Logo YouVersion
Icona Cerca

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 13

13
Товва қилиш яки һалак болуш
1Шу чағда бир нәччә киши келип, һәзрити Әйсаға бир қисим җәлилийәликләрниң мәркизий ибадәтханида қурванлиқ қиливатқинида, һаким Пилатус тәрипидин өлтүрүлүп, уларниң қениниң қурванлиқниң қени билән арилишип кәткәнлигини ейтти. 2Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Бу җәлилийәликләрниң башқа җәлилийәликләрдин көпирәк гунайи болғанлиғи үчүн шунчилик җапа чәкти, дәп қарамсиләр? 3Яқ, ундақ әмәс! Гуналириңларға товва қилмисаңлар, силәрму әшулардәк һалак болисиләр. 4Силоһа мәһәлисидики мунара өрүлүп чүшкәндә тегидә қелип өлгән он сәккиз кишини қандақ дәйсиләр? Уларни Йеруса­лимдики башқа кишиләрдинму яман, дәп қарамсиләр? 5Ундақ әмәс! Билип қоюңларки, гуналириңларға товва қилмисаңлар, силәрму һалак болисиләр.
Товва қилмаслиқниң ақивити
6Андин һәзрити Әйса бу тәмсилни сөзләп бәрди:
— Бир кишиниң беғида бир түп әнҗир дәриғи бар екән. У киши бу дәрәқтин мевә күтүпту, лекин дәрәқ мевә бәрмәпту. 7У киши бағвәнгә: «Қара, үч жилдин бери шунчә күтсәм, бир талму мевә бәрмиди, уни кесивәт! Униң бу йәрдә йәр егиләп турушиниң немә һаҗити», дәпту. 8«Ғоҗайин, йәнә бир жил вақит бериң. Униң түвидики топиларни юмшитип, оғутлап бақай. 9Әгәр келәр жили мевә бәрсә, техи яхши. Бәрмисә, кесиветәйли», дәпту бағвән.
Дәм елиш күни док аялни сақайтиш
10Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса бир ибадәтханида кишиләргә тәлим беривататти. 11У йәрдә У җин чаплашқили он сәккиз жил болған бир аялни көрди. Бу аялниң бели пүкүлгән болуп, руслинип тик туралматти. 12Һәзрити Әйса уни көргәндә, йениға чақирип:
— Ханим, кесилиңиз сақайди! — дәп 13қолини униң учисиға қоюведи, һелиқи аял дәрһал руслинип тик туруп, Худаға мәдһийә ейтти.
14Һәзрити Әйсаниң дәм елиш күни кесәл сақайтқанлиғини көргән ибадәтхана җавапкәри ғәзәп билән көпчиликкә:
— Иш вақтимиз алтә күн. Шипалиқ издигүчиләр дәм елиш күнидин башқа шу алтә күн ичидә келиши керәк, — деди.
15Рәббимиз Әйса униңға мундақ җавап бәрди:
— Әй сахтипәзләр, дәм елиш күни өкүз вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили елип барисиләрғу?! Бу һәрикитиңларни иш дәп һесаплимамсиләр?! 16Әҗдадимиз Ибраһимниң әвлатлиридин болған бу аял он сәккиз жилдин бери шәйтанниң сиртмиғида турупту. Әнди дәм елиш күни болсиму уни сиртмақтин бошитивәтсәм яман боптуму?!
17Һәзрити Әйсаниң бу сөзи дүшмәнлирини хиҗаләт қилди. Көпчи­лик болса, Униң яратқан әҗайип мөҗүзилиридин хурсән болди.
Уруқ вә хемиртуруч тоғрисидики тәмсилләр
18Һәзрити Әйса тәлим беришни давамлаштуруп мундақ деди:
— Худаниң Падишалиғи зади қандақ? Мән уни қандақ сүрәтләп берәй? 19У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Гәрчә қича уруғи кичик болсиму, киши уни териса, өсүп йетилип көчәт #13:19 Бу йәрдә тилға елинған қича Оттура Шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған өсүмлүкни көрситиду. болиду. Қушлар келип униң шахлирида угилайду.
20-21Униңдин башқа, Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? У худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду.
Асманниң тар ишиги
22Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, нурғун шәһәр-йезилар­дин өткәч, тәлим берип маңди. 23Бири Униңдин:
— Әй Тәхсир, қутқузулидиғанларниң сани азму? — дәп сориди.
Һәзрити Әйса көпчиликкә мундақ җавап бәрди:
24— Аз болсун, көп болсун, силәр асманниң тар ишигидин киришкә тиришиңлар. Чүнки нурғун кишиләр бу ишиктин кирәй десиму, кирәлмәйду. 25Өйниң ғоҗайини ишикни тақиған вақтида, силәр ташқирида туруп: «Тәхсир, ишикни ечиң!» дәп ишикни қақсаңлар, у: «Яқ! Ачмаймән, чүнки силәрни тонумаймән», дәйду. 26Силәр: «Биз сиз билән һәмдәстихан болған, сизму бизниң кочилиримизда тәлим бәргән» десәңлар, 27у силәргә йәнә бир қетим: «Силәрни тону­май­мән, көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар!» дәйду. 28Силәр Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә барлиқ пәйғәмбәрләрни Худаниң Падиша­лиғи ичидә, өзәңларни болса, сиртқа қоғлаветилгән һалда көргиниң­ларда, һәсрәттә жиғлап, чишлириңларни ғучурлитисиләр. 29У чағда дунияниң һәммә җайлиридин нурғун йәһудий әмәсләрниң дөләтлири­динму нурғун кишиләр келишип, Худаниң Падишалиғида һәмдәстихан болиду. 30Шундақ қилип, кәйнидикиләр алдиға өтүп, алдидикиләр кәйнидә қалиду.
Һәзрити Әйсаниң Йерусалимға болған меһир-муһәббити
31Дәл шу чағда бир нәччә пәрисийләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
— Бу йәрдин башқа җайға кетиң. Һирод хан Сизни өлтүрмәкчи, —деди.
32Һәзрити Әйса унимастин:
— Силәр берип, у түлкигә Мениң давамлиқ җинларни һайдайди­ғанлиғим вә кесәлләрни сақайтидиғанлиғимни, узун өтмәйла Йеруса­лимда вәзипәмни тамамлайдиғанлиғимни дәңлар. 33Шундақ екән, шу вақитқичә йолумни давамлаштурмисам болмайду. Чүнки бир пәйғәмбәр үчүн елип ейтқанда, Йерусалимдин башқа йәрдә өлтүрүлүш мувапиқ әмәстур.
34Әй йерусалимлиқлар! Пәйғәмбәрләр вә Худа әвәткән әлчиләрни чалма-кесәк қилип өлтүргән йерусалимлиқлар! Гоя мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк, Мәнму силәрни қанчә қетим Өз қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар. 35Мана әнди Худа ибадәтханаңлардин айрилип, силәрни ташлап кетиду. Шуни билип қоюңларки, силәр: «Рәббимиз әвәткән Қутқазғучиға мубарәк болсун!» дәп Маңа ишәнмигичә, Мени қайтидин көрәлмәйсиләр, — деди.

Evidenziazioni

Condividi

Copia

None

Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi