәт билән хизмәт қиливатқинини көрсә, бу чакарниң бәхти! 44Билип қоюңларки, ғоҗайин уни пүтүн тәәллуқатини башқурушқа қойиду.
45Лекин әгәр бу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним кечикип қайтип келидиғу», дәп башқа әр, аял чакарларни урса вә йәп-ичип мәс болса, 46ғоҗайин күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келип, уни уруп чала өлүк қилип, етиқатсизлар билән охшаш тәғдиргә дучар қилиду.
47Ғоҗайининиң немә тәләп қилғанлиғини билип туруп, руслинип турмиған вә ғоҗайининиң дегинини қилмиған чакар қаттиқ таяқ йәйду. 48Бирақ ғоҗайининиң тәливини билмәй туруп, таяқ йейишкә тегишлик ишни қилған чакар йенигирәк таяқ йәйду. Худа кимгә көп бәрсә, униңдин көп күтиду. Чүнки кимгә көп аманәт қоюлған болса, униңдин тәләп қилинидиғиниму көп болиду.
Һәзрити Әйса — бөлүнүшниң сәвәпчиси
49— Мән дунияға от йеқишқа кәлдим. Бу отниң йенип кетишини нәқәдәр арзу қилимән һә! 50Мән алди билән азаплиқ «чөмүлдүрүштин» өтүшүм керәк. Бу чөмүлдүрүш әмәлгә ашқичә интайин қийниливатимән. 51Силәр Мени дунияға течлиқ елип кәлдимикин, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс, бөлүнүш елип кәлдим! 52Буниңдин кейин бир аилидикиләр бир-бирсигә қарши туриду. 53«У Әйсаниң әгәшкүчиси», дәп ата оғлиға, оғул атисиға, ана қизиға, қиз анисиға, қейинана келинигә, келин қейинанисиға қарши туриду.
Худаниң ғәзивидин агаһландуридиған бешарәтләр
54-55Һәзрити Әйса көпчиликкә йәнә мундақ деди:
— Силәр күн петиш тәрәптә булут көрүнсә, «Ямғур яғиду» дәйсиләр. Җәнуп тәрәптин шамал чиқса, «Һава иссийду» дәйсиләр. Дәрвәқә, шундақ болиду. 56Әй сахтипәзләр! Силәр асман-зиминниң рәңгини чүшәндүрәләйсиләрю, һазирниң немә вақит екәнлигини чүшәндүрәлмәмсиләр?! 57Неминиң тоғра екәнлигигә силәр өзәңлар немишкә һөкүм қилип бақмайсиләр?! 58Әгәр бири үстүңлардин әризә қилип, силәрни сотқа елип бармақчи болса, имканийәтниң баричә, алдин-ала униң билән яришивелиңлар. Болмиса у силәрни сотчиға, сотчи болса қаравулға тапшуруп, зинданға солитиветиду. 59Билип қоюңларки, силәргә қоюлған җәриманниң бир тийининиму қоймай төлимигичә, зиндандин чиқалмайсиләр!
Attualmente Selezionati:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 12: HZUTCYR
Evidenziazioni
Condividi
Copia
Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: