Logo YouVersion
Icona Cerca

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 14

14
Дәм елиш күнидә кесәл сақайтиш
1Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса муһим бир пәрисий ақсақи­линиң өйигә тамаққа барди. Бәзиләр Уни тутуш койида, Униң сөз-һәрикәтлирини күзитивататти. 2У йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди. 3Һәзрити Әйса у йәрдики Тәврат устазлири вә пәрисийләрдин:
— Тәвратта дәм елиш күни кесәл сақайтишқа рухсәт қилинғанму-йоқ? — дәп сориди.
4Бирақ улар гәп қилмиди. Һәзрити Әйса болса һелиқи кесәлгә қоли­ни тәккүзүп, сақайтип йолға салди. 5Андин көпчиликкә:
— Балаңлар яки калаңлар қудуққа чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?! — деди.
6Бирақ һеч ким һәзрити Әйсаниң бу соалиға җавап берәлмиди.
Худа кимни жуқури қилиду?
7Бәзи меһманларниң төр талишиватқанлиғиға диққәт қилған һәз­рити Әйса көпчиликкә тәмсил билән мундақ деди:
8— Тәклип билән той зияпитигә қатнашқан вақтиңизда, төргә чиқивалмаң. Сиздинму һөрмәтлик бир меһман чақирилған болуши мүмкин. 9У чағда саһипхан сизгә: «Бу яққа орун бәргәйсиз!» дәп қалса, интайин хиҗаләтчиликтә төвәнгә чүшүшкә мәҗбур болисиз. 10Лекин сиз тәклипкә бенаән келип, төвәндә олтарған вақтиңизда, саһипхан сизгә: «Достум, жуқуриға чиқиң!» десә, меһманларниң алдида аброю­ңиз болиду. 11Чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.
Меһмандостлуқниң йоли
12Һәзрити Әйса Өзини меһманға чақирған саһипханға мундақ деди:
— Меһман чақирғиниңизда дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай холум-хошнилириңизнила чақирмаң. Ундақта, уларниңму сизни чақирип, адәмгәрчилигиңизни қайтуруветишиға тоғра келиду. 13Шуниң үчүн зияпәт бәрмәкчи болсиңиз, ғерип-ғурва, мәйип-нака, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақириң. 14Буниң билән бәхитлик болисиз, чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңизни қайтуруш мүмкинчилиги йоқ. Лекин Худа һәққаний кишиләрни қайта тирилдүргәндә, бу яхшилиғиңизни Өзи қайтуриду.
Чоң зияпәт тоғрисидики тәмсил
15Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири бу сөз­ләрни аңлап, Униңға:
— Худаниң Падишалиғидики зияпәттә олтиридиғанлар немә дегән бәхитлик һә! — деди.
16Бирақ һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:
— Бир киши чоң зияпәт һазирлап, нурғун меһман чақирипту. 17Дәстихан селинған күни чакирини әвәтип чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту. 18Бирақ меһман­лар бармаслиққа бир-бирләп банә көрситипту. Биринчиси: «Мән һели бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Кәчүрүң, баралмаймән», дәпту. 19Йәнә бири: «Мән он өкүз сетивалдим, һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк. Кәчүргәйсиз, зияпәткә қатнишалмайдиған болдум», дәпту. 20Йәнә бири: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән», дәпту.
21Чакар қайтип келип, һәммә әһвални ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғерип-ғурва, мәйип-нака, кор-әма, ақсақ-чолақларни жиғип кәл», дәпту. 22Узун өтмәй чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, буйруғуңизни ада қилдим. Йәнә бир мунчә бош орун бар!» дәпту. 23«Йезидики чоң-кичик арқа кочиларни арилап, тапқан адимиңни зорлап әкелип өйүмни толтур! 24Чүнки башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсисини дәстихинимда олтарғузмаймән», дәпту ғоҗайин униңға.
Шагирт болуш шәртлири
25Нурғунлиған кишиләр һәзрити Әйса билән биллә кетивататти. Һәз­рити Әйса уларға қарап мундақ деди:
26— Маңа әгәшкәнләр Мени ата-аниси, бала-җақиси, ака-укилири, ача-сиңиллири, һәтта өз җенидинму әзиз көрмисә, Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс. 27Өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшми­гәнләрму шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
28Әгәр араңлардики бири мунара салмақчи болса, алди билән бу қурулушни пүткүзүш үчүн йәткидәк пул барму йоқ дәп, қанчә пул кетидиғанлиғини чоңқур һесаплимай қаламду?! 29Ундақ қилмиғанда, мунариниң асасини қуруп қоюп, уни пүткүзәлмисә, буни көргәнләр, 30«Бу адәм қурулушни башлап қоюп, айиғини чиқиралмиди», дәп заңлиқ қилмай қалмайду.
31Шуниңға охшаш, әгәр бир падишаниң он миң кишилик қошуни болуп, жигирмә миң кишилик қошунни башлап келиватқан иккин­чи бир падиша билән урушқили бармақчи болса, у җәзмән алди билән өз күчини синап, дүшминигә тақабил туралайдиған яки туралмайди­ғанлиғини мөлчәрләп көриду әмәсму?! 32Әгәр «Тақабил туралмаймән» дегән қарарға кәлсә, дүшмән қошуни техи жирақтики вақтида әлчи әвәтип, улар билән течлиқ шәртнамиси түзүшни өтүниду. 33Шуниңға охшаш, қайсиңлар болсун бар-йоқуңлардин ваз кәчмисәңлар, Мениң шагиртим болалмайсиләр.
Шагиртлар туз болуш ролини йоқатмаслиғи керәк
34Туз яхши нәрсә. Бирақ туз өз күчидин қалса, уни қандақ әслигә кәлтүргили болиду? 35Уни топиға яки оғутқа селишқиму яримай, ташлаветишкә тоғра келиду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

Evidenziazioni

Condividi

Copia

None

Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi

Piani di Lettura e Devozionali gratuiti relativi a Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 14

YouVersion utilizza i cookie per personalizzare la tua esperienza. Utilizzando il nostro sito Web, accetti il nostro utilizzo dei cookie come descritto nella nostra Privacy Policy